Генирал зунун тейип вапатиниң 20 йиллиқи хатириләнди
2004.10.12
11 - Өктәбир күни қазақистанниң алма - ата шәһиридә шәрқий түркистан миллий инқилапчилири вә тәшкилатчилириниң бири, һәрбий қомандан, генерал зунун тейип вапатиниң 20 йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди. Хатириләш паалийитигә һәр саһәдин болуп җәмий 150 дәк адәм қатнашти.
Генерал зунун тейитоф вапатиниң 20 йиллиқи хатириләнгәндин кейин, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулла шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң шаһити, тарихчи сабит абдурахман вә сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди билән генерал зунун тейитофниң һаяти һәққидә сөһбәт өткүзди.
©
2004 Radio Free Asia