“қәтий мәхпий” һөҗҗәтләрдики уйғурларни бастуруш тоғрилиқ берилгән көрсәтмиләр (1)

Мухбиримиз әзиз
2022.06.06
chen-chuengo-chen-quanguo.jpg Уйғур аптоном райониниң секретари чен чүәнго(оттурида) хитай коммунистик партийәси 19-нөвәтлик қурултийи шинҗаң вәкилләр йиғинида. 2017-Йили 19-өктәбир, бейҗиң.
AFP

Йеқинда ашкара болуп кәткән “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики топламда хитай һөкүмранлар гуруһиниң ичкий қисмидики мәхпий сөһбәтләрниң текисткә айландурулған нусхилири бар болуп, буниңда уйғур дияридики қирғинчилиқ вә бастурушни қандақ шәкилдә давам қилдуруш вә тамамлашқа даир бир қатар көрсәтмиләр көзгә челиқиду. “қәтий мәхпий” дәп тамға урулған бу һөҗҗәтләрдики көрсәтмиләр хитай һөкүмитиниң нөвәттики қирғинчилиқиниң толиму әстайидиллиқ билән пиланланғанлиқини, шуниңдәк пүткүл уйғур миллитиниң “дүшмән синип” қатарида муамилә қилиниватқанлиқини көрситип бәргән.

“бу бир мәйдан уруш!”

Уйғур дияридики әң һоқуқдар шәхс, йәни уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секритари болған чен чуәнго 2017-йили майдики бир нутуқида хитай һөкүмити бир қоллуқ лайиһәлигән қирғинчилиқни иҗра қилишта буниң қандақтур җинайәт обйектилириға зәрбә бериш һәркити әмәс, әксичә пүткүл ‍уйғур миллитигә қарши “йоқитиш уруши” икәнликини қайта-қайта тәкитлигән. Чен чуәнгониң билдүришичә, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “бир бәлвағ бир йол қурулуши” нөвәттики вәзийәт үчүн “наһайити чирайлиқ болған бир қетимлиқ җәң” болуп, уйғур дияридики урушта “чоң иш чиқмаслиқ, оттураһал иш чиқмаслиқ, кичик ишму чиқмаслиқ” ни җәзмән әмәлгә ашуруш лазим икән. Буниң үчүн аз дегәндиму үч мәйдан “қаттиқ уруш” ни тамамлаш зөрүр икән. Буниң биринчи қәдими болса дәл “қаттиқ зәрбә бериш” ни толуқ иҗра қилиш лазим икән.

Чен чуәнго буни “бу дегән бир мәйдан уруш” дәп шәрһийләш җәрянида бу хил “қаттиқ зәрбә бериш” ниң хитай рәиси ши җинпиң тәкитлигән “шинҗаңни идарә қилиш истратегийиси” ниң мәзмунлиридин бири икәнликини, буниң үчүн “зиянлиқ” болған кишиләрниң бириниму қоймай “тутушқа тегишлик болғанларниң һәммисини тутуш”, буниңға қилчиликму шүбһә яки гуманда болмаслиқ, тутқандин кейин қаттиқ әдәбләш вә еғир қамаққа һөкүм қилиш һәққидә йолйоруқ бәргән. Шуниңдәк уларни қамаққа һөкүм қилишта бәш йилдин төвән қамаққа мәһкум болғанларни “өгиниш” вә “қош тил өгиниш” кә қатнаштуруш, қанун өгинишкә қатнаштуруш, нәччә йил кетишидин қәтинәзәр қайси вақитта бу өгинишләрни рази болғудәк сәвийидә тамамлиғанда, андин қоюветиш тәкитләнгән. Омумән хитай һөкүмити “ишәнчсиз” яки “зиянлиқ” дәп қариғанлики уйғурни “җәмийәткә қайтип чиққандин кейин ашу хил идийәдин үзел-кесил халас болуш” иға һөддә қилғудәк дәриҗидә “тәрбийәләш”, өзгириш еһтимали кичик дәп қарилидиған “ява ахунлар” вә “икки йүзлимичиләр” ни имкан қәдәр сиртқа чиқартмайла қаттиқ зәрбә бериш арқилиқ “мәвҗут болмаслиқ” қа кепиллик қилиш оттуриға қоюлған. Бу болса мәһәлливи яки район миқясида бәлгилик йетәкчилик қилиш иқтидариға игә болғанлики кишиләрниң лагерларда өлүп кетишидики сәвәбләрни вастилик һалда әкс әттүрүп бәргән.

Чен чуәнго ейтиватқан “зиянлиқ” кишиләр болса хитай һөкүмити “терорлуқ, зораванлиқ вә ашқунлуқ билән зәһәрләнгән” дәп қариған яки чәт әлләр билән алақә қилиш җәрянида “зәһәрләнгән” кишиләр болуп, бир аилидә бир киши “зәһәрләнгән” болса униң “зәһири” җәзмән башқиларғиму “юққан” болидикән. Шуңа “зәһәрләнгән” кишиләрниң һәммисини мушу урушта “давалаш” лазим икән. Сақчи архиплири вә башқа һөҗҗәтләр тәмин әткән мәлуматлар буларниң уйғур өрп-адәтлири вә исламий паалийәтниң һәрқандиқини өз ичигә алидиғанлиқини, бундақ “зәһәрләнгән” кишиләрниң сани аз дегәндиму нәччә милйон икәнликини көрсәткән. Бу бойичә болғанда уйғурларниң мутләқ көп қисми мушу хил “уруш” ниң обйектилири һесаплинидиған болуп, 2017-йилидики тутқунда немә үчүн уйғурларниң аз дегәндиму 10 пирсәнти тутқун қилинип болғанлиқи әнә шу сәвәбтин болған. Бу һәқтә сөз болғанда, бу қетимқи “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики топламни ахбарат саһәсигә елип чиқишқа ачқучлуқ рол ‍ойниған шәхсләрниң бири, вашингтон шәһиридики “комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси адрян зенз, хитай даирилириниң “җинайәт” испати бойичә әмәс, әксичә “мунасивәт тори” асасида кишиләрни лагерға қамиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

“сақчиларниң бу хил йосунда адәм тутушида ‛җинайәт‚ әмәс, әксичә ашу кишиләрниң иҗтимаий алақиси муһим дәстәк болған. Йәни мундақчә алғанда кимниң ким билән болған алақиси тутқунға сәвәб болған. Буниңда әгәр бир аилидики бир киши ‛зәһәрләнгән‚ дәп қаралған болса униң ‛зәһири‚ башқиларғиму таралған болиду, дәп қарилиду. Мәсилән алсақ, ата-ана болғучилардин бири хитай һөкүмити ‛зиянлиқ‚ яки ‛зәһәрлик‚ дәп қариған бир ишқа, мәсилән, диний етиқад яки миллий өрп-адәткәт четилип қалған болса уларниң аилә-тавабиатлириму шуниң билән ‛зәһәрләнгән‚ дәп қарилиду. Шундақла уларму тутқун қилиниду. Иккинчи қәдәмдә улар билән четишлиқ болған башқа кишиләр тутқун қилиниду. Әнә шу тәриқидә бу сан барғансери зорийип бариду. ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ дә биз көргән кишиләрниң көп қисми әнә шу тәриқидә тутқун қилинғанлардур. Баятин сиз тилға алған 16 яшлиқ өсмүр тутқун гәрчә һечқандақ хата иш қилмиған болсиму, әнә шу хил аилә мунасивити арқилиқ тутқун қилинған кишиләрниң бири. Йәни ашу хил ‛зәһәрләнгән‚ ата-анидин туғулуп қалғанлиқи униң ‛гунаһи‚ болуп қалған.”

Әмма дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу хил зор көләмдә уйғурларни тутқун қилиши һәмдә буни “бир мәйдан җәң” дәп тәсвирлиши, маһийәттә пүткүл уйғур миллитини “дөләтниң дүшмини” дәп ашкара елан қилғанлиққа баравәр икән.

“бир милйон балини тәрбийәлидуқ!”

Чен чуәнгониң ағзаки көрсәтмилиридә алаһидә орун игилигән йәнә бир һадисә һөкүмәтниң контроллуқини ‍уйғурларниң аилилиригә қәдәр кеңәйтиш болған. Униң қаришичә, сақчи понкитлири һәрқайси понкит нуқтилири арисидики кишиләрни, “он аилә бир һалқа болуш” пәқәт он аилини назарәт қилишқа яриған билән һәрқайси аилиләрниң ички қисмини назарәт қилиш әмәлгә ашмайдикән. Буниң билән “һечқандақ өлүк булуң қалмаслиқ, йочуқ қалмаслиқ вә бош орун қалмаслиқ” тәк баш нишанға йәткили болмайдикән. Йәнә келип “идийәси зәһәрләргән” кишиләр түрмиләрдә охшимиған қамақ җазалирини баштин кәчүрүп җәмийәт қойниға қайтип чиққандин кейин йошурун һалда давамлиқ муқимлиқни бузғучи шәхсләр болуп қалидикән. Болупму “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ға четишлиқ кишиләрниң һәрқандиқи шундақ болидикән. Шуниң үчүн партийә вә һөкүмәтниң аталмиш “иллиқ нәзири” ни шәһәрләрдин йезиларғичә һәр бир аилигичә елип кириш, болупму “нуқтилиқ” аилиләргә алаһидә “нәзәр селиш”, шу арқилиқ уларниң аилә торида һечкимниңму “зәһәрләнмәслики” гә һөддә қилиш лазим икән. Бу болса дәл 2017-йили хитай һөкүмити ғайәт зор малийә күчи вә адәм күчи сәрп қилиш бәдилигә “туғқан болуш” намида милйонлиған хитай кадирлирини уйғур аилилиригә сәпләп болғанлиқиға қарита ейтилған. Чен чуәнго шу вақиттики әһвални хуласиләп: “илгири бәзи йезиларда туғқан болуш үчүн аилиләргә киргән кадирларни өлтүриветидиған ишлар йүз бәргәнлики үчүн кадирлиримиз буниңдин қорққан иди. Һазир аилиләргә киргән кадирларни һәммәйлән дастихан селип күтүвалидиған болди” дегән. Әмма буниң қанчилик кишиләрни лагерға вә түрмиләргә қамаш һесавиға ишқа ашқанлиқи һәққидә сөз қилмиған.

Чен чуәнгониң пикричә, “мәсилииси бар” уйғурлар җәмийәткә қайтип кәлгәндин кейин, җәзмән йәнә “иш терийдиған” болуп, буни һәл қилишниң бир муһим чариси уларниң әвлатлирини “тәрбийәләш” икән. Бу җәһәттә шу вақитниң өзидә һәрқайси җайлардики “қош тиллиқ” йәслиләр дәп атиливатқан орунларда “тәрбийәлиниватқан” бир милйон гөдәк “дөләт тили” ни наһайити яхши өгәнгән; бирнәччә айдила хитай тилида дөләт шеири ейталайдиған, “улуғ вәтән” ни сөйидиған, бейҗиңни вә тйәнәнменни сөйидиған болуп чиққан. У мушу әһвалларни мисал қилип: “мушундақ қилғандила уларниң кейинки әвладини узун мәзгиллик әминлик үчүн үмидвар қилғили, партийәгә әгишип маңидиған һәмдә партийәдин миннәтдар болидиған қилғили болиду” дегән. Әмма бу бир милйон уйғур гөдәкниң ата-анилири қәйәрдә икәнлики һәққидә бивастә сөз қилмастин уларниң аллиқачан “тутушқа тегишлик болғанларниң бириниму бош қоймаслиқ” бойичә бир яқлиқ қилинип болғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Бу һәқтә сөз болғанда илшат һәсән, бу хил көләмдики сәбийләрни “тәрбийәләш” ниң уйғур җәмийити үчүн бәкму әҗәллик зәрбә болидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Доктур адрян зензниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу хил “тәрбийәләш” методи улардики “хәтәрни бих һалитидила йоқ қилиш” чүшәнчисидин кәлгән. Шуниң үчүн бу хил “тәрбийәләш” ниң көлими вә давам қилиши бу “хәтәр” үзел-кесил йоқ болғучә давам қилидикән.

“худди шу шәкилдә сабиқ партийә секретари болған чен чуәнго бу һөҗҗәттә ениқ қилип уйғурларниң хәтәрлик икәнликини, шуниңдәк уларниң тәһдит икәнликини мәхсус тәкитлигән. Униң қаришичә, бу хилдики уйғурларни лагерларда йил-йиллап тәрбийәлигән һаләттиму бу хил ‛зәһәр‚ ниң қалдуқи түгимәйду, уларниң өзгиришиму әмәлгә ашмайду. Уларни толуқ контрол қилиш вә буниң ‛зәһири‚ ни толуқ тазилаш үчүн әнә шу хил тәдбирләрниң елинғанлиқи бу һөҗҗәтләрдин бәкму ениқ көрүнүп туриду.”

Һөҗҗәтләрдин мәлум болушичә, чен чуәнгониң бу хилдики көрсәтмилири мәркизий һөкүмәтниң йолйоруқлирини мәнбә қилған болуп, бу һәқтики мәлуматлар башқа һөҗҗәтләрдиму охшимиған шәкилдә әкс етидикән.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар. Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.