Уйғурларни “террорчи” дәп бастурған хитай, оттура шәрқтә террорчиларға ярдәм берип кәлмәктә

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.08.13
Афғанистан-хитай мунасивити: терорлуқ вә һәмкарлиқ Хитай ташқи ишлар министири ваң йи афғанистан талибанлири вақитлиқ һөкүмитиниң муавин баш министири муллаһ абдул ғени барадар билән. 2022-Йили 24-март, кабул, афғанистан.
AP

Уйғур елидә аталмиш “террорлуққа зәрбә бериш, әсәбийликни түгитиш” һәрикити қозғап, кәң-көләмлик лагерларни қуруп, милйонлиған инсанниң һаяти вә әркинликини набут қилған хитай һөкүмити, террорчиларни астирттин қоллайдиған афғанистан, пакистан, иран, сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләр яки “дөләтсиз” террорлуқ тәшкилатлири билән һәмкарлишип, оттура шәрқтики тәсирини кеңәйтмәктә икән.

Йеқинда “ерусалим почтиси” гезитидә елан қилинған бир мақалидә, узундин буян ислам тәшкилатлирини қоллап келиватқан хитайниң әмдиликтә һөкүмәтсиз радикал исламчилар билән күчлүк иттипақ қуруп, демократик һакимийәтләргә бузғунчилиқ қилип, оттура шәрқтики сиясий өзгиришләргә биваситә қол тиқиватқанлиқи оттуриға қоюлған.

“мусулман қериндашлар тәшкилати һечкимниң дости әмәс, хитай буни чүшиниши вә агаһ болуши керәк” намлиқ бу мақалидә көрситилишичә, хитай өзи ойдуруп чиқарған “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни йоқитиш баһанисидә афғанистандики талибан күчлири билән һәмкарлиқ орнатқан; радикал диний тәшкилатлар вә қораллиқ гуруппиларни астиртин қоллайдиған иран билән сәуди әрәбистанни яраштуруп қойған; исраилийәгә террорлуқ һуҗуми қилған хамасни қоллап кәлгән һәмдә пәләстиндики 14 тәшкилатни, җүмлидин буниң ичидики террорлуқ тәшкилатлирини бейҗиңға чақирип ғәззәни қоғдаш келишими имзалашқа саһибханилиқ қилған; хитай йәнә йеқинда баңладишта йүз бәргән сиясий өзгиришниму пакистан билән бирлишип пиланлиған болуши мумкин икән. Омумән ейтқанда, хитай йиллардин буян оттура шәрқ вә униң әтрапидики дөләтләргә хоҗа акилиқ қилишқа урунуп, америкаға қарши сиясий мәқситини әмәлгә ашурушқа күчәп кәлгән.

Тарихий сәвәбләр түпәйлидин, әрәб-ислам әллири исраилийә вә ғәрб дунясиға нисбәтән өчмәнлик сақлап кәлгән. Соғуқ уруш йиллирида әрәб-ислам әллири хитай билән сабиқ совет иттипақиға йеқинлашқан болуп, хитай буниңдин та һазирғичә пайдилинип кәлмәктә икән.

Вашингтондики “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң директори абдулһаким идрис бу һәқтә тохтилип: “мусулман дөләтлири тарихта ғәрб әллириниң ишғалийитигә учриған, әмма улар хитайниң ишғалийитиниң қанчилик қәбиһ вә рәзил болидиғанлиқидин хәвири йоқ” деди.

Америка като институтиниң тәтқиқатчиси мустафа ақйол (Mustafa Akyol) радийомизға йоллиған инкасида, хитайниң оттура шәрқтә дипломатик рол ойнашқа тиришиватқанлиқини, мәсилән, сәуди әрәбистан билән иранни яраштуруп қойғанлиқи, пәләстиндики хамас билән фатах арисида миллий һәмкарлиқ келишими имзалатқанлиқини тилға елип, мундақ дәйду: “әмма унтумаслиқ керәкки, хитайниң оттура шәрқтики бу дипломатик урунушлири хитай һакимийитиниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини йошуруш вә уни инкар қилиш үчүн қоллиниватқан бир васитисидин ибарәт. Оттура шәрқтики мусулман хәлқ хитайдики бу қорқунчлуқ реаллиққа көз юммаслиқи, америка вә явропаға наразилиқини билдүргән йәрдә, хитайниң өзиниң мусулман пуқралириға селиватқан қорқунчлуқ зулумлириғиму наразилиқ билдүрүши, уни қәтий қобул қилмаслиқи керәк”.

Мақалидә ейтилишичә, баңладиштики намайишта ағдурулған һөкүмәтниң рәһбири шәйх һасина қечип кетишниң алдида хитайда зиярәттә болған болуп, хитай һөкүмити униңға соғуқ муамилә қилған вә униң зиярәт вақтини қисқартқан. Буниңдин, хитай һөкүмитиниң униң һөкүмранлиқиниң аяғлишидиғанлиқини алдин билидиғанлиқи һәмдә бу һәқтә пакистан истихбарат оргинидин ишәнчлик учурларға еришкәнлики тәхмин қилинмақта икән.

Шәйх һасина баңладишниң дөләт атиси муҗибу рәһманниң қизи болуп, хитай һөкүмити уни һиндистанға майил дәп қарап униңға ишәнмәй кәлгәникән. Шәйх һасина йеқинда баңладиштики ислам тәшкилати “җамаәт” билән униң тармиқидики оқуғучилар тәшкилатини сиясий зораванлиқ һәрикәтлири билән шуғулланғанлиқи үчүн чәклигәникән. “җамаәт” болса пакистанға йеқин тәшкилат болуп, хамас вә мусулман қериндашлар тәшкилати биләнму қоюқ мунасивити бар икән. Бу қетим шәйх һасина һөкүмитиниң ағдурулушида “җамаәт” ниң роли чоң болған.

Мақалә апториниң дейишичә, хитайниң баңладиштики сиясий өзгиришкә биваситә қол тиққанлиқини оттуриға қоюшта, хитайниң пакистан алаһидә қораллиқ әтрити, пакистан һәрбий истихбарат оргини вә мусулман қериндашлар тәшкилати билән болған һәмкарлиқини, вақитлиқ һөкүмәт қурған баңладиш армийәси қоманданиниң хитай билән мунасивити барлиқини дәлил қилишқа болидикән.

Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң әзаси турғунҗан алавидин хитайниң бу йәрдә икки йүзлимичи, рәзил сиясәт қоллиниватқанлиқини, йәни уйғурларға террорлуқ қалпиқи кийдүрүп уларни йоқитишқа киришкән болса; дөләт сиртида радикал исламчиларға вә террорчи тәшкилатларға ярдәм бериватқанлиқини тәкитләп өтти.

Ислам тәшкилатниң хитайниң әрәб-ислам әллири вә башқа мусулманлар җамаитигә юмшақ күч ишлитиштә әң чоң рол ойнаватқан орун икәнлики тоғрисида ишләнгән картон. 2020-Йили өктәбир.
Ислам тәшкилатниң хитайниң әрәб-ислам әллири вә башқа мусулманлар җамаитигә юмшақ күч ишлитиштә әң чоң рол ойнаватқан орун икәнлики тоғрисида ишләнгән картон. 2020-Йили өктәбир.
RFA/Yettesu

Мақалидә көрситилишичә, хитай йеқинқи йилларда радикал исламчилар билән алақисини күчәйткән. Мәсилән, һиндистан өз армийәсини чеграға әвәтип хитай билән тоқунушқан мәзгилдә, хитай пакистан билән бирлишип, пакистан қоллаватқан кәшмир террорчилирини ишқа салған; талибан һөкүмитини етирап қилиш бәдилигә улардин исми бар җисми йоқ шәрқий түркистан қораллиқ күчлирини бастурушни тәләп қилған; хитай йәнә хамасқа ярдәм қилип, хамасниң 2023-йил 10-айниң 7-күни исраилийәгә террорлуқ һуҗуми қилишини кәлтүрүп чиқарған, буни дунядики көплигән истихбарат органлири ашкарилиған. Хитай ғәрб дуняси билән дүшмәнлишип қелиштин сақлиниш үчүн, хамас билән учрашқанда еһтият қилип кәлгән; шундақтиму хитай хамасни қоллап, униң ғәззәдики қанунлуқ орнини қоғдашқа тиришип кәлгән. Йәни хитай бир яқтин ислам дөләтлири билән достлуқини давам қилип, бир яқтин “дөләтсиз” террорчи тәшкилатларни қоллайдиған дөләткә һәмдә оттура шәрқтә барғанчә муһим рол ойнаватқан дөләткә айланған.

Абдулһаким идрис әпәнди хитайниң уйғур мусулманлириниң етиқадини кесәллик дәп һақарәтләп, исламни террорлуқ билән бағлиған туруқлуқ, ислам дунясиниң көзини бояп, уларниң қоллишиға еришип келиватқанлиқини, уйғурларниң бешиға кәлгән ақивәтниң уларниң бешиғиму келиши мумкинликини оттуриға қойди.

Хитайниң бүгүн уйғурларға дөләт терроризми йүргүзүватқанлиқи һәммигә аян. Турғунҗан алавидин әпәнди хитай компартийәсиниң әслидинла террорлуқ билән шуғуллинип кәлгән бир сиясий гуруһ икәнликини, шуңа чәт әлдики террорчи гуруһлар билән һәмкарлишип, уларни өз мәнпәәти үчүн хизмәт қилдуруватқанлиқини билдүрди.

Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: “хитай дәсләптә уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини йошуруш һәм диққәтни бураш үчүн дуняниң һәр қайси җайлиридики ислам тәшкилатлириға яхшичақ болушқа тиришқан болса; әмдиликтә радикал исламчилар билән күчлүк иттипақ қуруп, демократик түзүмгә бузғунчилиқ қилип, гео-сиясий инқилабларни тезләштүрмәктә. Хитай шуниңдин агаһ болуши керәкки, мусулман қериндашлар тәшкилати һечкимниң дости әмәс. Орини ким колса, униңға өзи чүшиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.