Мая ваң: “хитайниң америкаға қарши тәшвиқат һуҗумиға униң өз һакимийәт моделидин әнсириши сәвәб болған”
2023.03.02

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиригә қарши омумйүзлүк тәшвиқат һуҗумини қайтидин күчәйтиши, диққәт қозғимақта.
20-Феврал күни хитайда чиқидиған “хәлқ гезити” ниң инглизчә вә хитайчә нәширлиридә елан қилинған “американиң зомигәрлики, номуссизлиқи вә униң зийини һәққидә доклат” мавзулуқ мақалидә, әң қаттиқ ибариләр билән һуҗум нишани америкаға қаритилған иди.
26-Феврал күни хитайниң шинхуа агентлиқи елан қилған “йеңи дәврдики қанунчилиқ маарипи вә қанунчилиқ нәзәрийә тәтқиқатини күчәйтиш һәққидики пикир” намлиқ мақалидиму, “ғәрб қиммәт қаришиға қәтий қарши туруш”, алаһидә “сиясий вәзипә” сүпитидә тәкитләнгән.
Мақалидә, “ши җинпиң дәвридики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизим идийәси” вә “компартийәниң һәммигә мутләқ рәһбәрлик қилиш” принсипида чиң турушниң, хитайниң қанунчилиқ қурулушиниң асасий болуши керәклики; ғәрб дунясиниң “асасий қанунлуқ һөкүмәт”, “үч һоқуқни айриш”, “әдлийә һоқуқиниң мустәқиллиқи” дегәндәк “ғәрб қиммәт қарши” вә “ғәрб демократийә түзүми” гә қәтий қарши туруш тәкитләнгән.
Бу хилдики тәшвиқат һуҗумлирида йәнә америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә тәнқид нишани болуватқан хитайдики “кишилик һоқуқ мәсилиси”, хитайда “ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар” вә “зулумға учраватқан тибәтләр” мәсилисигә болған наразилиқму ашкара ипадиләнгән.
27-Феврал күни хитай ташқий ишлар министери чин гаң баянатида, бәзи дөләтләр ‛кишилик һоқуқ‚ мәсилисини дәстәк қилип, башқа дөләтләрниң ичкий сияситигә арилишиватиду” дегән ибариләр билән америкаға һуҗум қилған.
У мундақ дегән: “кишилик һоқуқ башқа дөләтләрниң ичкий сияситигә арилишиш, башқа дөләтләрниң тәрәққиятиға тосқунлуқ қилишниң баһанисиға айланмаслиқи керәк. Улар үзлүксиз һалда хитайниң шинҗаң, тибәт мәсилисини көтүрүп чиқип, хитайға қара сүркимәктә. Хитайниң тәрәққиятиға зәрбә бәрмәктә. Биз буниңға қәтий қарши туримиз.”
Ундақта, хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян, американи нишан қилип туруп, “ғәрб дөләтлири хитайниң ичкий сияситигә арилашти, хитайниң тәрәққиятиға тосқунлуқ қилди” дегәндәк тәшвиқат һуҗуми қозғишиға униң қандақ әндишилири сәвәб болған?
Бу һәқтә хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң ярдәмчи дериктори мая ваң ханим өз қаришини төвәндикидәк оттуриға қойди: “мениңчә, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң дөләт ичидә, болупму шинҗаңда кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиш мәсилиси, йәни униң шинҗаңда елип барған инсанийәткә қарши җинайәтлириниң ақивити хитайни қорқутмақта. Һазир хитайниң әң қурқуватқини униң кишилик һоқуқ җинайәтлири сәвәблик, өзигә қарита чәт әлләрдә техиму илгирлигән һалда бәзи тәдбирләрниң елинишидур. Бу униң әмәлдарлириға қарита елинған бәзи җазалаш тәдбирлири вә ғәрб дөләтлириниң униңға тутқан ташқий сияситидики өзгиришләрниму өз ичигә алиду.”
Мая ваң ханим, нөвәттә хитай һөкүмитиниң “хитай модели” дин ибарәт өзиниң һакимийәт әндизисидин әнсирәватқанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “мениңчә, хитай һөкүмитиниң һазир әндишә қиливатқини, ши җинпиң дәвридики ‛хитай модели‚, ‛хитай чүши‚, йәни ‛хитайни күчләндүрүш‚ арзусиниң ақивитигә болған әнсирәш. Шуңа улар хитайниң өз алдиға тәрәқият түзүлмиси бар дегәнни тәкитләп, хитайда “кишилик һоқуқ” вә “демократийә” дегәндәк ғәрб әндизиси керәк әмәс, дәватиду. Әмма пүткүл дунядики нурғунлиған дөләтләрдә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тәнқид қилинмақта. Шуңа хитай башқа дөләтләрниң униң ‛хитай модели‚ға болған баһасиға алаһидә сәзгүр болмақта. Улар кишилик һоқуқ мәсилилиригә қарита бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики тәнқидләргә болсун яки ғәрп дөләтлириниң тәнқидлиригә болсун, буниңда өз моделиниң пәқәт хитайдила әмәс, бәлки башқа тәрәққий қиливатқан дөләтләргиму мувапиқ икәнликини тәкитлимәктә. Бу ши җинпиңниң ‛инсанийәтниң ортақ тәрәқият нишани‚ дегән сөзлиридиму ипадилиниду.”
Мая ханимниң қаришичә, хитай қаттиқ һуҗум қиливатқан “кишилик һоқуқ”, “демократийә” дегәнләр инсанийәтниң тәрәққият йүзлиниши болсиму, әмма хитайға охшаш мустәбит түзүмдики дөләтләр буни өз һакимийитигә болған тәһдит дәп қаримақта икән.
Мая ханим бу һәқтә йәнә мундақ деди: “һазирқи инсанийәт җәмийитиниң тәрәқият йөнилиши ‛демократийә вә әркинликни қоғдаш‚ моделидур, әмма униңға қарши һалдики йәнә бир модел, хитай һөкүмитини өз ичигә алған
Бир қисим мустәбит түзүмдики дөләтләрниң моделидур. Уларниң арзуси охшимиған моделни сақлап қелиш, йәни өзиниң мустәбит һөкүмранлиқини сақлап қелиштур. Улар, өз системисиниң тәнқидкә учришини халимайду. Идеологийә җәһәттин алғанда, сиясий идеологийә саһәсигә хитай һөкүмити алаһидә диққәт бәрмәктә. Шуңа хитай өзигә йүргүзүлгән җаза тәдбирлирни өзиниң идеологийә саһәсигә вә һакимийәт қурулмисиға болған бузғунчилиқ дәп әйиблимәктә.”
Уйғур вәзийәт анализчилиридин дуня уйғур қурултийи иҗраийә кометитиниң муавин рәиси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиригә қарита тәшвиқат һуҗуми қозғишиға, алди билән хитай һөкүмитиниң американи идеологийә, дөләт түзүми вә дуняға көрсәткән тәсири қатарлиқ 3 нуқтидин “хитайға тәһдит” дәп қариғанлиқи сәвәб болған икән.
Елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, нөвәттә өз тәсирини дуняға кеңәйтишни арзу қиливатқан хитай һөкүмитиниң американи дүшмән дәп һуҗум нишани қилишиға йәнә униң “чоң хитай империйәси” моделиниң парчилинишиға болған әндишисиму муһим сәвәбләрниң бири болмақта икән.
Елшат һәсән әпәнди сөзидә йәнә хитайда мәвҗут болуватқан уйғур, тибәт, хоңкуң, тәйвән вә хитай өлкилиридә күчийиватқан компартийә һөкүмранлиқиға болған наразилиқларни тилға алди.
Уиң қаришичә, нөвәттә хитайни әнсиритиватқан йәнә бир әһвал, хитай империйәсиниң сабиқ совет иттипақиға охшаш парчилинип кетиш хәвпигә йүзлиниватқанлиқи икән.