Шивейтсарийәдики сиясий паалийәтчиләр наталия бәнеллиниң тәтүр тәшвиқатиға наразилиқ билдүрди
2025.01.10

Йеқинда шивейтсарийәниң лузан университетидики тәтқиқатчи наталия бәнелли хитайниң ғәрбкә қаритилған гезит вә интернет торлирида елан қилған “хитай модели”, “реаллиқ ғәрбниң шинҗаң тоғрисидики тәшәббусини рәт қилди” қатарлиқ бир нәччә парчә мақалилири билән уйғур ирқий қирғинчилиқини рәт қилип, хитайниң тәшвиқатини қилиши, шивейтсарийәдики уйғурлар вә уйғур, тибәт мәсилисигә көңүл бөлидиған йәрлик сиясий паалийәтчиләр һәм тәтқиқатчиларни қаттиқ нарази қилғаниди.
У мақалисидә, хитайниң уйғур елидики қирғинчилиқ сияситини ғәлибә вә зор нәтиҗә дәп тәриплигән болуп, “реаллиқ ғәрбниң шинҗаң тоғрисидики тәшәббусини рәт қилди” намлиқ мақалисидә: “қандақла болмисун, ғәрбниң асаслиқ таратқулири явропа вә америка қатарлиқлар билән тил бириктүрүп, хитай һөкүмитини пахта етизлири вә завутлирида уйғурларни мәҗбурий әмгәккә салди, уйғур мәдәнийитини вә ислам диниға етиқад қилғучиларни бастурди дәп төһмәт қилип, пәскәшлик билән әйиблиди. Әмма, шинҗаңниң иҗтимаий-иқтисадий, мәдәнийәт тәрәққияти вә мән көргән реаллиқ бу әйибләшләрни рәт қилди” дәп, хитайниң уйғур диярида уйғур хәлқигә қарита йүргүзүватқан қирғинчилиқ сиясәтлирини аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” сиясити қилип пәрдазлап оқурмәнләргә сунғаниди.
Бу һәқтә пикир баян қилған, шивейтсарийәлик хитай ишлири тәтқиқатчиси, “хитай қара ташлиқ китаби” ниң аптори чарлес сарасен өзиниң көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
У, мундақ дәйду: “асасий еқимдики ахбарат (радийо, телевизийә, күндилик гезит, журнал) дики хәвәрләргә диққәт қилиш муһим, чүнки бу қаналлардики мәзмунлар җамаәт пикригә вә ахирида сиясий қарарларға зор тәсир көрситиду вә иҗтимаий таратқу супилириниң тәвсийә һесаблаш усулида пикир көпүклириниң шәкиллинишини кәлтүрүп чиқириду, бу, кишини толиму әндишигә салиду. Бундақ әһвалларни мувапиқ васитә билән һәл қилиш керәк, мәсилән уйғур җамаитиниң актипчанлиқи вә рәддийә қайтуруп ахбарат елан қилиш йиғини ечиш дегәндәк. Уйғурлар көпинчә дөләтләрдә аз санлиқ болғачқа, уйғурларниң паалийәтлири сиясий тәсири күчлүк болған һәмкарлиқ шериклириниң қоллишиға моһтаҗ, мәсилән сиясий партийәләр яки аммиви тәшкилатлар”.
Бу мунасивәт билән, наталия бәнелли билән алақилишиш үчүн 2024-йили декабирдин башлап нәччә қетим язған елхетимизгә қарита27-декабир соалимизға җаваб беридиғанлиқини ейтип аптоматик җаваб кәлгәниди. Лекин йеңи йилдин кейин униң билән алақилишиш үчүн қайта-қайта язған елхәтлиримиз җавабсиз қалди. Бу мунасивәт билән
Шивейтсарийәдики сиясий паалийәтчиләрниң бу һәқтики пикрини елиш мәқситидә, шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қараханни зиярәт қилдуқ. У, өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини оттуриға қуюп өтти.
Бүгүнки күндә, хитай һөкүмити хәлқара җәмийәт вә дөләтләрниң уйғур сияситигә болған қаришини өзгәртиштин ибарәт рәзил мәқситигә йетиш үчүн, хәлқара җамаәтчиликни алдап, мушуниңға охшаш, ғәрбтики бир қисим пуллуқ қәләмкәшләр яки тәтқиқатчиларни ишқа селип алдамчилиқ қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Бу һәқтә чарлес сарасен әпәнди йәнә мундақ дәйду.
“иҗтимаий таратқуларда кишиләрниң өзини ширкәт вә дөләтләрниң тәшвиқатиға ишлитишигә йол қойған бир һадисә бар. Кишиләрниң муддиаси охшимаслиқи мумкин. Бәзиләр шәхсий яки сиясий сәвәбләр түпәйлидин буниңға васитилик яки васитисиз ярдәм қилиду. Бу шивейтсарийәлик җәмийәтшунас натали бенеллиға охшаш болуп, у хитай вә шәрқий түркистанға қилған сәпири һәққидә, капиталистик иқтисадий системини асас қилған ғәрбниң иҗтимаий әндизисини рәт қилип, хитайниң кишилик һоқуқ вә пуқралар әркинлики җәһәттики гуманлиқ хатирилиригә қаримай, бир тәрәплимә қараш билән хитайниң тәшвиқати үчүн мақалә язған”.
Наталия бәнелли мақалисидә, хитай һөкүмитиниң аталмиш “намратлиқтин қутулдуруши” ниң әсли маһийитиниң уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ йәрлик милләтләрни әбәдий намрат қалдуруш, тәдриҗий һалда ассимилятсийә қилип йоқ қилиш икәнликини рәт қилип, уйғур дияридики “қатнаш вә егиз биналарни тәрәққият вә йәрликләрниң бейиши, намратлиқтин қутулушниң ипадиси дәп язған. У, “уйғурларниң миллий, диний кимлики қоғдилиду, диний ибадәт вә паалийәтләр әркин, мән қәшқәрдә һейтгаһни зиярәт қилдим” дәп язған болуп, бу һәқтә дуня уйғур қурултийи фонди рәиси, д у қ берлин ишханисиниң директори ғәюр қурбан, хитай һөкүмитиниң явропада буниңға охшаш бир қисим синологларниң қәлими арқилиқ хитайниң тәшвиқатини базарлаватқанлиқини, буниңға охшаш һадисиләрниң бундин бурунму болғанлиқини тилға елип, өзиниң қарашлирини оттуриға қуюп өтти.
Хитай һөкүмити узун йиллардин буян уйғур елидики уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрни дин, сиясәт, иқтисад вә мәдәнийәт җәһәтләрдин бастуруп, уларни омумйүзлүк ассимилятсийә қилип йоқитиш вә районниң етник қурулмисини өзгәртишкә урунса, йәнә бир тәрәптин ғәрбтә наталия бәнеллигә охшаш бир қисим хитай сияситини һимайә қилидиған қәләмкәшләр, синологлар вә ютуберлар арқилиқ дуня җамаәтчиликигә сахта учур тарқитип өзиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи җинайитини йошурушқа урунмақта.