Тәйвәндә хитайға қарши мустәқиллиқ тәрәпдарлири күнсайин көпәймәктикән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.11
Teywen-Prezdenti-Tsai-IngWen.jpg Тәйвән президенти сәй йиңвен.
Social Media

Хитайниң “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситиниң тәйвәндә барғансери суға чилишиватқанлиқи мәлум болмақта.

10-Айниң 10-күни тәйвән президенти сәй йиңвен тәйбейда “җуңхуа минго” қурулғанлиқиниң 108 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән дөләт байрими мурасимида қилған сөзидә “бир дөләттә икки хил түзүм хоңкоңда мәғлуп болди” дегән. У тәйвән һөкүмитиниң ши җинпиң тәкитләватқан “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситини қәтий қобул қилмайдиғанлиқини қайта тәкитлигән.

“германийә авази” ниң 10-өктәбирдики хәвиридә баян қилинишичә, бу йилниң бешида ши җинпиң “бир дөләттә икки хил түзүм тәйвән лайиһиси” ни оттуриға қойған һәмдә тәйвән яшлириға қарита түрлүк етибар сиясәтләрни бекитип, уларниң қоллишини қолға кәлтүрүшкә тиришқан. Әмма реаллиқ тәйвәндики яшларниң барғансери хитай коммунистик һакимийитидин бизар болуватқанлиқини испатлиған.

9-Өктәбир күни тәйвәндики сиясәт университетиниң сайлам тәтқиқат мәркизи таратқу органлириниң һавалисиға бинаән 2223 нәпәр оттура вә алий мәктәп оқуғучилири үстидин елип барған тәкшүрүш доклатини елан қилған. Доклатта көрситилишичә, 78.7 Пирсәнт зиярәт қилинғучи өзлирини “җуңголуқ әмәс”, бәлки “тәйвәнлик” дәп қарайдикән. Өзлирини һәм “тәйвәнлик”, һәм “җуңголуқ” дәп қариғучиларниң нисбити 20.1 Пирсәнтни тәшкил қилидикән. Өзлирини пәқәтла “җуңголуқ” дәп қариғучилар аран 0.8 Пирсәнтни тәшкил қилидикән. 

Хәвәргә көрә, тәйвән яшлириниң мустәқиллиқ идийәсиниң өткән йилға селиштурғанда зор дәриҗидә күчийишигә хитай коммунистик партийәсиниң истибдатлиқи сәвәб болупла қалмастин, бу һакимийәтниң йәнә хоңкоңлуқларниң демократийә, әркинлик муһитини тарайтиш йолида қилған-әткәнлири асаслиқ сәвәб болған. Әмма бу йәрдә хитай һакимийитиниң милйонлиған уйғурни җаза лагерлириға қамап етник қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини әскәртилмигән.

Мәзкур рай синаш доклатида дейилишичә, тәкшүрүшкә қатнашқан 2223 оқуғучиниң 40.3 Пирсәнти тәйвәнниң һазирқи һалитини сақлап қелишни, кейинчә мустәқиллиқ йолиға меңишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Буниң ичидә һазирқи һаләтни сақлап қелишни, кейинчә әһвалға қарап я мустәқил болуш яки хитай билән бирлишишни қарар қилишни халайдиғанларниң сани 25.2 Пирсәнтни тәшкил қилған. 14 Пирсәнт оқуғучи мәңгү һазирқи һаләтни сақлап қелишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән. 8.8 Пирсәнт оқуғучи дәрһал мустәқил болушни тәрғиб қилған. Һазирқи һаләтни сақлап қелип, кейин бирлишишни халайдиғанларниң сани 3.7 Пирсәнтни, дәрһал бирлишишни халайдиғанларниң сани пәқәт 0.9 Пирсәнтини тәшкил қилған.

Бу қетимқи рай синаш паалийитигә қатнашқан тәйвән сиясәт университети сайлам тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси йү җенхуаниң билдүрүшичә, хитай коммунистик һакимийити тәйвән яшлири арисида мустәқиллиқ идийәсиниң кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн тәйвән яшлирини хитайға келип ишләшкә, хитай җәмийити билән арилишип өтүшкә риғбәтләндүридиған чарә-тәдбирләрни йолға қоюватқан болсиму, ши җинпиңниң бу йеңи сиясити тәйвән яшлириға иҗабий тәсир көрситәлмигән, әксичә уларни хитайдин барғансери узақлаштуривәткән.

Мәлум болушичә, тәйвән 40 тин артуқ дөләт вә милләттин әзаси болған, дунядики 300 милйондин артуқ хәлққә вәкиллик қилидиған “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң қурғучи әзалиридин бири икән. Ғәрб әллиридә яшаватқан тәйвәнликләр йеқинқи мәзгилләрдин буян хоңкоңлуқларниң қаршилиқ күрәшлирини қоллапла қалмастин, хитайға қарши уйғур, тибәт хәлқлири биләнму һәмкарлишип өзлириниң мустәқиллиқ ирадилирини намаян қилмақта. Улар 10-айниң 1-күни белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән уйғурларниң хитайға қарши намайишлириға тибәт, хоңкоңлуқлар билән биргә тәшкиллигүчи сүпитидә қатнашқан 4 тәшкилатниң бири болди.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, “уйғур әдлийә архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди бу һәқтә тохталғанда нөвәттики вәзийәт һәм уйғур дәвасиниң еһтияҗи түпәйли уйғурларниң тәйвәнликләр билән иш бирлики қилишиниң пайдилиқ болидиғанлиқини, ялғуз тәйвәнликләр биләнла әмәс, хитайға қарши һәрқандақ күч билән бирлишишниң зөрүрлүкини тилға алди. 

Голландийәдики уйғур сиясий актиплиридин зәйнидин турсун әпәндиму бу хусуста өз қарашлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.