Тәйвән муавин пирезиденти ләй чиңде: “тәйвән игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт”
2023.08.24
Хитай һөкүмити даим “бир хитай” пиринсипини тәкитләп, тәйвәнниң башқа дөләтләр билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкил турғузушиға тосқунлуқ қилсиму, лекин игилик һоқуқлуқ дөләттә болушқа тегишлик сүпәтләрниң һәммиси тәйвәндә бар икән.
Америка “блумберг хәвәрлири” ниң 2023-йили 8-айниң 15-күни тәйвәндики хитай җумһурийити муавин пирезиденти ләй чиңде билән қилған сөһбитидә қәйт қилинишичә, ләй чиңде (William Lai) “тәйвән әзәлдин хитай җумһурийити, дегән намдики игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт” дегән. У йәнә “мустәқиллиқ җакарлашниң һаҗити йоқ” , “хитай җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити бир-биригә тәәллуқ әмәс” ликини илгири сүргән.
Биз ләй чиңдениң “блумберг хәвәрлири” гә қилған баянатлири вә пикирлири тоғрулуқ хитай һәққидики тәтқиқатта ғәрб дунясида көзгә көрүнгән сиясий анализчи гордон чаңниң көз қаршини соридуқ. У инглизчә исми вилям ләй дәп аталған ләй чиңдениң сөзлиригә қошулидиғанлиқини ейтти. У : “хитай һакимийитини тәйвәнгә қарита игилик һоқуқи тәләп қилиш һоқуқи йоқ” деди. У көз қаршини мундақ оттуриға қойди:
“вилям ләйниң дегәнлири әлвәттә тоғра. Хитай һазир чатақ териватқан дөләт, тәйвән пәқәт өзиниң әркин демократийәсиниң мәвҗут болуп турушни халайду. Буниңда бир мәсилә болмаслиқи керәк, әлвәттә. Әпсус, дуня тәйвән һәққидә хитайниң дегәнлирини қобул қилиду. Бу хата. Мән вилям ләйгә қошулимән. Хитай тәйвәнгә тәһдит селиватиду. Хитай хәлқ җумһурийити әзәлдин тәйвәнни башқуруп бақмиған. Әмәлийәттә, хитай һакимийити әзәлдин тәйвәнгә қарита ениқ (муназирә тәләп қилмайдиған) игилик һоқуқиға игә әмәс. Һәтта җяң җешиму шундақ. Бу йәрдә, хитайниң тарих көз қарши тоғра әмәс. Бу һәқиқәтән тоғра әмәс. Шуңа болуватқан ишларниң һәммиси хитай һакимийитиниң дүшмәнчә һәрикәтлири сәвәбидин болуватиду.”
Ләй чиңде алдинқи һәптиниң башлири өткүзүлгән латин америкисидики парагвай пирезидентиниң вәзипә тапшурувелиш мурасимиға қатнишиш сәпиридә өткән һәптиниң ахирлири американиң ню-йорк шәһиридә вә парагвай зияритидин қайтишидиму американиң сан фирансиско шәһиридә тохтап өткән. Униң америкада тохтап өтүши вә юқириқи сөзләрни қилиши хитайниң қаттиқ ғәзипини қозғиған. Хитай тәрәп ләй чиңдени “бөлгүнчи” , “аваричилик териғучи” дәп қаттиқ әйиблигән.
Шуниңдин кейин, тәйвән боғузида хитайниң әскири тәһдити бирдинла юқири пәллигә чиққан.
Ройтирис агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити ләй чиңдеға инкас билдүрүп 8-айниң 18-күни хитай тәйвән әтрапида һәрбий маневир өткүзгән болуп, бир қисим һәрбий кемилирини шиқа селип һәйвә көрсәткән. Тик-ток қатарлиқ хитай таратқулиридиму хитай һөкүмитиниң тәйвәнни ишғал қилиш пиланини қоллайдиған вә тәйвәнгә тәһдит қилидиған филим вә видийо тәшвиқатлири көпәйгән. Тиктокта тарқалған филимларниң биридә риясәтчи хитайниң бу хил тәшвиқатлирини мундақ чүшәндүргән:
“ишинимәнки көпчилик йеқинда сиртқи дуняға тарқитилған нурғун филимларни (видийоларни) көргән. У филимларда бәк кәң тарқитилди. Бу филимларда тәйвәнгә қарши уруш пиланлири тонуштурулди. Филимдики җәң мәйданлири болса тәйвән боғузи вә тинч окян деңиз-һава бирләшмә райониға җайлашқан. Бу филимларда әскәрләрниң маслашқан һәрикити вә җәң қилишла болупла қалмастин, техиму муһими, у бизниң тәйвәнгә тутқан позитсийәмизни билдүриду. Шуниң билән бир вақитта тәйвән мустәқиллиқ күчлирини вәтәнниң бирлишишигә қарши ташқи күчләр билән тил бериктүрмәсликкә агаһландуриду. ‛хәлқ гезити‚ йәнә бир парчә мақалә елан қилип, вәтәнни бирликкә кәлтүрүш керәкликини, тәйвән мустәқиллиқ күчлириниңму вәтәнниң бирлишиши тоғрисида муқәррәр мурәссә қилидиғанлиқини оттуриға қойди. Әгәр тәйвән боғузида тоқунуш йүз бәрсә, хәлқ азадлиқ армийәси 1 саәттин 3 саәткичә болған арилиқта җәңни ғәлибә билән ахирлаштуриду. Деңиз армийәси вә һава армийәси тунҗи болуп тәйвән арилини вәйран қилиду. Тәйвән армийәси әдипини йәйду. Бу бизгә урушниң пәқәт вақит мәсилиси икәнликини ениқ чүшәндүрүп берәләйду”.
Америкадики мустәқил сиясий анализчи, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин мудири илшат һәсән әпәнди тәйвәнниң игилик һоқуқи вә мустәқиллиқи һәққидә тохтилип, хитайниң әзәлдин тәйвәнни башқуруп бақмиғанлиқини вә тәйвәнниң мустәқил бир дөләт икәнликини тәкитлиди. Униң қаришичә, тәйвәнниң кимлики билән хитайниң кимлики бир-биридин көп пәрқлиқ икән. Хитай компартийәси һакимийити әзәлдинла тәйвәнни игиләш шоарини көтүргән болсиму, лекин тәйвәнгә һуҗум қилалмиған, тәйвән өзиниң мустәқиллиқ һалитини давамлаштуруп кәлгән.
Ләй чиңде “блумберг хәвәрлири” билән елип барған мәзкур сөһбитидә йәнә тәйвәнниң өз мустәқиллиқини қоғдиши лазимлиқини тәкитләп мундақ дегән: “биз хитай билән һәмкарлишип, тинчлиқ вә гүллинишни илгири сүрүшни халаймиз. Қандақла болмисун, хитай тәйвәнгә қарши күч ишлитиштин ваз кәчмигүчә биз һәрбий күчимизни күчәйтип, демократик дөләтләр билән мүрини мүригә тирәп, хитайниң тәһдитини үнүмлүк тосуп, һинди-тинч окян райониниң муқимлиқини қоғдишимиз керәк. Мениңчә, хитайниң тәйвәнни қошувелиш хаһиши тохтап қалмайду. Ши җинпиңдин кейинки хитай рәһбәрлириму шундақ қилиши мумкин-бизниң вәзипимиз дөлитимизни қоғдаш ирадимизни намаян қилиш, район муқимлиқини қоғдаш бизниң мәсулийитимиз” дәп көрсәткән.
Ләй чиңде тилған алған хитай тәһдити вә тәйвәнниң бихәтәрлик мәсилиси һәққидә гордон чаң әпәнди сөз қилип, у тәйвәнгә қарши хитай тәһдитиниң бәк еғир вә җиддий икәнликини билдүрди. У йәнә америка вә башқа әркин дуняниң ярдимисиз тәйвәнниң мустәқиллиқ орнини сақлап қалалмайдиғанлиқини көрсәтти. У мундақ деди:
“тәйвән хәлқи әркин болушни халайду. Улар өзлириниң рәһбәрлирини таллиялиши керәк. Башқиларниң уларни аварә қилмаслиқни халайду. Буниң һечқайсисида хаталиқ йоқ. Улар аллибурун мустәқил, игилик һоқуқлуқ дөләттә болушқа тегишлик сүпәтләрниң һәммиси тәйвәндә бар. Улар мустәқил. Әгәр әркин дуня уни қоллиса, тәйвән өзиниң мустәқиллиқ орнини сақлап қалалайду. Бу байден һөкүмити үчүн һалқилиқ мәсилә. Бу әркин дуня үчүн һалқилиқ бир мәсилә. Биз мәғлуп болмаслиқимиз керәк. Америка вә башқиларниң ярдимисиз тәйвәнниң орнини сақлап қелиш бәк қийин, бу интайин мүшкүл. Шуңа, америка вә әркин дунядики башқа дөләтләрниң тәйвәнни қоллиши бәк муһим.”
Илшат һәсән әпәнди ләй чиңде оттуриға қойған хитай тәһдити, тәйвәнниң мустәқиллиқи вә кәлгүси истиқбали һәққидә тохтилип, тәйвәндә демократик түзүм астида йеңи бир әвладниң йетишип чиққанлиқини вә уларниң мәңгү мустәқил бир дөләтни арзу қилидиғанлиқни илгири сүрди. У йәнә буниң тарихи реаллиқниң вә тәйвән хәлқниң тәлипи икәнликини тәкитлиди.