Америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилиш әтрити тәйвән армийәсини мәшиқ қилдурушқа башлиған

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.13
amerika-taiwen-herbiy-armiye-meshiq.jpg Әскәрләр тәйвәндә өткүзүлгән “җәңгә тәйярлиқ қилиш һәптилики” маневирида AH-64E Apache һуҗумчи тик учар айропиланиға мәшиқ ракеталирини йүклимәктә. 2020-Йили 29-өктәбир.
REUTERS

“тәйвән хәвәрлири” ториниң 9-ноябир хәвәр қилишичә, америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилиш әтрити тәйвән һәрбий тәрәпниң тәклипи билән тәйвән армийәсини 4 һәптилик мәшиқ қилдурушқа башлиған. Бу америка армийәсиниң 40 йилдин буян тәйвән армийисини тунҗи қетим тәрбийәлиши һесаблинидикән.

Америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилидиған, “туюқсиз зәрбә бәргүчиләр” дәп атилидиған бу алаһидә қисми дүшәнбә күнидин башлап тәйвәнниң гавшюң деңиз армийә базисида тәйвән деңиз армийәси қуруқлуқта җәң қилиш қисмини җасуслуқ кемилири вә һуҗумчи кемиләргә зәрбә бериш маһарити бойичә мәшиқ қилдурушқа башлиған. Бу корона вируси тарқалған 7-8 айдин бери америка армийәси билән тәйвән армийәсиниң тунҗи учришиши икән.

Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси гордон чаң бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу тәбийәләшниң америка билән тәйвәнниң һәрбий җәһәттә хитайға қарши техиму күчлүк һәмкарлишиватқанлиқиниң ипадиси икәнликини билдүрүп мундақ деди: “бу мәшиқ, америка билән тәйвәнниң наһайити зич һәмкарлишиватқанлиқини билдүриду. Америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилиш қисми 1979-йилдин бери тәйвән армийиси билән бирликтә мәшиқ елип бармиғаниди. Буниң бир муһим башлиниш икәнлики наһайити ениқ, бу йәнә өз нөвитидә хитайға берилгән сигнал болуп, ˃тәйвәнгә һуҗум қилсаң америкиға һуҗум қилған болисән˂ дегәнни билдүриду”.

Икки тәрәп деңиз армийә баш шитаби 9-ноябир баянат елан қилип “бу районниң бихәтәрлики вә тинчлиқи үчүн, америка билән тәйвәнниң һәрбий саһәдики тәҗрибә алмаштуруши вә һәмкарлиқи нормал давам қиливатиду” дегән һәмдә бу қетимлиқ тәрбийәләшниң америка армийәсиниң тәҗрбисини бейитиш, шундақла тәйвән армийәсиниң җәң маһаритини ашуруш җәһәттә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүргән; әмма бу тәҗрибә алмаштурушниң тәпсилатини ашкарилимиған.

Диққәт қилишқа тегишлик нуқта шуки, америка деңиз армийәси қуруқлуқта җәң қилиш әтрити һазир тәйвәнгә толуқ йетип барған болуп, бу 1979-йил америка билән тәйвән дипломатик алақисини үзгәндин башлап, америка деңиз армийә қуруқлуқ қисминиң тәйвән һәрбий тәрәп билән тунҗи қетим рәсмий алақә орнитиши һесаблинидикән.

Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, истратегийә мутәхәсиси әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохтилип, америка гәрчә 40 йил бурун хитай билән дипломатийә алақисини үзгән болсиму, тәйвән билән мәлум дәриҗидә һәрбий мунасивитини сақлап кәлгәнликини ейтти.

Хәвәрдә көрситилишчә, америка һәр йили тәйвәнгә америка қуруқлуқ армийәси вә башқа қисимлардин тәшкил тапқан кичик типтики сәр хил әтрәтләрни әвәтип бирләшмә мәшиқ елип барған болсиму, тәйвән һөкүмити уларни асасән етирап қилмай кәлгән. Тәйвән һава армийә вә қуруқлуқ армийә алаһидә қисми билән америка қуруқлуқ армийә алаһидә қисми һәр йили өткүзүп келиватқан бирләшмә манивер, хитай тәрипидин “күчләр тәңпуңлуқини бузидиған һәрикәт” дәп қарилип кәлгән.

Әркин әкрәм әпәнди хитайниң 1995-йиллири тәйвәнгә биваситә тәһдит салғанда американиң тәйвән боғузиға авиаматка әвәтип қоғдиғанлиқини, америкиға тәң келәлмәйдиғанлиқини билгән хитайниң шуниңдин кейин һәрбий күчини ашуруп, тәйвәнгә һуҗум қилишқа тәйярлиқ қилип кәлгәнликини билдүрди.

Хәвәрдә ейтилишичә, тәйвән 28 милйон 800 миң доллар аҗритип, деңиз армийиси қуруқлуқта җәң қилиш алаһидә әтритиниң җәң қилиш вә террорлуққа қарши туруш иқтидарини күчәйткән болуп, бүгүнгә қәдәр 18 данә һуҗумчи кемә вә сәплимә үскүниләрни сетивалған. Америка деңиз армийәси қуруқлуқта җәң қилиш қисминиң һәр бир баталйони 4 ротадин тәшкил тапқан болуп, һәр бир ротада 100 дин көп алаһидә иқтидарлиқ җәңчиләр бар икән. Бу қошун нәччә йиллардин буян разиветка қилиш, һәр хил һуҗумчи кемиләрдин пайдилинип су вә қуруқлуқта тәң җәң қилиш вәзипилирини өтәп кәлгән.

Әркин әкрәм әпәнди америка деңиз армийәсиниң бу қетим тәйвәнгә берип тәйвән армийисини мәшиқ қилдурушини америка билән хитай мунасивитиниң яманлашқанлиқидин дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “америка хитайни тизгинләш үчүн нурғун васитиләрни қоллиниши керәк. Буниң ичидә уйғур мәсилиси, тибәт мәсилиси, хоң коң вә җәнубий деңиз мәсилиси бар. Америка тәйвән мәсилисини хитайға қарши қоюш үчүн бу һәрикәткә өтти дәп қараймән”.

“тәйвән хәвәрлири” ториниң 10-ноябир хәвәр қилишичә, хитайниң “йәр шари вақит гезити” бу һәқтә мақалә елан қилип, американиң бу сәр хил әтритиниң тәйвәндә елип баридиған мәшиқлирини әһмийәтсиз дәп билдүрүшкә тиришқан. Хитайниң йәнә бир гезити болса “бу, тәйвәнниң тунҗи қетим америка деңиз армийәсиниң тәйвәндики мәвҗутлуқини етирап қилишидур” дегән вә тәһлилчиләрниң сөзини нәқил кәлтүрүп: “бу мәшиқ трамп һөкүмитиниң тәйвән сияситиниң давамидур. Келәр қетим ким президет болушидин қәтийнәзәр, тәйвән мәсилисидики тәшәббускарлиқ һоқуқи йәнила хитайда” дегән.

Гордон чаң әпәнди хитайниң бу инкаси һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитай һөкүмити бу мәшиқни муһим әмәс дәпту, әмәлийәттә бу муһим һәрикәт, бу хитайға берилгән бир сигнал. Хитайниң һазир таллиши чәклик. Әгәр хитай тәйвәнгә һуҗум қилса америкидин башқа һечқандақ дөләт тәйвәнни қутқузалмайду. Һалбуки һазир көплигән дөләтләр тәйвәнни һимайә қиливатиду, шуңа хитайниң башқа таллиши йоқ. Америка билән тәйвәнниң һәмкарлишиши уруш хәвпини азайтиду. Хитай һөкүмити шуни тонуп йетиши керәкки, америка вә башқа көплигән дөләтләр тәйвәнни сақлап қалиду. Шуңа бу мәшиқ бу районниң тинчлиқини қоғдаштики муһим тәрәққият һесаблиниду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.