Тәйвәндә “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” қурулди
2019.09.05

Радиомизниң игилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруши күчийип, уйғур вәзийитиниң хәлқара таратқуларда қизиқ нуқтиға айлиниши вә уйғур тәшкилат-паалийәтчилириниң шәрқий җәнубий асия әллиридә уйғур мәсилисини давамлиқ аңлитиши нәтиҗисидә, йеқинқи бирқанчә йилда тәйвәндиму уйғур миллий һәрикитини йеқиндин қоллайдиған паалийәтчиләр барғанчә көпийишкә башлиған. Бундин бирқанчә йил илгири, уйғурларни қоллиғучи обзорчи лин бавхуа әпәнди қатарлиқларниң тәшәббусида “тәйвән уйғур достлуқ җәмийити” қурулғаниди. Бу йил, 1-сентәбир күни йәнә бир түркүм тәйвәнлик паалийәтчиләр “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” қурулғанлиқини елан қилди. Диққитиңлар мухбиримиз меһрибан тәйярлиған “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” вә униң паалийәт мәқсәтлири һәққидики программида болсун.
Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили, японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәнди радиомизға мәлумат берип, тәйвәндә “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” қурулғанлиқини билдүрди.
Илһам мәхмут әпәндиниң баянидин мәлум болушичә, мәзкур тәшкилатни қурғучилар йеқинқи йилларда дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиригә һәмкарлишип, уйғур миллий һәрикитини йеқиндин қоллап кәлгән бир түркүм тәйвәнлик паалийәтчиләр болуп, улар 2019-йили 2-ай мәзгилидә тәшкилат қуруш тәлипини тәйвән һөкүмитигә илтимас қилған. Бу йил 4-ай мәзгилидә уларға 6 ай ичидә тәшкилат қурса болидиғанлиқи һәққидә тәстиқ чүшкән. 1-Сентәбир күни 20 дин артуқ һәйәтниң қатнишиши билән тәйбей шәһиридә қурулуш мурасими өткүзгән.
Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилатниң рәиси адвокат хе чавдоң әпәнди вә җу мейли ханимлар дуня уйғур қурултийиниң тәйвәндики паалийәтлирини йеқиндин қоллап кәлгән паалийәтчиләрдин икән.
4-Сентәбир күни хе чавдоң әпәнди вә җу мейли ханимларму зияритимизни қобул қилип, “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” ниң қурулуши вә қурулуш мәқсити һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәрди.
Хе чавдоң әпәнди тәшкилатниң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди. “биз тәйвәнниң қануни бойичә илтимас қилдуқ, 4-айда илтимасимиз тәстиқланған уқтуруш чүшти. Тәшкилатимизниң қурулуш мәқсити тор бекитимиздә 3 мәзмунға йиғинчақлинип елан қилинди. 1-Мәқситимиз, тәйвәндә адәттики кишиләр пәқәт, шинҗаң дегәндә, бу аталғуниң әслидә шәрқий түркистан дегән җай икәнликини билмәйду. Шуңа биз 1-қәдәмдә тәйвәндики авамға бу җайниң әсли наминиң шәрқий түркистан икәнликини билдүрүшни мәқсәт қилдуқ. 2-Мәқситимиз хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан миллий ассимилятсийәдин ибарәт бузғунчилиқ һәрикитини әйибләш; 3-мәқситимиз бизниң һөкүмитимизни мунасивәтлик сиясәт бәлгилимиләрни чиқирип, уйғурларға әмәлий ярдәм беришини әмәлгә ашуруш.”
Хе чавдоң әпәнди “тәшкилатниң асаслиқ әзалири арисида уйғурлар барму?” дегән соалимизға җаваб берип, һазирчә тәшкилат әзалириниң йәрлик тәйвәнликләрдин тәркиб тапқанлиқини, уларниң арисида нәшрият, ахбарат вә иҗтимаий тәшкилатлардики һәр саһә кишилириниң барлиқини билдүрди.
Илһам мәхмут әпәндиниң баянидин мәлум болушичә, “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” ниң иҗраийә һәйәт рәиси болған җу мейли ханим әсли актип тибәт паалийәтчиси болуп, йеқинқи йилларда тәйвәндә уйғурлар һәрикитини қоллашта актиплиқ билән көп хизмәтләрни қилғучиларниң бири икән.
Җу мейли ханим уларниң тәшкилатиға немә үчүн “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” дегән намни қолланғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мениңчә бу исимни қоллинишниң интайин муһим әһмийити бар. Чүнки тәйвәнликләр муһим тематик мәсилиләргә толиму диққәт қилиду. Шуңа биз уйғур достлиримизға йүзләнгәндә хитай қоллинип келиватқан шинҗаң дегән аталғуни қобул қилишни халимидуқ. Бизниң қаришимизчә, уйғур сөзи пәқәт бир милләтниң намини көрситиду. У бир дөләт яки районға вәкиллик қилалмайду. Шуңа биз шәрқий түркистан аталғусини ишләттуқ. Бу сөз уйғурларниң земинни ипадиләштә муһим әһмийәткә игә дәп қараймән. Бу аталғуни ишлитиш йәнә тәйвәнликләрниң уйғурларниң мәсилисидә хитайларниң мәйданида әмәс бәлки уйғурлар мәйданида туруп мәсилигә қарайдиғанлиқини билдүриду.”
Хе чавдоң әпәнди болса, “шәрқий түркистан” намини ишлитиштә уйғурларниң мустәқил дөлити барлиқини тәйвәнликләргә билдүрүш икәнликини тәкитләп мундақ җаваб бәрди: “бизниң толуқ исмимиз тәйвән шәрқий түркистан бирләшмә җәмийити, чүнки уйғур мәсилиси бултурдин башлап техиму еғирлашти. Хәлқарада бу һәқтики хәвәрләрму көп берилди. Тәйвәнгә нисбәтән ейтқанда тәйвәндә тибәтләр мәсилиси үзлүксиз диққәт нуқтиси болуп кәлгән. Чүнки көп санлиқлар будда диниға етиқад қилидиған тәйвәнликләр үчүн ейтқанда, далай ламадәк бир затниң тәсири толиму күчлүк. Селиштуруп ейтқинимизда уйғурлар учраватқан зиянкәшлик әһвалини тәйвәнликләр тибәтликләрни билгәнчилик билмәйду. Нурғунлиған тәйвәнликләр һәтта аталмиш шинҗаңниң шәрқий түркистан икәнликини задила билмәйду. Мана бу мәсилә бизгә охшаш кишилик һоқуқ қиммитини тәкитлигүчиләрниң бир җайға йиғилип мушундақ бир җәмийәт қуруп, шәрқий түркистанниң уйғурларниң ана юрти икәнлики вә уйғурларниң илгири мустәқил дөләт қурғанлиқидин ибарәт әқәллий тарихий саватни тәйвәнликләргә билдүрүшни мәқсәт қилдуқ. Чүнки сиздә мәлум мәсилигә қарита һәқиқий бир тонуш болғинидила андин сиз бу мәсилигә көңүл бөләләйсиз. ярдәм берәләйсиз”.
Хе чавдоң әпәнди сөзини давамлаштуруп, тәйвәнликләрниңму уйғурларға охшаш мустәмликилик қисмәтни баштин кәчүргәнлики үчүн уйғурларниң мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди. “мениң демәкчи болғиним тәйвән 1945-йили аталмиш җуңхуа минго тәрипидин бесивелинғандин һазирға қәдәр 70 нәччә йиллиқ мусапини баштин кәчүрди. Илгири 38 йиллиқ мустәбит һакимийәт астида болди. Тәйвәнликләр ‚ақ террорлуқ‛ астидики қирғинчилиққа учриди. Кишилик һоқуқимиз дәпсәндә қилинған қисмәтләргә учриди. Шуңа биздә мәйли тибәтләр болсун, мәйли уйғурлар болсун улар учраватқан зиянкәшликләргә һесдашлиқ туйғуси күчлүк. Шуңа биз кишилик һоқуқ нуқтисидин уларниң әркин яшишини үмид қилимиз. Чүнки, биз тәйвәнликләрму мустәмликилик һаяттин йеқинқи йилларда қутулдуқ. Бираз әркин нәпәс алдуқ. Шуңа биз уларға көңүл бөлимиз вә ярдәмдә болимиз. Бизниң ортақ дүшминимиз хитай дөлити. Хитай дөлити мәйли тибәт болсун, уйғур болсун яки тәйвән болсун бу земинларни өзиниң айрилмас бир қисми дәп қарап кәлди. Бу толиму бимәнилик! бу хил қарашни биз қобул қилишқа амалсиз. Бундақ әһвалда әлвәттә биз зиянкәшликкә учриған хәлқләр билән бир сәптә туримиз. Уйғурларниң егири мустәқил дөлити болған, уларниң ахирқи мәқситиму мустәқил дөлитини қуруп чиқиш. Тибәтләрму охшаш. Йеқинда хоңкоңда болуватқан әһвалму бир дөләт икки хил түзүм дегәнниң йоқлуқини билдүрди. Аталмиш алий аптономийәниңму ялғанчилиқ икәнликини испатлиди. Пәқәт өзиниң мустәқил дөлити болғандила давамлиқ бастурулушқа учраштин сақланғили болиду.”
Тәшкилатниң иҗраийә һәйити болған җу мейли ханим йәнә мәзкур тәшкилатниң йеқинқи пилан паалийәтлири һәққидиму тохталди.
Униң билдүрүшичә, улар бу йил 10-айниң оттурилирида улар тәйвәндә уйғурларға аит рәсим көргәзмиси уюштурушни пиланлиған болуп, паалийәткә дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатлар вә бир қисим уйғур паалийәтчилири тәклип қилинип, тәйвәнликләргә уйғурлар йүзлиниватқан паҗиәниң һәқиқий әһвалини аңлитидикән.
Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.