“сепилсиз түрмә шәрқий түркистан уйғурларниң бүгүни” көргәзмиси тәйҗуңда қизиқиш қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2020.03.18
sepilsiz-turme-Sherqi-turkistan.jpg Тәйвән тәйҗоң шәһиридә 14-марттин 5-апрелғичә өткүзүлүватқан ‘сепилсиз түрмә шәрқи түркистан уйғурларниң бүгүни’ намлиқ көргәзмәдин көрүнүш. 2020-Йили март, тәйвән.
RFA/Méhriban

“тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәиси адвокат хе чавдуң әпәндиниң 18-март радийомизға билдүрүшичә, 14-марттин 5-апрелғичә өткүзүш пиланланған 2020-йиллиқ “сепилсиз түрмә шәрқий түркистан, уйғурларниң бүгүни” намлиқ көргәзмә, тәйвәнниң оттура қисмидики тәйҗуң шәһридә 14-март шәнбә күни башланған.

Хе чавдоң әпәндиниң билдүрүшичә, улар көргәзмә башланған тунҗи һәптисила нурғунлиған зиярәтчиләрни күтүвалған. Хитай һөкүмитиниң бастурушиға учраватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийити әкс әттүрүлгән фото сүрәт вә рәсимләр көргәзмисини көрүш үчүн кәлгән зиярәтчиләр, болупму яшларниң зор қизиқиши қозғалған.

Хе чавдоң әпәнди мундақ деди: “мениңчә бу хил көргәзмә паалийәтлири тәйвәнликләр, болупму тәйвән яшлири үчүн наһайити әһмийәтлик болди дәп қараймән. Чүнки тәйвәнликләр уйғурлар вәзийитигә наһайити көңүл бөлиду. Чүнки. Биз бултур 10-айда ‛сепилсиз түрмә: бүгүнки уйғур вәзийити‚ намлиқ көргәзмә паалийитини башлиғандин буян, бу көргәзмини бирқанчә қетим өткүздуқ. Бу қетим тәйҗуң шәһридә өткүзгән көргәзминиму нурғун кишиләр келип көрди. Болупму яшларниң қизғинлиқи юқири болди. 14-Март шәнбә күни көргәзмә башланғандин буянқи бирқанчә күн ичидила келип көргән яшлар интайин көп болди.”

Хе чавдоң әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур көргәзмни тәйвәндики “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити”, “тәйвән тибәт достлуқ җәмийити”, “тәйвән яшлар фонди” бирликтә уюштурған. Үч һәптилик көргәзмә паалийитидики асаслиқ тема уйғурлар вәзийити, хитайниң аптономийә сиясити шундақла хитайниң хоңкуң вә тәйвәнгә қаратқан “бир дөләттә икки хил түзүм?? сияситидики алдамчилиқ маһийитини ечип беришкә қаритилған.

Униң баянлиридин мәлум болушичә, көргәзмигә әсли дуня уйғур қурултийи вәкиллириму тәклип қилинған. Әмма корона вируси мәзгилидә тәйвәндә елинған тәдбирләр сәвәблик, көргәзмә паалийитидики бәзи программилар әмәлдин қалдурулған яки кечиктүрүлгән. Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәндиму әсли мәзкур көргәзмә мәзгилидә уйғурлар вәзийити һәққидә доклат беришкә орунлаштурулған уйғур паалийәтчилириниң бири икән.

Илһам мәхмут әпәнди 18-март күни, японийәдин телефон зияритимизни қобул қилди.

У хитайдин тарқалған корона вируси юқуми сәвәблик, тәйвәндә башқа дөләтләрдин кәлгән зиярәтчиләр 14 күн карантинға елиниш бәлгиләнгәнлики үчүн, өзиниң бу қетим тәйҗуңда өткүзүлгән “сепилсиз түрмә шәрқий түркистан, уйғурларниң бүгүни” намлиқ көргәзмидә доклат бериш пиланиниң кечиктүрүлгәнликини, әмма һәр күндики көргәзминиң әһвалидин толуқ хәвәрдар болуп туруватқанлиқини билдүрди.

Илһам мәхмут әпәнди йәнә “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” 2019-йили қурулғандин буян, бирқанчә қетимлиқ ‛сепилсиз түрмә: бүгүнки уйғур вәзийити‚ намлиқ көргәзмә паалийәт өткүзгәнликини билдүрүп, мәзкур җәмийәтниң тәйвәнликләргә уйғурлар вәзийитини тонуштурушта актип паалийәт елип бериватқанлиқини тәкитлиди.

“тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәиси хе чавдоң әпәнди “сепилсиз түрмә шәрқий түркистан, уйғурларниң бүгүни” намлиқ көргәзмә паалийитини бултур 10-айда башлиғандин буянқи бирқанчә қетимлиқ көргәзмә паалийити вә бу паалийәтләрниң тәйвәндики әһмийити һәққидә тохталди.

Униң қаришичә, бу хил көргәзмә паалийәтлири тәйвәнликләргә “уйғурлар вәзийити вә хитайниң аптономийә сиясити” ниң маһийитини тонуштурушта, болупму хитайниң уйғурларға бәрдуқ дегән аптономийә сияситиниң алдамчилиқ икәнликини испатлиқ оттуриға қоюшта, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң тәйвәнликләргә тәшәббус қиливатқан “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситиниң һәқиқий маһийитини тонутушта актип рол ойниди дейишкә болидикән.

У мундақ деди:” көргәзмини көргән тәйвәнлик яшлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға уйғурларниң ислам диниға етиқад қилғанлиқила әмәс бәлки уйғурларниң хитайларға охшимиғанлиқи, уларниң уйғур болғанлиқи сәвәб болғанлиқи, уйғурларға вәдә қилинған аталмиш аптономийә сияситиниң алдамчилиқ икәнлики вә уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқан бүгүнки вәзийити һәққидә техиму көп мәлуматларға еришти. Мениңчә һазир көплигән тәйвәнликләрдә хитай компартийәсиниң аталмиш ‛бир дөләт икки хил түзүм‚ намлиқ алдамчилиқ сияситигә ишәнмәйдиған вәзийәт барлиққа кәлди. Биз буниң нәтиҗисини бу йил 1-айда өткүзүлгән тәйвән президент сайлиминиң нәтиҗисидин көрдуқ десәк болиду. Мениңчә маңа охшаш нурғунлиған тәйвәнликләр аталмиш ‛бир дөләт икки хил түзүм‚, ни қобул қилмиди, һәм бундин кейинму қобул қилмайду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.