“тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” икки җумһурийәтни хатириләш йиғини өткүзди

Мухбиримиз меһрибан
2020.11.18
teywen-sherqiy-turkistan.jpg Тәйвән шәрқий түркистан җәмийитиниң уйғур тарихидики икки җумһурийәтни хатириләш йиғинидин көрүнүш. 2020-Йили 15-ноябир, тәйвән.
xé chawdong teminligen

2019-Йили қурулған “тәйвән шәрқий түркистан җәмийити” ниң башлиқи адвокат хе чавдоң әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, 15-ноябир йәкшәнбә күни тәйвән университетида өткүзүлгән “уйғур тарихидики икки шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш сөһбәт йиғини” һәққидә мәлумат бәрди.

Хе чавдоң әпәнди йиғинниң немә үчүн 15-ноябир күни ечилғанлиқи һәққидә мундақ деди; “бу йиғинни немә үчүн бу күнгә орунлаштурушимизниң сәвәбигә кәлсәк, 1933-йили12-ноябир вә 1944-йили 12-ноябир күни шәрқий түркистанда икки қетим мустәқил җумһурийәт қурулған. Ундин башқа дуня уйғур қурултийиму 13-14-ноябир күнлири йиллиқ хуласә йиғини ечип муһим қарарларни алди. Шуңа биз ‛тәйвән шәрқий түркистан җәмийити‚ дуня уйғур қурултийиға мас қәдәмдә тәйвәндә икки җумһурийәтни хатириләш сөһбәт йиғини уюштурдуқ.”

Хе чавдоң әпәндиниң билдүрүшичә, 15-ноябир тәйвән университетида өткүзүлгән мәзкур сөһбәт йиғинида, тәйвән сиясий университетиниң дотсенти ли фу җуң, тәйвән дөләт идарә қилиш тәтқиқат оргининиң һәйити профессор доң ливен, һәрбий ишлар сәһиписи язғучиси ло сибиң қатарлиқ үчәйлән шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә доклат бәргән.

Хе чавдоң әпәнди йәнә сөһбәт йиғинидики доклатлар мәзмуни вә муназирә қилинған темилар һәққидә тохталди.

Униң билдүрүшичә, мәзкур сөһбәттә хитай “шинҗаң”, йәни “йеңи чегра” дәп ативалған, шәрқий түркистаннниң хитай дегинидәк “әзәлдин хитай дөлитиниң айрилмас қисми” әмәс бәлки бесивелинған земин икәнлики вә бу икки җумһурийәтниң қисқа муддәт ичидә йиқилишиға сәвәб болған тарихий амиллар асаслиқ муназирә темиси болған.

Хе чавдоң мундақ деди: “шәрқий түркистанда қурулған икки мустәқил җумһурийәтниң һакимийәт тутқун вақти қисқа болди. Улар қудрәтлик күчләрниң тәсири вә чәклимисигә учриди. Йәни совет иттипақи вә хитайниң тәсиригә учриди. Шуңа дөләт қурулуп дәвр сүргән вақти қисқа болди. Мениңчә бу җәһәттики тәҗрибиләр әгәр тәйвәндә мустәқил һакимийәт қурулса пайдилинишқа болиду дәп қараймән. Чүнки мустәқил дөләтни қайси вақитта қуруш вә мустәқиллиққа тәйярлиқ қилиш басқучи мустәқил дөләтни сақлап қелишта интайин муһим.”

У сөзини давамлаштуруп мундақ деди: “дөләтниң мустәқиллиқи җакарланған болсиму, әмма мустәқиллиққа тәйярлиқ вақти йетәрлик болмиғанда қудрәтлик һөкүмранларниң бесимда бу мустәқил дөләтни сақлап қелиш интайин мүшкүл һәтта мумкин болмайду. Мана бу һошяр болушқа тегишлик муһим мәсилә”.

Хе чавдоң әпәнди йәнә икки мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити хатирә күниниң уйғурларға охшашла хитай дөлити тәрипидин бесивелинған, мустәқил дөләт қуруш истигидики тәйвәнликләр үчүнму муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Хе чавдоң әпәнди уйғурларниң нөвәттики вәзийити билән тәйвәнликләрниң кәчмишлири арисида қандақ охшашлиқ вә пәрқләр бар? дегән соалимизғиму җаваб бәрди.

У мундақ деди: “әлвәттә шәрқий түркистандики аталмиш‛қайта тәрбийәләш орунлири‚ дегән намда аталған лагерлар болсун, яки йиғивелиш орунлири болсун, булар билән охшаш нуқта илгирики тәйвәнликләрниңму охшашла мустәмликә сияситиниң зулумиға учриғанлиқидур. Әлвәттә тәйвәндә һазирқи шәрқий түркистандикидәк лагерлар мәвҗут болмиған. Зулумму у қәдәр еғир болмиған. Лекин тәйвәндә хитай гоминдаң һөкүмитиниң бастуруши йәнила интайин күчлүк болған. Биздә 28-феврал қирғинчилиқи, вә 30 йилдин артуқ мустәбит зулум сиясити йүргүзүлди. Бу мәзгилдә тәйвәнниң йәрлик тили чәкләнди, тәйвәнниң йәрлик аһалиси билән тәйвәнгә кәлгән җуңголуқлар еришидиған имтиязларда зор пәрқләр болди, тәйвәнликләр ашкара кәмситишкә учриғаниди. Һөкүмәт органлирида ишләш имтиһанлирида тәйвәнликләргә қатму-қат чәклимиләр қоюлатти. Йәрлик тәйвәнликләрниң һөкүмәт органлиридики хизмәтләргә қатнишиши контрол қилинатти вә башқа чәклимиләр дегәндәк”.

Хе чавдоң әпәнди сөзини давамлаштуруп, йеқинқи 30 йилдин буян тәйвәндә демократийә түзүминиң йолға қоюлуши билән тәйвәнликләр арисида тәйвәнниң мустәқиллиқ тәлипиниң күчийиватқанлиқини тәкитлиди. У тәйвәнниң һазирқи наминиң хитай дөлити тәрипидин бесивелинған земинлиқини билдүридиған “җуңхуа минго” нами билән аталсиму, әмма нөвәттә тәйвәнниң мустәқиллиқини тәләп қилидиған бир әвлад яш тәйвәнликләр арисида 80% кә йеқин кишиниң пәқәт тәйвән намини қоллиниш тәшәббусида икәнликини билдүрди.

Униң қаришичә, уйғурларниң 20-әсир тарихидики икки мустәқил җумһурийитини хатириләш вә бу икки җумһурийәтниң мустәқиллиқ җакарлиғандин кейин, хитай дөлити вә русийәгә охшаш чоң дөләтләр оттурисидики мәнпәәт мунасивитиниң қурбаниға айлинишидәк тәҗрибә-савақлирини йәкүнләш тәйвәнликләр үчүнму муһим әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.