Тәйвәндә уйғурларниң бастурулуш вәзийити аңлитилди

Мухбиримиз меһрибан
2019.11.27
ilham-mexmut-teywen.jpg Д у қ ниң японийәдики вәкили, японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут әпәнди “хоңкоңға ярдәм, хитайниң зораванлиқи, тәйбей муһакимиси” темисидики йиғинда уйғурларниң бастурулуш вәзийити һәққидә доклат бәрмәктә. 2019-Йили 26-ноябир, тәйбей.
RFA/Méhriban

26-Ноябир күни тәйвәндә “хоңкоңға ярдәм, хитайниң зораванлиқи, тәйбей муһакимиси” темисида йиғин ечилди.

Йиғинда хоңкоң намайишида тутқундин қачқан мусапир оқуғучиларға ярдәм мәсилиси вә хитайниң 2009-йилдики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” вә йеқинқи 2 йилда уйғурларниң лагерларға қамилиш вәзийити, тибәт вәзийити қатарлиқлар муһакимә қилинди. Мухбиримиз меһрибандин йиғин тәпсилатини аңлайсиләр.

Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили, японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут әпәнди 26-ноябир радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, тәйвәндә ечилған “хоңкоңға ярдәм, хитайниң зораванлиқи, тәйбей муһакимиси” темисидики сөһбәт йиғинида уйғурларниң бастурулуш вәзийити һәққидә доклат бәргәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, 26-ноябир тәйвән пайтәхти тәйбейдә ечилған “хоңкоңға ярдәм, хитайниң зораванлиқи, тәйбий муһакимиси” темисидики сөһбәт йиғини тәйвәндики нопузлуқ гезитләрдин “тәйвән хәлқ гезити” (1923-йили қурулған) вә тәйвән мустәқиллиқини тәрғиб қилидиған сиясий партийәләрдин “тәйвән иттипақчилар бирләшмиси” (2001-йили қурулған) ниң һәмкарлиқида өткүзүлгән.

Йиғин һәққидики тонуштуруштин мәлум болушичә, йиғинда хоңкоң намайишида тутқундин қачқан мусапир оқуғучиларға ярдәм мәсилиси вә хитайниң 2009-йилдики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” вә йеқинқи 2 йилда уйғурларниң лагерларға қамилиш вәзийити, тибәт вәзийити қатарлиқ мәсилиләр муһакимә темиси қилинған.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, йиғинни “тәйвән хәлқ гезити” “тәйвән иттипақчилар бирләшмиси” җәмийити уюштурған болсиму, йиғинға йәнә тәйвәндики башқа демократик тәшкилатлардин “тибәт яшлар бирликиниң тәйвән шөбиси”, “хитайни демократийә арқилиқ азад қилиш җәмийити”, “аялларниң һоқуқини қоғдаш җәмийити”, “тәйвәнниң мусапирлар қанунини қурушқа түрткә болуш җәмийити” қатарлиқ тәшкилатлардиму вәкилләр қатнашқан.

Йиғинға “тәйвән иттипақчилар бирләшмиси” ниң 2016-йилдин буян рәислик вәзиписини өтәп келиватқан җийән йиде әпәнди риясәтчилик қилған болуп, йиғинда илһам мәхмут әпәндиниң уйғурлар һәққидики доклати йиғинниң муһим нуқтилириниң бири болған.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, җийән йиде әпәнди уйғурларни йеқиндин қоллап келиватқан тәйвәнлик сиясий паалийәтчиләрниң бири.

Йиғин мәйдани һәққидики нәқ мәйдан көрүнүшидә, җийән йиде әпәнди илһам мәхмут әпәндиниң доклатидин илгири сөз қилип, уйғурлар йүзлиниватқан реал вәзийәттин тәйвәнликләрниң хәвәрдар болушиниң муһимлиқини алаһидә тәкитлигән.

У сөзидә хоңкоңда нөвәттә йүз бериватқан намайишчи оқуғучиларниң тутқун қилиниши вә бастурулуш вәзийитиниң хитайниң уйғур дияридики бастуруш вә тутқун һәрикитиниң хоңкоңдики йеңи өрники икәнликини билдүргән. У, японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәндиниң хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан етник қирғинчилиқи һәққидә бәргән доклатидики мәзмунларниң тәйвәнликләрниң хитай һөкүмитиниң әсли маһийитини чүшинишидә муһим әһмийәткә игә икәнликини алаһидә тәкитлигән.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур йиғин, хоңкоңда 6 айдин буян давамлишиватқан демократийәни тәләп қилиш намайишида, сақчиларниң тутқунидин қечип, тәйвәнгә кәлгән мусапир оқуғучиларға ярдәм бериш мәсилисини тәйвәндә күнтәртипкә әкилиш, хитай һөкүмити намда аптономийәлик һоқуқ берилди дәп елан қилған уйғур вә тибәтләргә қаратқан бастурушиниң маһийити һәққидә тәйвән хәлқигә мәлумат бериш, тәйвәнликләрни өзиниң игилик һоқуқини қоғдашқа агаһландуруш қатарлиқ мәқсәтләрдә ечилған дейишкә болидикән.

Йиғинда җийән йиде әпәнди хитай һөкүмити вә униң сиясий маһийити һәққидә тохтилип у мундақ дәйду: “21-әсирдики әң зор, әң зораван, әң қәбиһ һакимийәт хитай һөкүмити, шуңа һәр милләт хәлқи бирлишип униңға қарши туруши керәк. Хитай һөкүмити, аталмиш ‛шинҗаң‚ дәп ативалған җайниң хитай дөлитиниң земини әмәсликини билиду. Хитай һөкүмити сирттин келип “шәрқий түркистан‚ намидики бу җайни бесивалған. Һазир хоңкоң хәлқи әнгилийәниң 150 йиллиқ һөкүмранлиқи мәзгилидә орнитилған қанун еңини қоғдаш үчүн, хитай һөкүмитигә вәкиллик қилидиған һакимийәт билән күрәш қиливатиду, көпчилик хоңкоң яшлириниң батурлуқини көрүватимиз. Нөвәттә, хитай һөкүмитини парчилашқа йүзләндүридиған икки чоң күч бар, униң бири хоңкоңдики демократийәни тәләп қилиш һәрикити, йәнә бири уйғурлар.”

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, у доклатида хоңкоңда давамлишиватқан оқуғучиларни тутқун қилишта қолланған зораванлиқ васитилири, тутқун оқуғучиларниң мәҗбурий ғайиб қиливетилиши, бәзи намайишчиларни өзини өлтүрүвалди дәп елан қилинған әһвалларни уйғурлар вәзийитигә селиштуруп, хитай һөкүмитиниң 2009-йилдики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” мәзгилидила уйғурларға қарита кәң-көләмлик тутқун қилиш, мәҗбурий ғайиб қиливетиш вә уйғурларға еғир қамақ җазаси һөкүм қилиш, өлүмгә һөкүм қилиш қилмишлирида болғанлиқини чүшәндүргән. У йәнә, хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин кейин уйғурларни пүткүл милләт бойичә тутқун қилип лагерларға қамаш сиясити йүргүзгәнлики қатарлиқларни әмәлий нәқилләр арқилиқ баян қилған.

26-Ноябир күни мәзкур йиғинни орунлаштурған “тәйвән хәлқ гезити” йәни “тәйвән минбав гезити” “йиғин һәққидә хәвәр бәргән. Мақалидә, илһам мәхмут әпәндиниң 26-ноябир тәйвәндә бәргән доклатида йеқинда хәлқара таратқуларда ашкарилинип музакирә темиси болуватқан хитайниң уйғур дияридики лагерларға мунасивәтлик ички һөҗҗәтлиридә ашкариланған уйғурларни бастуруш сиясити һәққидики йолйоруқларниң уйғур дияридики иҗра қилиниш әмәлийити һәққидә тохталғанлиқиму алаһидә тилға елинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.