Тәйвәнлик яш тор чолпанлири аталмиш “шинҗаң саяһити” гә уюштурулған

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.12.30
taiwan-ziyaret-omek-1024 Тәйвән карханичилири қорғас еғизини саяһәт қилғанда чүшкән опчә сүрәт. 2024-Йили 5-авғуст, қорғас
ts.cn

Йеқинда тәйвәнлик яш оқуғучилар вә тор чолпанлириниң аталмиш “шинҗаң саяһити” гә уюштурулуши диққәт қозғимақта. Мәлум болушичә, мәзкур саяһәткә қатнашқан тәйвән яшлири “мәдәнийәт алмаштуруш” яки “пидаийлар хизмити” намида аталмиш “шинҗаң саяһити” гә уюштурулған. Хитай һөкүмити йәнә бир түркүм тәйвәнлик тор чолпанлирини аталмиш “шинҗаң саяһити” гә тәклип қилған болуп, уларниң зор көп қисми иҗтимаий алақә мунбәрлиридә өзлириниң бу қетимлиқ саяһити һәққидики тәсиратлирини баян қилғинида, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сияситини махтап, “шинҗаң тәрәққий қилған вә интайин бихәтәр җай” икәнликини тәшвиқ қилған.

Һалбуки, радийомиз гуаңдуң бөлүминиң зияритини қобул қилған тәйвән дөләтлик университетиниң қанун факултети оқуғучиси шяв хавйү исимлик яш, аталмиш “шинҗаң саяһити” һәққидә тохтилип, саяһәт җәрянида өзиниң шәхсий кәчүрмишлириниң башқичә икәнликини билдүргән. У сөзидә тәйвәнлик яш саяһәтчиләрниң хитай һөкүмитиниң “қизил саяһәт” тәшвиқатиға уюштурулғанлиқини билдүрүп, “улар бизни хәнзуларниң шинҗаң райониға қандақ киргәнликини көрүшкә елип барди, шундақла буни шинҗаңниң қәдимий дәвридин башлапла хитай территорийәсиниң бир қисми икәнликиниң испати дәп чүшәндүрди” дегән.

Шяв хавйү өзиниң хитай орунлаштурған “шинҗаң саяһити” дики шәхсий кәчүрмишлирини баян қилип, мундақ дегән: “мән уларниң ‛бихәтәрлик‚ бәрпа қилиштики күчлүк арзусини һес қилдим, бу мени җиддийләштүрүвәтти. Аммиви қатнаш яки меһманханиларға киргәндә сиз айродурумдикигә охшашла метал тәкшүрүш үскүнисидин өтүшиңизгә тоғра келиду. Бу җайларда лазер нури машиниси бар, есимдә қелишичә, кона шәһәргә барғинимда кәйнимдә көзәйнәк тақивалған, илгири көрүп бақмиған бир бовай бар иди. Униң кимликини билмәймән, у пәқәт бизгә әгишип бизниң саяһәт йетәкчисидин айрилмаслиқимизға капаләтлик қилди.”

Шяв хавйү хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән өзиниң саяһәт җәрянида көргәнлириниң пүтүнләй башқичә икәнликини билдүрүп, йәнә мундақ дегән: “улар өзлириниң шинҗаңниң намратлиқтин қутулушиға вә шинҗаңниң заманиви қияпәттә тәрәққий қилишиға ярдәм бәргәнликини тәкитлиди. Әмма мән йәнила нурғун хам кесәклик өйләрни вә кәпә өйләрни көрдүм” . Шяв хавйү йәнә өзиниң мәлум башланғуч мәктәп оқуғучилирини көргәндики әһвалларни баян қилип, “шинҗаңдики мәктәпләрниң һәммисидә дәрсләр хитайчә өтүлидиғанлиқи” ни билдүргән.

У синиптики қара доскида йезилған “қара болса, қарини йоқитиш; яманлиқ байқалса яманлиқни йоқитиш, қалаймиқанчилиқни контрол қилиш” дегән сөзләрниң 10 яш яки 12 яшлардики балиларниң язғанлиқини тәсәввур қилиш тәс икәнликини билдүргән

У саяһәт җәрянида мәлум бир мәркизи башланғуч мәктәпни зиярәт қилғинида, интайин биарам болғанлиқини билдүргән. У синиптики қара доскида йезилған “қара болса, қарини йоқитиш; яманлиқ байқалса яманлиқни йоқитиш, қалаймиқанчилиқни контрол қилиш” дегән сөзләрниң 10 яш яки 12 яшлардики балиларниң язғанлиқини тәсәввур қилиш тәс икәнликини билдүргән. Униң қаришичә, бу балиларниң хитайчә сәвийәси шунчә начар туруқлуқ, уларниң мундақ сөзләрни язалиши һәйран қаларлиқ икән.

Игилишимизчә, нөвәттә тәйвәндики нурғун саяһәт өмәклири, хәйр-сахавәт органлири яки йәрлик тәшкилатларниң хитай компартийәси билән билән қоюқ мунасивити бар икән. Мәлум болушичә, тәйвәндики бу органлар хитайниң сиясий вә сода чәмбирикигә қатнашқандин башқа йәнә, тәйвәндики йәрлик мәктәпләргә сиңип кирип, нурғун тәйвән яшлирини хитай саяһитигә җәлп қилған.

Тәйвәндики дөләт мудапиә тәтқиқатчиси ши җйәнйү аталмиш “шинҗаң саяһити” ниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң “юмшақ қорали” икәнликини билдүргән. У бу “юмшақ қоралниң назук тәсири” дә тәйвән билип-билмәйла “қаршилиқ көрситиш иқтидари” ни йоқитип қоюши мумкин икән. Униңчә, нөвәттики хоңкоңниң әһвали буниң типик үлгиси икән.

 “тәйвән чоң қуруқлуқ ишлири кеңиши” радийомизға бу мәсилигә қарита “йеқиндин диққәт қиливатқанлиқи” ни инкас қилған. Улар, “хитай коммунистик партийәси орунлаштурған бу хил саяһәттә шинҗаң хәлқиниң һәқиқий әһвалини көрүш тәс болуши мумкин” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.