Медия көзитиши: тәйвәнлик ютюберларниң шинҗаңдики зиярити һәқиқийму яки тәшвиқатму?
2024.10.08
Авғустниң ахирида, “хән го рен” дәп тонулған, 500 миңдин артуқ әгәшкүчиси бар тәйвәнлик ютюбер чаң шав-чүн өзиниң йәнә икки тәйвәнлик тор чолпини достлири билән бирликтә шинҗаңниң пайтәхти үрүмчидики чоң базарда айланғанлиқи һәққидики видийони ютюбқа чиқарди.
Видийониң бәш минутлуқ йеридә, чаң туюқсиз меһманлириниң биридин: “базарға тунҗи қетим кәлдиңизму? бирәр ‛йоқитиш‚ әһвалини көрдиңизму?” дәп сорайду.
Чаңниң бу сөзи бәзи ғәрб һөкүмәтлири вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң көплигән уйғур мусулманлири вә башқа аз санлиқ милләтләр яшайдиған шинҗаңдики ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики әндишилиригә кинайилик ишарәт иди.
Хитай һөкүмити бу йәрдә кәң көләмлик тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәк вә мәдәнийәт бастурушни өз ичигә алған ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйибләнгән. Бейҗиң бу әйибләшләрни рәт қилип, өзиниң бу қилмишлирини террорлуққа қарши туруш дәп сүпәтләйду.
Шинҗаңниң саяһәт қилишқа бихәтәр җай икәнлики вә бу йәрдә һечқандақ хорлаш көрүлмәйдиғанлиқи һәққидики учурни тарқитиватқан ялғуз чаңла әмәс.
(Asia Fact Check Lab) Асия пакит тәкшүрүш лабораторийәси шинҗаңға саяһәт қилип, шинҗаңниң саяһәт қилишқа бихәтәр җай икәнлики яки у йәрдә “тутуп туруш лагерлири йоқ, чүнки биз көрмидуқ” дегәндәк учурларни тарқатқан башқа бир қанчә тәйвәнлик ютюберниму байқиди.
Уларниң саяһәт чиқимини ким төләп бәрди?
Тәйвәнлик ютюберлар чиқарған бәзи видийолар хитай тилида сөзләйдиған көрүрмәнләр арисида тор муназирилирини қозғиди. Нурғун кишиләр бу ютюберларға хитай һөкүмити пул төлигәнму-йоқ дәп гуман қилди. Бәзиләр бу ютюберлани дөләтниң ғалчиси дәп әйиблисә, йәнә бәзиләр чиқарған мәзмунлирини мустәқил вә чин дәп яқлиди.
Видийоларниң биридә, бир яш йигит шинҗаң саяһитигә бериш үчүн тәхминән 66000 тәйвән доллири, йәни 2094 америка доллири хәҗлигәнликини тилға алған. Лекин асия пакит тәкшүрүш лабораторийәси бу ютюберларниң саяһитиниң өзлири тәрипидин яки хитай һөкүмити тәрипидин маддий ярдәм қилинғанлиқини дәлиллийәлмиди.
Мушу хәвәр чиққучә болған арилиқта, ютюберларниң һечқайсиси өзлириниң саяһити һәққидики соалларға җаваб бәрмиди.
Асия пакит тәкшүрүш лабораторийәсиниң байқишичә, Бу уланмида көрүнгәндәк, хитай һөкүмити тәйвәнлик ютюберларниң баһа сөзлирини вә видийолирини иҗтимаий таратқуларда вә дөләт ахбарат васитилиридә елан қилип, өзиниң шинҗаң вә тәйвән тоғрисидики сиясий баянини тәшвиқат қилишқа ишләткән.
Окланд университети ахбаратчилиқ кәспиниң дотсенти су чявниң видийолардин бирини көргәндин кейин мундақ деди: “гәрчә бу видийониң ишлиниши қопал, мәнтиқиси аҗиз болсиму, йәнила нурғун яш тамашибинларни җәлп қилидиған ‛һәқиқийлик‚ туйғуси бериду”.
Су су пакит тәкшүрүш лабораторийәсигә: “видийолар хитайниң шинҗаңдики сиясәтлириниң наһайити яхши икәнлики тәсиратини бериду” деди. У йәнә буниң бейҗиңниң тәйвәнни чоң қуруқлуқ билән бирләштүрүш нишаниға мас һалда тәйвәнликләрниң хитайға болған еһтиятчанлиқини азайтиш үчүн икәнликини қошуп қойди.
Суниң ейтишичә, хитай тәшвиқатиниң омумий нишани болса хәлқарадики тәнқидләр алдида хитай коммунистик партийәсиниң ишәнчлик дәриҗисини қоғдаш икән.
У йәнә шинҗаң һәққидики баянларниң мәхсус у районни иҗабий көрситип хәлқарадики тәнқид вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидики әйибләшләрни йоқ қилишни мәқсәт қилғанлиқини ейтти.
Хитайниң коммунистик партийә йөнилишини тәшвиқ қилидиған вә дунядики пикир еқимиға қарши чиқидиған бир түркүм чәт әллик тор чолпанлирини йетиштүрүш билән шуғуллиниватқанлиқи әйибләнгән.
Канберрадики “австралийә истратегийәлик сиясәт институти” намлиқ тәтқиқат орни хитайниң нурғунлиған чәт әллик тор чолпанлирини йетиштүрүп чиққанлиқини, уларниң хитайниң тор тәшвиқатини илгири сүридиған вә хитай чүшини тарқитидиғанлар икәнликини ейтти.
Тәтқиқат орниниң қошумчә қилишичә, бейҗиң партийә-дөләткә пайдилиқ баянларни илгири сүрүш вә хитай һәққидики дуняви қарашларға тақабил туруш үчүн көп тиллиқ тор чолпанлирини йетиштүрүш истудийәлирини қурған, хитай университетлиридики хәлқаралиқ оқуғучилар торидин пайдиланған вә бу тор чолпанлирини риқабәтләштүрүп мусабиқиләрни уюштурған.
Тутуп туруш лагерлири йоқму?
Ютюберлардин бириниң өзи көрмигәчкә, “шинҗаңда тутуп туруш лагерлири йоқ” дегән сөзи кишиләрни хата йетәкләйду.
Күчлүк пакитлар вә гуваһлиқлар шинҗаңда уйғур мусулманлири вә башқа аз санлиқ милләтләр тутуп турулидиған тутуп туруш лагерлириниң мәвҗутлуқини көрситип бериду.
Бурун лагерда ятқан тутқунлар мәҗбурий әмгәк, меңә ююш вә қийин-қистақни өз ичигә алған еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учриғанлиқини мәлум қилған.
Сүний һәмраһ сүрәтлири, паш болған һөкүмәт һөҗҗәтлири вә Тәкшүрүш доклатлириМу бейҗиңниң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп ативалған, әмма кәң даиридә уйғур хәлқини бастуруш вә контрол қилишниң бир қисми болған бу лагерларниң мәвҗутлуқиға техиму көп испат тәминлигән.
Саяһәт қилишқа “бихәтәрму”?
Шинҗаңниң саяһәт қилишқа бихәтәр җай икәнлики һәққидики сөзиму шу, һеч болмиғанда тәйвәнликләрни хата йетәкләйду.
Тәйвән июнда хитай, хоңкоң вә макавға саяһәт қилиш агаһландурушини иккинчи дәриҗилик сериқ агаһландурушқа көтүрүп, күчийиватқан хәвпсизлик әндишилири түпәйлидин пуқралирини бу районларға зөрүр болмиған саяһәтләрдин сақлинишқа чақирди.
Бу хитайниң йеңидин елан қилған йолйоруқлиридин кейин йүз бәргән. Бу йеңи йолйоруқ тәйвән мустәқиллиқини тәшәббус қилған шәхсләрни өмүрлүк қамақ җазасиға һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилишқиму йол қойиду.
Тәйвән өзиниң мустәқил һөкүмити вә демократик түзүми бар мустәқил дөләт шәклини сақлап қалған, әмма хитай билән болған зиддийәтни күчәйтивәтмәслик үчүн рәсмий мустәқиллиқ җакарлаштин сақлиниду. Әмма хитай тәйвәнни чоң қуруқлуқ билән қайта бирләштүрүлүши керәк болған өлкә дәп қарайду һәмдә зөрүр болғанда қораллиқ күч ишлитимиз дәйду.
Тәйвән кишилик һоқуқ бирләшмиси вә һөкүмәткә тәвә болмиған бир қанчә гуруппа тәйярлиған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, өткән 10 йил ичидә 857 тәйвән пуқраси хитайда “мәқсәтлик йоқитиветилгән яки халиғанчә қолға елинған”.
Уйғур тили
Бир тәйвәнлик ютюбер үрүмчи метро бекәтлириниң исимлириниң хитайчә вә уйғурчә тилида йезилғанлиқини сөз қилип, шинҗаңда уйғур тилиниң чәкләнмигәнликини оттуриға қойди.
Хитай қануни шинҗаң вә ички моңғулға охшаш аптоном районлардики аммиви орунлардики бәлгиләрниң чоқум хитайчә вә йәрлик аз санлиқ милләт тилида йезилиши керәкликини бәлгилигән.
Әмма, бундақ бастурушниң йүз бериватқанлиқи ениқ туруқлуқ, буни хитай һөкүмитиниң уйғур тилини чәклимигәнликиниң испати сүпитидә ишлитиш хаталашқанлиқ. Мәсилән, 2017-йили әркин асия радийосиниң хәвәр қилишичә, шинҗаң маарип башқармиси пүтүн райондики мәктәпләргә уйғурчә вә қазақчә қошумчә оқутуш материяллирини ишлитишни тохтитишни буйруған.
Мәсчитләр
Бәзи ютюберлар үрүмчи метросиниң йенида нурғун мәсчитләрни көргәнликини ейтип, буни бу районда диний орунларниң вәйран қилинмиғанлиқиниң испати сүпитидә көрсәткән.
Әмма, улар өз гепини испатлаш үчүн рәсим вә сүрәт дегәндәк көрүнәрлик пакитларни дәлил-испат қилип көрситәлмигән.
Көплигән ахбарат доклатлири хитай коммунистик партийәсиниң исламға қарши қаттиқ қол сияситини тәкитлигән болуп, җүмлидин 2023-йили “иқтисад вақти” гезитиниң тәкшүрүш доклатида 2018-йилдин 2023-йилғичә 1700 дин артуқ мәсчитниң чеқиветилгәнлики яки “хитайлаштурулғанлиқи” ашкариланған. Бу җәрянда исламий елементлар өзгәртилип, хитайчә услубтики бинакарлиқ билән алмаштурулған.
Бу һәрикәтләр, әркин асия радийосиниң доклатидики 2023-йили авғустта хитай рәиси ши җинпиңниң шинҗаңға иккинчи қетим зиярәт қилғанда әмәлдарларға “исламниң хитайчилишишини илгири сүрүш” вә “һәр хил қанунсиз диний паалийәтләрни үнүмлүк контрол қилиш” ни тапилиғанлиқи һәққидики хәвиригә мас келиду.
Шен ке тәрҗимә қилди. Шен ке вә таеҗун каң тәһрирлиди.
***
Асия пакит тәкшүрүш лабораторийәси (AFCL) бүгүнки ахбарат муһитидики хата учурларға тақабил туруш үчүн қурулған. Биз оқурмәнләрниң нөвәттики вәзийәт вә аммиви мәсилиләр һәққидики чүшәнчисини чоңқурлаштурушни мәқсәт қилған пакит тәкшүрүшләрни, ахбарат көзитишләрни вә чоңқур доклатларни елан қилимиз. Әгәр бизниң мәзмунлиримизни яқтурсиңиз, фейсбук, инстаграм вә X да бизгә әгәшкәйсиз.