“тик-ток” ниң уйғур қирғинчилиқидики роли күчлүк сораққа дуч кәлмәктә
2022.12.26
Америка һөкүмити сабиқ президент доналд трамп дәвридин башлап тәкитләп келиватқан “тик-ток” (TikTok) ни мәни қилиш мәсилисидә 14-декабир күни бурулуш характерлик илгириләш барлиққа кәлди. Америка кеңәш палатаси мутләқ үстүн аваз билән америка федератсийә һөкүмити үчүн ишләватқан һәрқандақ хизмәтчигә тарқитип берилгән янфонға “тик-ток” ни орнитишқа болмайдиғанлиқи һәққидики қанун лайиһәсини мақуллиди. Буниң билән америка тәвәсидики 130 милйонға йеқин “тик-ток” ишләткүчиләргә толиму салмақ болған бир агаһландуруш йолланди. Буниң билән ақ сарай, дөләт мудапиә министирлиқи, вәтән бихәтәрлики министирлиқи, ташқи ишлар министирлиқи қатарлиқлар иҗра қилип келиватқан “һөкүмәт игидарчилиқидики електронлуқ үскүниләргә <тик-ток> орнитишни мәни қилиш” йүзлинишигә йеңи бир мәзмун қошулди.
“тик-ток” ниң дөләт бихәтәрлики, мәхпийәтликни оғрилаш, хусусий учурларни хитай һөкүмитиниң тәкшүрүшигә рухсәт қилиш қатарлиқ қилмишлиридин башқа америка пуқралири арисида әнәниви әхлақ нормисини бузуш мәқситидики мәзмунларни омумлаштуришиму йеқинқи мәзгилләрдин буян көплигән мутәхәссисләрниң диққәт мәркизидә болуп келиватқанлиқи мәлум. Буниңда йәнила хитай коммунистик партийәси бир қоллуқ рәһбәрлик қиливатқан хитай һөкүмитиниң мәзкур әп арқилиқ америка пуқралирини назарәт ториға елиши һәмдә уларниң барлиқ хусусий учурлирини топлиши изчил мәркизий нуқта болуп кәлди. Шу сәвәбтинму америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң башлиқи кристофер рай (Chris Wray) көп қетим “тик-ток” ни дөләт бихәтәрлики үчүн еғир тәһдит, дәп көрсәткәниди.
Җейк тәппер (Jake Tapper) башчилиқидики CNN ниң мухбирлар гурупписи бир мәзгиллик тәкшүрүштин кейин 20-декабир күни “тик-ток” ниң аммиви сиясәт бөлүминиң мәсули, америка дөләт мәҗлисиниң сабиқ хизмәтчиси майкил бекермән (Michael Beckerman) билән бу һәқтә мәхсус зиярәт өткүзди. Җейк тәппер “тик-ток” ниң “қирғинчилиқ”, “шинҗаң” дегәндәк мәзмундики учурларни сүзүп контрол қилиши, хитай һөкүмитиниң нөвәттики уйғурларни қирғин қилиш һәрикити, шуниңдәк бу җәрянда аз дегәндиму икки милйон уйғурни әйни вақиттики натсист германийәси қуруп чиққан йиғивелиш лагери шәклидики муәссәсәләргә қамиғанлиқи һәмдә хитай лагерлиридики вәһшийликләр тоғрисидики мәлуматларни әскәртип “сиз хитай һөкүмитиниң уйғурларни лагерларға қамиғанлиқини етирап қиламсиз?” дәп сориди.
“тик-ток” қа вакалитән сөз қилған майкил бекермән соалға җаваб бериштин өзини елип қечип өзиниң бу мәсилиләргә мәнсуп саһәдики мутәхәссис әмәсликини, өзиниң пәқәт “тик-ток” қа алақидар ишларға зеһин қоюп келиватқанлиқини тәкрарлиди. Гәрчә бу соал қайта-қайта бәш қетим соралған болсиму майкил өзиниң уйғур қирғинчилиқидин яки хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики зулумлиридин хәвири барлиқини ипадиләшни рәт қилди. Шуниңдәк “тик-ток” ниң һечқачан һечқандақ һөкүмәт үчүн һечқандақ мәзмунға сүзгүч қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.
Зиярәт җәрянида тәппер ахирқи қетим “ундақта хитай һөкүмитиниң уйғурларни зор көләмдә тутқун қилғанлиқидин хәвириңиз барму?” дәп сориғанда майкил бекермән “хитайда немә ишларниң болуватқанлиқи мән қизиқидиған ишлар даирисидә әмәс. Тор бәткә қарисиңизла бу һәқтә йетәрлик учурлар ешип-тешип турупту” деди. Ахирида тәппер униңдин “ шинҗаңдики қирғинчилиқни етирап қилсиңиз хизмәттин һәйдиләмсиз?” дәп сориғанда майкил йәнә бир қетим гәп йорғилитип “кишилик һоқуқниң дәпсәндә болуши дуняниң һәммила йеридә, шуниңдәк хитайдиму мәвҗут. Әмма мән кишилик һоқуқ мәсилилири мутәхәссиси әмәс” дегән.
Гәрчә “тик-ток” ниң мәсули уйғур қирғинчилиқи һәққидә сөз қилишни халимиған болсиму австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат институти (ASPI) 2019-йили 28-ноябирда елан қилған Доклат Аллиқачан “тик-ток”ниң уйғур дияридики қирғинчилиқта башқа хитай ширкәтлири билән бирликтә хитай сақчи системиси вә йәрлик қанун системисиға қандақ хизмәт қилғанлиқи, уларниң бу саһәдә қайси дәриҗидә бивастә вә вастилик рол ойниғанлиқини тәпсили баян қилип бәргән иди. Бу җәһәттики бир типик мисал 2019-йили америка тәвәсидики яшлардин ферузә әзизниң уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә символлуқ йосунда сөз қилишидин кейин униң “тик-ток” һесаватиниң тақиветилиши, кейинчә ахбарат вастилириниң бесимида буниң “техника хаталиқи” икәнлики җакарлинип һесаватниң әслигә кәлтүрүлүши һесаплиниду. CNN Ниң мухбирлар гурупписи алаһидә тәкитлигән бир нуқта “тик-ток” мунбиридә һазирғичә елан қилинған “шинҗаң” темисидики қисқа видийоларниң 94 пирсәнтини “шинҗаңниң аҗайип арамбәхш вә инақ макан икәнлики” һәққидики мәзмунлар игилигән. “уйғур қирғинчилиқи”, “шинҗаңдики зор тутқун” дегәндәк темиларда чапланған қисқа видийоларға тезла сүзгүч селинған. Буниң билән америка тәвәсидики кишиләрниң уйғур дияри һәққидики чүшәнчисигә көрүнмәс шәкилдә бир “йүгән” селинған.
Техиму муһими “рәқәмлик өчмәнликкә тақабил туруш мәркизи” (CCDH) 2022-йили 15-декабир күни елан қилған Доклат, “тик-ток”та һесап ачқанларға һәр үч миниутқа қалмай аптоматик көрүнидиған видийоларниң пүтүнләй яш-өсмүрләргә зиянлиқ мәзмунда икәнликини, бу хил зиянлиқ мәзмундики видийолар маһийәттә яш-өсмүрләрни дуня қараш вә қиммәт қараш җәһәттә хата йөнүлүшкә башлайдиғанлиқи ейтилған. Сөһбәт җәрянида җейк тәппер “америка тәвәсидики ата-анилар һазир хитай бизниң балилиримизни кичикидин тартипла бузушқа урунуватиду, дәп қарайдикән. Сиз буниңға немә дәйсиз?” дегәндә, майкил бекермән буниму инкар қилған.
“ню йорк вақти” гезитиниң 20-декабирдики обзорида ейтилишичә, “тик-ток” ниң игидарлиқ һоқуқи баш штаби хитайдики ByteDance ширкитидә болуп, мәзкур әп хитай ичидә “довйин” (抖音) дегән намда, хитайдин башқа җайларда “тик-ток” дегән намда мәвҗут болуп кәлмәктә. Йәнә келип хитайдин башқа җайдики қолланғучилар телефон яки компютериға “довйин” ни чүшүрәлмәйдиған болуп, “тик-ток” уларниң бирдин-бир таллиши болуп қалған. Әмма “тик-ток” қолланғучиларниң турушлуқ орни, хусусий һәвәслири вә қизиқиш даириси дегәнләр хитайдики баш апарат системисида сақлинип қалидиғанлиқи, йәнә келип хитай һөкүмитиниң хитай тәвәсидики һәрқандақ сандан (Database) системисини тәкшүрүш һоқуқиниң болуши түпәйлидин, улар халиған вақитта халиған кишини назарәт қилишни әмәлгә ашуралиған. Гәрчә америка тәвәсидә “тик-ток” қолланғучиларниң үчтин икки қисми яш-өсмүрләр болсиму “чоңларға зиянлиқ болғанниң яшларғиму зиянлиқ икәнлики” ни тәкитләватқанлар нөвәттики мәни қилиш йүзлинишиниң яшларғиму тәсир қилишини үмид қилмақта икән. Әмма сабиқ президент доналд трампниң “бир болса тик-токни <алма> вә <гогул>ниң әп дуканлиридин йоқитиш, бир болса тик-ток ширкитини америка тәвәсидики мәлум бир ширкәт сетивелиши лазим” дегән тәклипи әмәлгә ашмайла у ақ сарайдин айрилған. Әмма оклахома, алабама, җорҗия қатарлиқ шитатлардики бир қисим университетларниң мәктәп тәвәликидики електронлуқ үскүниләрдә “тик-ток” ишлитишни мәни қилиш буйруқи “тик-ток” ни мәни қилиштики йеңи һәрикәтләр қатаридин орун алған.
Мәлум болушичә, һазирға қәдәр 14 штат хас буйруқ елан қилип “һөкүмәт игидарчилиқидики үскүниләргә тик-ток орнатмаслиқ” ни бәлгилигән. Йәнә келип бу йүзлинишни һәр икки партийә әзалири қоллаватқан болғачқа буниңда йеқин кәлгүсидә техиму зор мәни қилиш қарариниң елиниши ениқ, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә “дөләтлик баһа” гезитиниң 21-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, “тик-ток” ниң ана ширкити болған ByteDance гуруһиму ғайәт зор мәбләғ сәрп қилиш бәдилигә америка дөләт мәҗлисидә лобийчилиқ қилишни давам қилип кәлгән. Шу қатарда улар мейкил бекермәнгә охшаш сабиқ дөләт мәҗлиси хизмәтчилирини вә истихбарат хадимлирини, һәтта трент лот (Trent Lott) қа охшаш палата әзалирини ишқа селиш вә хизмәткә елиш арқилиқ 2022-йилиниң алдинқи үч пәслидә төт милйон америка доллири пул хәҗләш бәдилигә америка дөләт мәҗлисидә “тик-ток” ниң “зиянлиқ әмәслики”ни көрсиитип кәлгән.