Зуза назарук: “тик-ток уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини йошуруш үчүн ишлитилиду”
2024.08.20
Мутәхәссисләр тик-ток (Tiktok) ниң сүний әқил, санлиқ мәлумат вә илғар техникиларни ишлитип ишләткүчиләрни, болупму яшларни өзиниң тәсири астиға елип хитай мәдәнийәт идийәсини сиңдүргәнликини илгири сүрмәктә. Шуниң билән бир вақитта, тик-токниң хитайниң уйғурларни бастуруш сияситигә янтаяқ болуп, уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини йошуруватқанлиқини көрсәтмәктә.
Америкадики тор вируси тәтқиқат институти (NCRI) доклат елан қилип тик-токниң пәқәт аммиви көңүл ечиш суписи болупла қалмай, бәлки йәнә хитай һөкүмитини тәнқид қилидиған мәзмунларни бастуруп, хитай компартийәсини қоллайдиған мәзмунларни тәшвиқ қилғанлиқини, шуниң билән бир вақитта, тик-токниң америкадики яшларниң пикиргә тәсир көрситип, уларниң гиу-сиясий тонушни шәкилләндүрүштә алаһидә рол ойниғанлиқини оттуриға қойғаниди.
Ундақта тик-ток билән хитай компартийәсиниң қандақ мунасивити бар? хитай компартийәси тик-токни юмшақ күч сүпитидә ишлитиватамду? әгәр ишләтсә қандақ ишлитиду?
Голландийәлик журналист вә тәтқиқатчи “хитайниң юмшақ күчиниң мәнбәси тик-ток” намлиқ илми мақалиниң аптори зуза назарук (Zuza Nazaruk) соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“хитай мәдәнийәткә пул сәрп қилиш арқилиқ сиясәткә тәсир көрситишкә тиришиду. Улар шундақ қилди. Он йил илгири һәр йили 10 милярд долларни ахбарат, нәшрият, маарип сәнәт вә тәнтәрбийә саһәсидики мәвҗутлуқини вә тәсирини ашурушқа, мәдәнийәт идийәсини илгири сүрүшкә сәрп қилди. Тик-токниң тор бекити яки чүшүрүш бетигила қариғинимизда тик-токниң худди хитай билән мунасивити йоқтәк қилиду. Әмәлийәт әлвәттә ундақ әмәс. Уларниң йеқин мунасивити барлиқи тоғрисида көп хәвәрләр бар. Буни көп адәм билиду. Муһим нуқта шуки, тик-токни ишләткән наһайити көп яшлар бар. Булар тик-ток вә хитайниң мунасивитини билмәслики мумкин. Чүнки, тик-ток бир иҗтимаий алақә детали. Қизиқарлиқ болуши керәк. Ишләткүчиләрниң диққити адәттики көңүл ечиш паалийәтлиригә мәркәзләшкән билән, абонтлар уни ишләткәндә улар һәдидин зиядә хаслаштурулиду (hyper personalized), йәни тик-ток сүний әқил, санлиқ мәлумат вә илғар техникиларни ишлитип, тик-ток қолланғучилирини өзиниң тәсири астиға алиду. Тик-ток ишләткүчиләр өзиниң еһтияҗи вә қизиқишиға мас келидиған мәзмунларни түзиду. Бу, ишләткүчиләрни яхши һес қилдуриду. Буниңда илгири сүрүлгән пүтүн идийә-оюн ойнап, көңүл ечиш, башқичә ейтқанда, худди сиясий характери йоқтәк көрүниду” .
Мәзкур доклатта тик-токниң алгоризимлар (мәсилини һәл қилиш яки һесаблаш үчүн қоллинилидиған җәрян) арқилиқ хитай компартийәсигә пайдилиқ мәзмунларға юл қуюп, хитай компартийәсиниң мәнпәәтигә зит мәзмунларни бастуруватқанлиқии абонтларниң хитайға тутқан позитсийәсидә көрүнәрлик өзгириш болғанлиға мунасивәтлик санлиқ мәлуматлар арқилиқ көрситилгән.
Зуза назарук тик-токниң алгоризмлири, тик-токниң бу хил характери вә роли һәққидә сөз қилип мундақ деди:
“мениңчә, тик-токни ишлитидиған кишиләр қанчә яшта болушидин қәтийнәзәр, буниң битәрәп әп әмәсликини вә бәзи мәзмунларниң киргүзүлүп бәзи мәзмунларниң бастуруватқанлиқини тонуп йетиши керәк. Бу дегәнлик, бу һәрқандақ әпни өз ичигә алиду. Әлвәттә бу пәқәт тик ток үчүнла әмәс. У хитайниң, шуңа униңда бир аз көп мәсилә бар. Тик-ток мәлум дуня қаришини илгири сүриду, бу кишиләрниң сиясий таллиши вә көз қаришиға тәсир көрситиду. Башта ейтқинимдәк, әгәр инсанлар шинҗаң өлкисидә һәммә иш оңушлуқ болиду дәп ойлиса, улар буниңға қарши турмайду, чүнки буниңға қарши туридиған һеч бир сәвәб йоқ. Бу, күнтәртипни бәлгиләш вә сиясий бесимниң алдини елиш билән мунасивәтлик. Шу сәвәбтин хитай компартийәси районниң тинч икәнликини илгири сүридиған һекайиләрни оттуриға қуюшни арзу қилиду. Бу, районниң тинч тәсәввурини, йәни тинч икәнликини илгири сүриду. Бу, тик-токниң васитиси билән әмәлгә ашиду. Тик-токниң ишләткүчиләрниң һесабини тосуп яки қисмән тосуп (shadow band) қойғанлиқини билимиз. Хушал мусулманларниң әнәниви кийимлирини кийип уссул ойнаватқанлиқини көрсәткән синларни тик-токта көримиз. Әгәр ғәрб дөлитидин бири бу синни көрсә, бу йәрдә бир мәсилә йоқ дәп ойлайду. У пәқәт йепиш үчүн ишлитилиду, йәни кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини йошуруш үчүн ишлитилиду”.
NCRI Институти конкрет мисаллар арқилиқ тик-токниң издәш алгоризимниң хитайни қоллайдиған мәзмунларни қандақ қоллайдиғанлиқини наһайити ениқ көрситип бәргән. Мәсилән “уйғур” ни тик-токтин издигәндә, хитайға қарши мәзмун тик-токта пәқәт 10.7 Пирсәнтни тәшкил қилған. Әмма бу ютубта 19 пирсәнт, инстграмда 84 пирсәнт болған.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon Chang) бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, тик-токниң хитай коммунистик партийәсиниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ һәрикитини вә инсанийәткә қарши җинайитигә янтаяқ болғанлиқини илгири сүрди. У йәнә тик-токни дөләт бихәтәрлики җәһәттә “америка бүгүн дуч келиватқан әң чоң тәһдитләрниң бири болмақта” дәп көрсәтти. У мундақ деди:
“тик-ток хитайниң тәшвиқат органлири үчүн алаһидә муһим супиларни барлиққа кәлтүрди. У хитайниң учурини йәни арзусини йәткүзүштә алаһидә үнүмлүк болди. Хитай коммунистик партийәси уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ һәрикитини қанат яйдуруп, инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта. Чүнки компартийә буни бир тәрәп қилиш үчүн қолидики барлиқ қоралларни ишлитиду. Аддий қилип ейтқанда, тик-тик уйғурларниң дүшминигә айланди”.
Америка әдлийә министирлиқи билән америка федератсийә сода комитети йеқинда тик-ток вә униң баш ширкити байт дәнс (ByteDance) ни тик-ток суписида балиларниң мәхпийәтликини қоғдимиғанлиқи җинайити билән әйибләп әрз сунғаниди. Америка авам палатасиму 20-апрел тик-токни чәкләйдиған қанун лайиһәсини мақуллап америка кеңәш палатасиға йоллиғаниди. Бу қанун лайиһәси, хитайниң игидарчилиқидики иҗтимаий алақә детали тик-токни сетишқа мәҗбурлаш, әгәр сатмиған тәқдирдә тик-токни пүтүнләй чәкләшни тәләп қилидикән. Бу лайиһә қанун болуп қобул қилинғандин кейин, әгәр тик-токни сетиш бир йил ичидә йүз бәрмисә, тик-ток америкада чәклинидикән.