Тик-токниң абонтларға хитай компартийәсини яқлаш идийәсини сиңдүргәнлики ашкариланди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.08.19
tiktok-xitay-bayriqi.jpg TikTok Логоси вә хитай дөләт байриқи.
Photo illustration by RFA. Images by AFP and AP

Америкадики NCRI институтиниң тәтқиқат нәтиҗисидин аян болушичә, тик-ток пәқәт аммиви көңүл ечиш суписи болупла қалмай, бәлки йәнә хитай һөкүмитини тәнқид қилидиған һекайиләрни бастуруш, хитай компартийәсини қоллайдиған мәзмунларни тәшвиқ қилидиған қоралға айланған. NCRI Ниң бу һәқтики доклатиға қариғанда, иҗтимаий таратқу супилириниң җамаәт пикиргә тәсир көрситиш вә гио-сиясий тонушни шәкилләндүрүштәк йошурун күчи алаһидә гәвдиләндүрүлгән. Болупму америкадики яш абонтлар арисидики тәсири алаһидә тилға елинған.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу доклат һәққидә пикир баян қилип, мундақ деди:

“доклатта тепилған нәтиҗиләр асаслиқ үч хил усулда баян қилған. Алди билән буниңда, тик-токниң алгоризимларниң (algorithms) хитай компартийәсигә пайдилиқ мәзмунларға йол қоюп, хитай компартийәсиниң мәнпәәтигә зит мәзмунлар бастурулғанлиқи көрситилгән. Доклатниң кейинки қисимда, хитай компартийәсигә пайдилиқ болған мәзмунларниң органик һалда түзүлмәй, һөкүмәт билән алақиси болған органлар вә шәхсләр тәрипидин түзүлгәнликини оттуриға қойған. Ахирқи қисми, писхикилиқ тәсиргә мунасивәтлик болуп, супини, йәни тик-токни ишләткүчилиригә писхика җәһәттин тәсир көрситидиғанлиқини көрситип бериду.”

Омумйүзлүк қилип ейтқанда, алгоризимларни көпинчә ахбарат васитилири вә тәсир күчи болған дөләт билән мунасивәтлик шәхс вә орунлар йолға қойған болуп, хитай компартийәсини қоллайдиған мәзмунларни қоллиған. Доклатта абонтларниң хитайға тутқан позитсийәсидә көрүнәрлик өзгириш болған санлиқ мәлуматлар нәқил елинип көрситилгән, болупму тик-ток ишләткүчилиригә хитай компартийәсини қоллаш көз қаришини үнүмлүк сиңдүргәнлики илгири сүрүлгән.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND   Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) бу доклат һәққидә тохтилип, мундақ деди:

“конкрет қилип ейтқанда, тик-ток алгоризимлар арқилиқ хитай компартийәсигә пайдилиқ мәзмунларға йол қоюп, хитай компартийәсиниң мәнпәәтигә зит мәзмунларни бастуруватиду.  Гәрчә намда тик-токқа бир киши игидарчилиқ қилғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә у бир хитай ширкити. Демәк, бу ширкәт хитай компартийәсигә беқиниду дегән гәп, әмма шуни унтуп қалмаслиқ керәкки, бу тик-токқа хитай мәркизий һөкүмити чоқум көрсәтмә бериду, шундақла хитай компартийәсигә мутләқ әгишиду, дегәнлик әмәс. Көпинчә һалларда йәрлик вә өлкилик һөкүмәтләрму өзлириниң мәнпәәтини қоғдаш үчүн бәзи йәрлик сиясәт вә бәлгилимиләрни илгири сүргәнгә охшаш, тик-токниңму өзигә хас қаидилири бар, йәни бесимға өз алдиға қарши туралайду. Лекин тик-ток башқа супилардин начар болуп, бу бесимларға бәрдашлиқ берәлмәй бәзидә иҗтимаий алақә торида хата учур тарқатқанлиқиниму көрүп қалимиз. Техиму чоңрақ мәсилә хата учурларниң иҗтимаий алақә торида ямрап кетиши болуп, бу истемалчиларниң буниңға алаһидә көңүл болуши вә һәл қилиши үчүн җиддий һәрикәткә өтүшини тәләп қилиду”.

 Тор тәтқиқат мәркизиниң доклатида тик-токниң издәш алгоризиминиң хитайни қоллайдиған мәзмунларни қандақ қоллайдиғанлиқини көрситип беридиған конкрет мисаллар тәминләнгән. Мәсилән  “тйәнәнмен” ни тиктокта издигәндә 26.6 Пирсәнт хитайни қоллайдиған мәзмунлар оттуриға чиққан. Бу мәзмун инистеграмда  16.3 Пирсәнт, ютубда аран 7.7 Пирсәнт болған. Шуниң билән бир вақитта, хитайға қарши мәзмунлар  ютубтики издәш нәтиҗисиниң  64.6 Пирсәнтини, инистеграмда 56.3 Пирсәнтини, әмма тик-токта  аран 19.6 Пирсәнтини тәшкил қилған. “уйғур” ни издигәндә селиштурма техиму рошән болған. “уйғур” ни тик-токтин издигәндә, хитайға қарши мәзмун пәқәт 10.7 Пирсәнтни тәшкил қилған. Бу ютубта  19 пирсәнт, инстеграмда 84 пирсәнт болған.

Ундақта, қандақ қилип хата учурларниң тик-ток қатарлиқ иҗтимаий алақә торида ямрап кетишиниң вә яшларниң көз қаришини бурмилашниң алдини алғили болиду? инсаншунас вә чех җумһурийитидики палаки оломок университетиниң тәтқиқатчиси доктор руни стенберг (Rune Steenberg) бу соалимизға җаваб берип, мундақ деди: “тик-ток пул тепишнила ойлап, йәни иқтисадий мәнпәәтнила ойлап, қаидә пиринсипларға риайә қилмайду. ялған ейтиду. Әхлақлиқ әмәс. Буниң тәсиридин қутулуш үчүн, тик-токни аз ишлитиш яки һеч ишләтмәслик керәк ”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.