“дәвр” мәйданида қоюлған уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиш елани зор диққәт қозғиди
2023.03.07

27-Февралдин башлап 4-мартқичә ню- йорктики мәшһур “дәвр”мәйданида, бродвей (Broadway) билән ғәрбий 43-коча еғизидики чоң екранда “уйғур мәҗбурий әмгикини тохтат” вә “иккилик код ни сиканирла” дегән хәтләр тохтимай чеқип турған.
Кишилик һоқуқ фонди (HRF) тәрипидин орунлаштурулған мәзкур елан дуняниң мода мәркәзлиридин бири болған нйо -йорк шәһиригә җайлашқан “дәвр” мәйданидики чоң екранда уйғурларға мунасивәтлик қоюлған тунҗи тәшвиқат болуп һесаблиниду. Мәзкур елан нйо- йоркта мода кийим- кечәк һәптилики болуватқан мәзгилдә қоюлған болуп, иҗтимаи таратқуларда зор диққәт қозғиған.
Уйғур мәҗбурий әмгикини ахирлаштуруш бирләшмисиниң уйғур районидики мәҗбурий әмгәк һәққидики мәлуматлирида дуня кийим-кечәк санаитидики бәш пахта мәһсулатниң бири уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ дәп қаралған. Әмма мәҗбурий әмгәккә четишлиқ маркилар өзлирини юшурғанлиқтин, истемалчиларниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларни билмәй сетивилишидәк әһваллар көрүлгән.
Кишилик һоқуқ фонди асия сиясити вә программилириниң башқурғучиси җенний ваң ханим бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип мундақ деди:“алдинқи һәптә ню- йоркта қоюлған бу елан уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиш тоғрисида ишләнгән рәқәмлик әп һәққидә болуп, униңда кишилик һоқуқ фонди узундин буян тәкшүрүватқан кийим- кечәк мода саһәсидики мәҗбурий әмгәк мәсилисигә диққәт тартиш мәқсәт қилинған. Бизниң мушу вақитни таллишмиздики сәвәб, ашу вақитларда нйо- йоркта мода кийим- кечәк һәптилики таза қизиватқан мәзгил иди. Биз мушу арқилиқ кишиләрниң каллисида вә хәлқарада уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини алдинқи орундин йәр алдурушни мәқсәт қилдуқ. Еланимиз 43- коча билән биродвәйниң (Broadway) оттурисиға җайлашқан екранда бир һәптә турди. Кишилик һоқуқ фонди түрлүк усуллар билән һәр саһәдики кишиләрниң диққитини тартишқа тиришиватиду. Мәсилән бу елан арқилиқ хәвәргә диққәт қилмайдиған кишиләрниң диққитини тартқили болуши мумкин.”
Кишилик һоқуқ фондиниң мәзкур йеңи елан тәшвиқати истемалчиларни “уйғур мәҗбурий әмгәк тәкшүргүчиси” (Uyghur Forced Labor Checker)ни ишлитишкә илһамландурушни мәқсәт қилған. Улар мәзкур әп деталини уйғур мәҗбурий әмгикини ахирлаштуруш бирләшмиси тәминлигән тәтқиқаттин пайдилинип ясиған. Улар истемалчиларниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтлик болуш еһтималлиқи болған маркиларни сетивелиштин бурун “уйғур мәҗбурий әмгикини тохтат” деталидики “иккилик код” ни сиканирлашни тәшәббус қилған. “иккилик код” истемалчиларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни тәкшүрүши үчүн ясалған болуп, истемалчилар иккилик кодни сиканирлаш арқилиқ мәһсулатларниң, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ яки- әмәсликини тәкшүрәләйдикән.
Әмгәкчиләр бирләшмиси мәҗбурий әмгәк түриниң маслаштурғучи тәтқиқатчиси җәвһәр илһам бу һәқтә илихәт арқилиқ радийомизниң зиярини қобул қилди. У хетидә мундақ дәп язған :“нйо- йорк америкадики һәтта дунядики нопуси әң көп вә көп хиллашқан шәһәрләрниң бири. Вақит мәйданидики елан тахтисида уйғур мәҗбурий әмгәк еланлириниң пәйда болуши толиму муһим. Ишинимәнки илгири уйғурларни аңлап бақмиған, кишилик һоқуқ яки сиясәткә мунасивәтлик хәвәрләрни оқумайдиған яки наһайити аз оқуйдиған кишиләрдә бу елан қизиқиш қозғиған болуши мумкин. Биз бу учурниң ню-йорк шәһиридики милйонлиған кишиләрни вә яшларни мәҗбурий әмгәккә даир учурлардин хәвәрләндүрүшни үмид қилимиз. Бу уйғурларға вә пүтүн дунядики барлиқ истемалчиларға тәсир көрситиду.”
Кишилик һоқуқ фонди изчил мода саһәсидикиләрниң уйғур қирғинчилиқиға болған еңини ашуруп, истемалчиларни тоғра учур билән тәминләп уларни тоғра мәһсулатларни сетивелиш имканийитигә игә қилишни тәшәббус қилип кәлмәктә.
Җенний ваң ханим ахирида кархана – ширкәтләргә вә һөкүмәтләргә уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиш тоғрисидики пикир- тәклиплири һәққидә тохтилип мундақ деди: “бирнчидин; һәрқайси ширкәтләр вә маркиларға тәклипим, пүтүн дуняда охшаш өлчәм қоллиниш, йәни худди америкада қолланғанға охшаш уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунини пүтүн дунядики маркиларға охшаш қолланғанда уйғур мәҗбурий әмгикиниң америка, явропа қатарлиқ пүтүн дунядики базарларға керишиниң алдини алғили болиду. Һәм кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә техиму кәңрәк диққәт тартқили болиду. Иккинчидин техиму көп дөләтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниға охшаш қанунларни йолға қоюп иҗра қилиши керәк дәп қараймән.”