Дилхумар әкрәм: “иним иккимиз тирик йетимға айландуқ”

Мухбиримиз сада
2019.04.19
Dilxumar-Emrullah-Ekrem.jpg Дилхумар әкрәмниң иниси әмруллаһ әкрәм иҗтимаий таратқуда хитайниң җаза лагериға солинип кәткән ата-анисиниң әһвалини дуняға аңлатмақта.
Social Media

Әмруллаһ әкрәм билән дилхумар әкрәм икки қериндаш 2012-йили америкаға оқушқа кәлгән болуп, улар вәтәндә қәп қалған ата-аниси билән қисқа вақит ичидә чәтәлдә җәм болуп олтурақлишишни арзу қилип кәлгән икән. Һалбуки, уйғур диярида 2017-йилидин башланған зор тутқун вә лагерға қамаш һәрикити уларниң бу арзулирини көпүккә айландурған. Әмруллаһ әкрәм вә дилхумар әкрәм иккийлән радийомиз зияритини қобул қилип, хитайниң җаза лагериға солинип кәткән ата-анисиниң һоқуқ-мәнпәәтини қоғдаш мәқситидә һәрқайси чоң иҗтимаий таратқуларда сөзләп, һәрхил сүрәт вә син-көрүнүшлирини тарқитип, уларниң нөвәттики әһвалини дуняға аңлитиватқанлиқини баян қилди.

Юқиридики улиништин мухбиримизниң улар билән өткүзгән сөһбәтниң давамини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.