Токйода чақирилған “хәлқара диний әркинлик алий йиғини” да уйғур ирқий қирғинчилиқи муһим тема болған
2024.07.24
7-Айниң 21-күнидин 23-күнигичә японийәниң пайтәхти токйода өткүзүлгән “хәлқара диний әркинлик алий йиғини” уйғурлар дуч келиватқан диний зиянкәшликләрни, болупму ирқий қирғинчилиқни хәлқараға аңлитишта күчлүк сәһнә болған. Бу йиғинға американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо, сабиқ хәлқара диний әркинлик баш әлчиси сам бровнбәк әпәнди вә көп санда асия дөләтлириниң рәһбәрлири иштирак қилған. Майк помпейо бу йиғинда, америка һөкүмити чиқарған ирқий қирғинчилиқ қарариниң мақуллиниш җәряни тоғрисида мәлумат бәргән.
Мәзкур йиғинға уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши директори өмәр қанат әпәнди билән японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси савут мәмәт әпәнди қатнашқан. Мәзкур йиғин инсанларниң, болупму асия дөләтлиридики кишиләрниң диний кимлики сәвәбидин кәмситилишкә вә зулумға учришиға қарши турушни асаси мәқсәт қилған болуп, өмәр қанат әпәнди уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида доклат бәргән.
Өмәр қанат әпәнди бу һәқтә радийомизға мәлумат берип мундақ деди: “бу йиғинға нурғун дөләтләрниң ташқи ишлар министирлиқи хадимлири вә диний рәһбәрлири қатнашти. Болупму асия дөләтлиридин кәлгәнләр көп болди. Йиғинда асияда диний әркинликни тәрғиб қилиш тоғрисида музакирә елип берилди”.
Өмәр қанат әпәнди бу йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқиниң асаслиқ темиға айланғанлиқини, болупму майк помпейониң нутқиниң кишиләрниң қизиқишини қозғиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “йиғинниң әң қизиқарлиқ вә муһим тәрипи, американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо әпәнди йиғинда сөз қилди. У сөзидә, уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини тилға алди, шундақла бу қирғинчилиқни етирап қилиш қарарини қандақ бәргәнликини тәпсилий чүшәндүрүп өтти. Уйғурлар арисидиму немә үчүн һөкүмәт чүшүп кетиштин бурун бу қарарни алғанлиқи тоғрисида бәзи соаллар бар иди, буниңғиму җаваб бәргән болди. Бу қарар-2021йили 1-айниң 19-күни берилгәниди. У бу қарарни мақуллашта сабиқ хәлқара диний әркинлик баш әлчиси сам бровнбәк әпәндиниң зор рол ойниғанлиқини тәкитләп өтти. Мениң бу йәрдә демәкчи болғиним уйғур ирқий қирғинчилиқи бу қетим токйода чақирилған ‛хәлқара диний әркинлик алий йиғиниң‚ муһим темиси болди. Сөзгә чиққанларниң һәммиси дегүдәк уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға алди.”
Өмәр қанат әпәнди бу йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәхсус доклат бәргән болуп, доклатниң түп мәзмуни һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән сөзүмдә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һазирму давамлишиватқанлиқини вә бу ирқий қирғинчилиқни немишқа ирқий қирғинчилиқ дәймиз? дегәнгә изаһлап бәрдим. Ундин башқа уйғур сотиниң қарари, америка қатарлиқ 11 дөләт парламентиниң бу һәқтики қарарлирини аңлаттим. Мутәхәссисләрниң доклатлири, лагер шаһитлириниң аңлатқанлирини оттуриға қойғандин кейин буниң бир ирқий қирғинчилиқ икәнликини, хитай һөкүмитиниңму буни инкар қилалмайдиғанлиқини оттуриға қойдум.”
Арқидин японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси илһам мәхмут әпәнди “ирқий қирғинчилиқниң районға елип кәлгән тәсири” темисида сөзлигән. У бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “мениң сөзлигән темам ирқий қирғинчилиқниң районға елип кәлгән тәсири болғачқа, ирқий қирғинчилиқ түпәйлидин вәтинимиздә әмгәк күчиниң кәмләп кәткәнлики, иқтисадий тәсириниң күчлүк болуватқанлиқи, уйғурларниң күнсайин намратлишип, нопусиниңму шиддәтлик азлап кетиватқанлиқи, уйғур мәдәнийитиниң йоқитиливатқанлиқи яки мәҗбурий һалда хитай мәдәнийитигә сиңдүрүлүватқанлиқи, уйғур мәдәнийитини хитай мәдинийәтиниң бир қисми қилиш үчүн хитайниң қаттиқ күчәватқанлиқини сөзләп өттүм”.
Японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси савут мәмәт әпәндиму ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларға вакалитән бу қетимлиқ кеңәшкә қатнашқан. У радийомизниң зияритини қобул қилип, бу йиғинда майк помпейо әпәндидин соал сораш пурситигә еришкәнликини, помпейо әпәндиниң униңға тәпсилий җаваб бәргәнликидин хушал болғанлиқини билдүрди.
Йиғин ахирлашқандин кейин японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип, өмәр қанат вә мәмәт савут әпәндиләрдин тәркиб тапқан һәйәт японийә парламентидики уйғур достлуқ гурупписи әзалири билән көрүшүп, уйғурларниң бәзи тәләплирини йәткүзгәндин сирт, уларға уйғурларниң вә уйғур дәвасиниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән. Әхмәт летип әпәнди буларни биз билән ортақлашти.
Игилишимизчә бу, хәлқара диний әркинлик алий дәриҗилик йиғининиң тунҗи болуп бир асия дөлитидә өткүзүлүши икән.
***2024-Йили 25-июл саәт 15:25 тә қисмән мәзмунлар йеңилинип қайта елан қилинди.