Толи наһийәсидә алтун кан ачқан канада ширкити уйғур мәҗбурий әмгикигә четилиш гумани қозғиған

Мухбиримиз әркин
2021.02.10
Толи наһийәсидә алтун кан ачқан канада ширкити уйғур мәҗбурий әмгикигә четилиш гумани қозғиған Хату алтун канида алтун қезиватқан көрүнүш
dynastygoldcorp.com

Канаданиң ванковер шәһиридики “сулалә алтун кан ширкити” 2004-йили уйғур аптоном районлуқ рәңлик метал гуруһиға қарашлиқ “ғәрбий район алтун чәклик һәссидарлиқ ширкити” билән шериклишип, толи наһийәсидики хату алтун канида алтун қезиш елип бариду. Мәлум болушичә, “сулалә алтун кан ширкити” хату алтун каниға дәсләпки қәдәмдә 12 милйон доллар мәбләғ салған болуп, бу канниң 70% пейини улар, қалған 30% пейини “ғәрбий район алтун чәклик һәссидарлиқ ширкити” игилигән. Лекин “сулалә алтун ширкити” һазир хитай даирилирини өзлириниң шинҗаңдики алтунлирини оғрилаш билән әйиблимәктә.

Канададики “йәр шари вә почта” гезитиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә “сулалә алтун ширкити” хитайниң “шинҗаң ғәрбий район алтун һәссидарлиқ чәклик ширкити” билән хату алтун каниниң игидарчилиқ һоқуқи тоғрисида хитай сот мәһкимисидә дава-дәстурға чүшүп қалған. “сулалә алтун кан ширкитиниң президенти вә иҗраийә директори айви чоң “йәр шари вә почта гезити” дә “шинҗаң ғәрбий район алтун чәклик һәссидарлиқ ширкити” ни хитай сот мәһкимисиниң ярдимидә “алтун канимиз” ни тартивалмақчи, дәп әйиблигән.

“сулалә алтун кан ширкити” ниң тор бетидә көрситилгән хату алтун канида алтун қезишқа аит учурлар.

Өзиму хитай миллитидин болған айви чоң, хату алтун каниниң бүгүнки қиммитиниң бир милярд долларға икәнлики, әмма өзлириниң бир сентму алалмиғанлиқини билдүрүп, “у йәрдә қануни система йоқ” дегән. Униң немә үчүн йеқинқи 16-17йил мабәйнидә қануний система болмиған бир йәрдә мәбләғ селип, алтун қазғанлиқи мәлум әмәс. Биз униңға телефон қилған болсақму, бирақ у телефон алмиди. Көзәткучиләрниң қаришичә, толи наһийәсидики алтун канниң игидарчилиқ һоқуқиға алақидар бу ихтилаптики һалқилиқ нуқта, бу канда уйғур мәҗбурий әмгәк ишчилириниң бар-йоқлуқи, “сулалә” ширкитиниң униңға четилған-четилмиғанлиқи икән.

Айви чоң бу канда мәҗбури әмгәк күчлириниң ишлитилгәнликини рәт қилған. Бирақ канададики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори мәмәт тохтиниң қаришичә, бундақ еғир зәһәрлик муһитта ишләйдиған ишларда мәҗбурий әмгәкни йоқ дейиш гуманлиқ икән. У мундақ деди: “сулалә алтун ширкити қарамайға орунлашқан. Бу йәрдә 7-8 дәк җаза лагери бар. Алтун канларни ечишта нурғун химийәлик айриғучи маддилар көп ишлитилиду. Мушундақ химийәлик еғир зәһәрлик муһитта ишләйдиған ишқа уйғурларни салмайду, десә мән униңға ишәнмәймән. Җаза лагери дегәндә биз көпрәк ақсу, хотән қәшқәргә мәркәзлишип қалдуқ. Бирақ шималдики уран, алтун, мәдән канлирида ишләватқан уйғурларниңму сани яман көп”.

Хату алтун кани толи наһийәси тәвәсидә болсиму, бирақ бу канниң орни қарамай шәһиригә техиму йеқин болуп, униңға 65 километир келиду. Австралийә истратегийә сиясәт институти өткән йили қарамайда 6 йәрдики тутуп туруш мәркизиниң орнини байқиған, униң иккиси хитайниң “қайта-тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерлиридур. Канада һөкүмити техи бу йил 1-айниң оттурилирида сода һөҗҗити елан қилип, канада ширкәтлириниң уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четилип қалмаслиқини, буниң қануни бәдәл төләш хәвпи барлиқини агаһландурған.

Бу һөҗҗәт канада парламентидики өктичи консерватиплар һөкүмәтни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилишқа қиставатқан мәзгилдә елан қилинған. Канада парламентиниң йеқинда өткүзүлгән йиғинида консерватип авам палата әзаси гарнет гениюс баш министир тредони “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилишқа қистиған. Бирақ тредо хитайниң һәрикитини бундақ дәп аташтин өзини қачурған.

У мундақ дегән: “биз йиллардин бери хитай рәһбәрлиригә хитайниң ғәрбидики уйғурлар мәсилисидә очуқ-ашкара болуш, уларға яхши муамилә қилиш тоғрисида хизмәт ишләп кәлдуқ. Биз һәр вақит дуняда кишилик һоқуқниң тәрипини тутимиз. Биз хитайдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қилимиз. Биз б д т вә башқа хәлқара органларниң шинҗаңда тәкшүрүш елип бериши тәләп қилимиз”.

Канада бу мәсилидә хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тониған америка билән шундақла башқа иттипақдаш дөләтләр билән һәмкарлишидикән. Тредо: “биз қандақ ишларниң йүз бериватқанлиқи тоғрисида (хитайни) давамлиқ очуқ ашкара болушқа чақиримиз. Биз америкиниң хитайниң бу қилмишини ирқий қирғинчилиқ, дәп тонуғанлиқидин хәвәрдар. Биз бу хәлқни қоғдаш үчүн америка вә шуниңдәк башқа иттипақдаш дөләтләр билән һәмкарлишишни давамлаштуримиз” дегән

“сулалә алтун ширкити” дики айви чоңниң “йәршари вә почта гезити” гә билдүрүшичә, шинҗаңда сот мустәқил болмиғанлиқи үчүн бу давада өзлириниң утуп чиқиш еһтималлиқи йоқ икән. Шуңа, у бу даваға канада һөкүмитиниң арилиишишини тәләп қилған. Бирақ мәмәт тохти әпәндиниң көрситишичә, нөвәттә канаданиң мәҗбур әмгәк мәһсулатлирини чәкләш тәдбирлиридә бир бошлуқ мәвҗут икән.

У “сулалә алтун кан ширкити”, “канада қуяш енергийә тахтиси” ширкитидәк канада карханилириниң бу бошлуқни суйиистемал қиливатқанлиқини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, бу мәсилә һазир канададики бир қизиқ тема болуп, канада һөкүмити вә парламенти бу бошлуқни қандақ толтдуруш үстидә баш қатурмақтикән.

Айви чоң, “сулалә алтун кан ширкити” ниң “шинҗаң ғәрбий район алтун кан чәклик һәссидарлиқ ширкити” билән болған дава дәстуриниң 2016-йили башланғанлиқини билдүргән. Униң чүшәндүрүшичә, бу даваға “шинҗаң ғәрбий район алтун кан ширкити” ниң 2016-йили “сулалә алтун кан ширкити” ниң хәвирисиз “хату алтун кани” ниң пай чекини хитайниң шаңхәй аксийә базириға селиши сәвәб болғаникән. Бу вәқә хату алтун каниниң игидарчилиқ һоқуқи кимдә, дегән қануний ихтилапни туғдурған болуп, шуниң билән канаданиң “сулалә алтун кан ширкити” хитайниң райондики сот мәһкимисигә дава қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.