Тонулған рәссам тәләт миррәһимоф: “мән рәң билән вәтәнниң әһвалини испатлашни яхши көримән”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.11.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Qirghizistanliq-ressam-telet-mirrehimof.jpg Қирғизистанлиқ рәссам тәләт миррәһимоф. 2019-Йил, бишкәк.
RFA/Oyghan

Мәлумки, әйни вақитларда сабиқ совет җумһурийәтлири болған қазақистан, қирғизистан, өзбекистанда бир топ уйғур рәссамлири йетилип чиққан болуп, уларниң бәзилири һазирму өз иҗадийәтлирини давамлаштуруп кәлмәктә. Улар әсәрлирини җумһурийәтлик вә хәлқара көргәзмиләргә қоюш, йәнә шундақла уларни айрим нәшр қилиш арқилиқ уйғур тәсвири сәнитиниң раваҗлинишиға өз төһпилирини қошмақта. Шуларниң бири қирғизистанлиқ тонулған рәссам тәләт миррәһимоф болуп, у мушу йили 75 йиллиқ тәвәллути мунасивити билән йеқинда бишкәк шәһиридә өзиниң йәккә көргәзмисини өткүзди һәмдә өз әсәрлириниң топлимини нәшр қилди.

Игилишимизчә, рәссамниң көргәзмиси 11-өктәбир күни ғаппар айтийеф намидики қирғизистан дөләт музейида ечилған болуп, униңға қирғизистан, қазақистан вә өзбекистанниң тонулған рәссамлири, қирғизистан һөкүмәт вәкиллири, мәдәнийәт әрбаблири, рәссам иҗадийитиниң мухлислири вә башқилар қатнашқан. Көргәзмигә рәссамниң 50 йил давамида иҗад қилған һәр хил мавзулардики 100дин ошуқ әсәрлири қоюлған болуп, көргәзмә бир ай давам қилған.

Мәзкур көргәзмигә қатнашқан қазақистанлиқ тонулған журналист абдукерим тудиярофниң пикричә, оттура асия уйғур рәссамлири уйғур миллий тәсвири сәнитиниң асасини қурған авакри шәмсиниң йолини давамлаштурмақтикән. Абдукерим тудияроф уларниң һәр қайсиниң иҗадийитиниң өзигә хас алаһидилики бар икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “тәләт миллий бояқсиз сәнәт иҗадийитиниң чоң әһмийәткә игә болалмайдиғанлиқини чоңқур һес қилған рәссам. Шуниң үчүн униң сизған көлигән әсәрлиридә миллий пурақниң һиддини бирдин байқашқа болиду. У хәлқиниң тарихини, мәвҗут һаятини, өрп-адәтлирини маһарәт билән көз алдимизға намаян қилалиди.”

Игилинишичә, тәләт миррәһимоф 1944-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә атақлиқ зәргәр аилисидә туғулған. Униң дадиси әғзәм миррәһимоф һазирқи қазақистанниң яркәнт шәһиридә туғулған болуп, совет һакимийити йүргүзгән тәқибләш сиясити сәвәбидин 7 йешида ата-аниси билән уйғур дияриға көчүп кетишкә мәҗбур болған. Әғзәм ғулҗида ялқунлуқ шаир лутпулла мутәллип билән биргә мәктәптә оқуп, дост болған. У хитай гоминдаң һөкүмитигә қарши азадлиқ қозғилиңи партлиғанда пидаий болуп атлинип, миллий армийәдә капитан унванида баталйон командириниң сиясий ишлар бойичә орунбасари хизмитидә болған. Әғзәм миррәһимофниң зәргарлиқ талантини байқиған шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлики униңға дөләт орден-медаллирини ясашни тапшурған.

Биз бишкәк шәһиридә яшаватқан уйғур хәлқ рәссами, қирғизистанниң хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаби тәләт миррәһимоф билән алақиләштуқ. Униң ейтишичә, қирғизистанда йәнә икки рәссам, йәни сабит бабаҗаноф вә шавкәт тайироф һәр қайси өз йөнилишидә иҗад қиливатқан икән. У мундақ деди: “мән болсам май бояқ билән реализмға йеқин ишларни елип кетиватимән. 50 Йил ичидә көп әсәрләрни яраттим. Әмгикимниң асасий темиси уйғур темиси. Мән балилиқ вақтимдин тартип вәтәндә көргән мәнзириләрни, дадамниң һекайилирини үлгә қилип, уйғурға мас келидиған темиларда ишләп келиватимән. Мән үрүмчи, ғулҗа, қәшқәр, хотәнләргә берип кәлдим. Һәр бир барғинимда материяллар йиғип кәлдим.”

Тәләт миррәһимофниң аилиси 1955-йили коммунист хитайниң қаттиқ бесими астида қирғизистанға көчүп чиққан. Кичикидин тартип рәссамлиққа қизиққан у мәктәпни тамамлиғандин кейин сәнәт техникомиға оқушқа киргән. 1968 Йили тәләт миррәһимоф қирғизистан рәссамлар иттипақи тәркибидики сәнәт фондиға ишқа орунлашқан. У 1971-йили тунҗи қетим җумһурийәтлик көргәзмигә қатнашқан. Шундақла рәссам русийә, өзбекистан, қазақистан, иран, белгийә қатарлиқ мәмликәтләрдә уюштурулған хәлқара вә йәккә көргәзмиләргә қатнашқан. Униң әсәрлири көплигән әлләрниң музейлири, сәнәт фондлири, әлчиликлири, шәхсийләр тәрипидин сетивелинған. Тәләт миррәһимоф көплигән мукапатларниң саһиби.

Тәләт миррәһимоф уйғур елидики бүгүнки вәзийәтниң диққитидин һәргиз чәттә қалмай кәлгәнликини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “мән сәнәт институтида лексийәләр оқуған. Шу вақтида мән “балилар, мушу кочиларниң, өйләрниң турқини, һәммә нәрсини елип қоюңлар. Кейин йоқап кетиду” дегән идим. У йәрдики рәссамлар сиясәткә кирмәй ишлисила болди, шуниңға мәҗбурлиған. Биз болсақ бу йәрдә һәммини ясалаймиз, ейталаймиз. Вәтәнниң кәчүрүватқан күнлирини май бояқ билән испатлашқа интиливатимиз. Мән рәң билән вәтәнниң әһвалини испатлашни яхши көримән.”

Тәләт миррәһимофниң ейтишичә, уйғур миллий тәсвири сәнити өзбекистанда вә болупму қазақистанда яхши тәрәққий әтмәктикән. Һазир қазақистанда абдукерим әйса, һакимҗан гулийеф, һашим қурбан, күрәш зулпиқароф, әхмәтҗан әһәт вә шундақла нузугум самийева, надирәм йүсүпова, венерә маҗитова, муниса гулийева қатарлиқ көплигән рәссамлар иҗад әтмәктикән. Оттура асияниң бу үч җумһурийитидики уйғур рәссамлири мумкин қәдәр өз ара һәмкарлишип туридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.