Тор чолпини оли лондон: “даңлиқ K-Pop чолпанлири хитай тоғрисидики баянлирини айдиңлаштуруши вә техиму яхши үлгә болуши керәк”
2023.02.09
Корейәчә мода K-Pop нахшичи вә тор чолпини оли лондон өзиниң иҗтимаий таратқуси арқилиқ уйғур мәсилисини тонутушта үлгилик рол ойнаватқан паалийәтчиләрниң бири. Оли лондон даңлиқ K-Pop чолпанлириниң хитай компартийәси тәрәптә туруп, уйғур қирғинчилиқини инкар қилишиға қарши чиққан. У твиттер, йотуб вә тик-ток қатарлиқ иҗтимаий суписидин пайдилинип уйғурларниң әһвалини вә хитайда йүз бериватқан ишларни язма вә син филим ишләп тонуштуруп башқиларниң уйғур мәсилисини һәқиқий көрүшкә, тәкшүрүп беқишқа илһамландурған. Бу мунасивәт билән радиомиз өз мухбири шәһризад K-Pop нахшичи вә тор чолпини оли лондонни зиярәт қилди. Төвәндә аңлиғучиларға оли лондон билән өткүзгән сөһбитимизни сунимиз.
Мухбир: өзиңизни вә немә иш қиливатқанлиқиңизни қисқичә тонуштуруп өткән болсиңиз?
Оли: мән оли лондон (Oli London), иҗтимаий таратқу обзорчиси вә шундақла хәвәр язғучиси. Мән даим америка-фокис хәвәрлири, Newsmax телевизийә қанили, әнглийә сөһбәт телевизийәси вә GB бүйүк биританийә хәвәрлиригә қатнишип өзүм әң қизиқидиған мәсилиләр тоғрисида сөзләймән. Мән иҗтимаий таратқуларда тор чолпини шундақла тик-токта Tik-Tok нурғун кишиләр яқтуруп көридиған қисқа син филимлири ишләймән, вә йотубер YouTuber му болдум.
Мухбир: сиз уйғурларни қачан билгән идиңиз?
Оли: мән 2018-йилдин башлап уйғурларниң әһвалини вә хитайда йүз бериватқан ишлардин хәвәр тапқанидим. Лагерларға аит хәвәрләрни 2017-йилидин башлап билимән. Мән дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисида изчил сөз қилип келиватимән. Һайванатларни қоғдаш һәққидиму сөзләп келиватимән. Мән һәр даим өз садасини чиқиралмайдиған кишиләр үчүн бәкрәк сөзләймән. Уйғурларға аит учурларни твиттерда көргәнидим вә тәкшүрүшкә башлиғанидим. Мениң һес қилғиним уйғурлар тоғрилиқ учурлар асаслиқ таратқу темиси әмәскән. Әмәлийәттә бу даим музакирә қилинишқа тегишлик интайин муһим мәсилиләрниң бири болсиму әмма нурғунлиған асасий еқимдики таратқулар бу ишларға сәл қараватиду. Һәтта найк, кока кола вә алма қатарлиқ чоң ширкәтләр үчүн шинҗаң өлкисигә қаритилған җаза қарарлирини аҗизлитиш мәқситидә америка мәҗлисидә лобичилиқ қилидиған ширкәтләрниң барлиқини байқидим.
Мухбир: уйғур мәсилиси һәққидә сөзлишиңизгә немә түрткә болди?
Оли: мениңчә, һечким сөзлимигән бир мәсилидә сөзләш наһайити муһим. Мениң чоң иҗтимаий алақә супам бар. Нурғунлиған телевизор программилириға қатнаштим. Мениңчә бу һечким сөзлимәйватқан бир мәсилә. Бәлким мән немә иш болуватқанлиқини тонуштуруп берәлишим мумкин. Башқиларни бу ишни көрүшкә, тәкшүрүп беқишқа җәлп қилалишим мумкин. Һәмдә башқиларни хитайдин мәһсулат сетивалмаслиққа дәвәт қилалишим шундақла уларниң сиясийонлириға бесим ишлитип, хитайниң шинҗаң өлкисидә қиливатқан җинайәтлирини җазалаш үчүн һәрикәткә чақиралишим мумкин. Америка һөкүмити хитай билән сода қиливатиду вә бу сода мунасивитигә тәсир йәткүзмәслики үчүн уйғурларға қарита йүз бериватқан мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқни қарар қилған. Хитайдин пул тепишни ойлиғанлиқи үчүн нурғун ширкәт вә һөкүмәтләр уйғурларниң паҗиәсигә сәл қараватиду. Бу бәк хата. Шуңа мән уйғур мәсилисини йорутмақчи.
Мухбир: уйғурларға мунасивәтлик учурларни иҗтимаий таратқуларда йоллиғандин кийин, аилиңиздикиләрниң, достлириңизниң вә әгәшкүчилириңизниң инкаси қандақ болди?
Оли: мән уйғурларға мунасивәтлик учурларни бир нәччә йил илгири иҗтимаий таратқуларда йоллашқа башлиған. 2021-Йил YouTube да уйғур мәсилисини тәпсилий сөзләп, кишиләрни ойғинишқа вә немә иш болғанлиқини көрүшкә илһамландуруш үчүн 50 минутлуқ син филими ишлидим. Маңа уйғурлардин яки шәрқий түркистанлиқ бәзи кишиләрдин бу тоғрилиқ сөзлигәнликиңизгә рәһмәт дәп инкас кәлди. Мән һәмишә авази боғулған кишиләр үчүн сөзләймән. Маңа кәлгән инкаслар интайин яхши вә актип болди. Йеқиндин буян мән бу тоғрилиқ йәнә сөзләватимән.
Мухбир: уйғур хәлқи тәрәптә туруп сөз қилғанлиқиңиз үчүн хитай һөкүмитиниң өч елишидин әндишә қилмидиңизму?
Оли: мән бу тоғрилиқ ойлимидим һәмдә хитай һөкүмитиниң мән тоғрулуқ немә дейиши билән карим йоқ. Мән илгири хитайға берип баққан, у бир гүзәл дөләт. Мениңчә, хитайда йүз бәргән COVID, топилаң вә намайишлардин билишкә болидуки нурғун кишиләр хитай һакимийитидин бизар. Билсиңиз, тйәнәнмен мәйданидики намайиштин кейин бундақ чоң иш көрүлүп бақмиған.
Мухбир: твиттерда K-Pop чолпини җексон ваңниң (Jackson Wang) хитай компартийәси тәрәптә туруп, уйғур қирғинчилиқини ғәрб таратқулириниң тәшвиқати дегинини яздиңиз, бу тоғрилиқ тәпсилий чүшәндүрүп берәләмсиз?
Оли: болиду, биринчидин, дунядики әң даңлиқ K-Pop чолпанлириниң бири болған җексон чоң қуруқлуқтики хитай әмәс, әмәлийәттә хоңкоңлуқ. Адидас буниңдин кейин шинҗаңдики қул әмгики билән ишләнгән пахтиларни алмайдиғанлиқини ейтқанда, җексон адидасни тилға елип, ялған сөзлигәнлики үчүн һәмкарлиқни бикар қилидиғанлиқини ейтти. У бу арқилиқ уйғур қирғинчилиқини инкар қилди. Бир киши гугил арқилиқ издисила һазир йүз бериватқан һадисиләрни, (лагерларниң) сүний һәмраһ рәсимлирини көрәләйду. Батур журналистларниң у йәрдә тартқан сүрәтлирини көрәләйду, көрүнүшләрниң наһайити қорқунчлуқ икәнликини биләләйду. (Лагер) шаһитлириму көп, аяллар, әрләр, балилар кишиниң йүрәк тарини чекидиған һекайиләрни сөзләп бериду. Җексон ваң хитай һакимийитини ақлап уйғур қирғинчилиқини ғәрбниң тәшвиқати деди, бу немидегән қорқунчлуқ бир гәп. Әмәлийәттә, у бу сөзи арқилиқ өзи ярдәм қилалайдиған милйонларчә кишиләрни азабқа ташлап қойди.
Мухбир: тор чолпини вә паалийәтчи болуш сүпитиңиз билән, сизниңчә, уйғур қирғинчилиқи инкарчилириға қарши қандақ тақабил туруш лазим? сизниңчә, иҗтимаий таратқу ширкәтлири уйғур қирғинчилиқи инкарчилиқиниң тарқилишини тосуш үчүн немә қилиши керәк?
Оли: иҗтимаий таратқулар арқилиқ уйғурлар мәсилисини тонутуш керәк. Чүнки (уйғурларға) немә ишларниң болуватқанлиқини һечким көрмәйватиду. Көпинчә яшлар, уйғурларға қарита немә иш болғанлиқини билмәйду COVID. Пәйда болғандин тартип йеқинқи бир қанчә йилда, көпинчә кишиләр хитай һәққидә параңлашқанда мушунила сөзлишидиған болуп кәтти, бу хитайға пайдилиқ, чүнки улар бу арқилиқ һәқиқий йүз бериватқан ишларни йошуралайду. Шуңа кишиләр иҗтимаий алақә супилирида йүз бериватқан һәқиқий ишларни ортақлишиши керәк. Мениңчә таратқулар, YouTuber лар уйғурларниң һекайилирини аңлитиш үчүн уларға сәһнә һазирлап бериши керәк. (Лагерлардин) қутулуп кәлгән бу кишиләр йүз бәргән һәқиқий ишларни сөзләйду, кишиләрни ойғитиду вә еңини өстүриду, шундақла бир ишларни өзгәртишкә, қилишқа күчи йетидиған башқа кишиләргә бесим қилалайду. Биз сиясәтчиләргә бесим қилишимиз, вәкиллиримизгә телефон қилишимиз вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға бесим ишлитип, униң вәзиписини һәқиқий иҗра қилишқа дәвәт қилишимиз лазим.
Мухбир: сизчә сәнәткарлар вә тор чолпанлири өз һөкүмәтлириниң хитай компартийәсигә қарши һәрикәт қоллиниши үчүн немиләрни қилалайду?
Оли: һазир хитайда туғулған вә хитайни яқлайдиған, ирқий қирғинчилиқни тамамән яхши дәп қарайдиған, тәхминән 30 K-Pop чолпини бар. Алди билән шуни дәймәнки, бу K-Pop чолпанлириниң мәстанилири көңүл ечиш ширкәтлиригә бесим ишлитип, уларни баянат елан қилиш вә өз көз қаришини айдиңлаштурушқа дәвәт қилиш керәк. Билгиниңиздәк K-Pop чолпанлири вә даңлиқлар адәттә сиясәт тоғрилиқ сөзлимәйду, чүнки бу уларға көп зиянлиқ. Улар сиясәт һәққидә немә дейишидин қәтийнәзәр, тамашибинлириниң йеримини йоқитип қойиду. Шуңа K-Pop чолпанлириниң гәп-сөзигә диққәт қилиш мәҗбурийити бар. Мениңчә улар хитай тоғрисидики баянлирини айдиңлаштуруши вә техиму яхши үлгә болуши керәк. Чүнки, нурғун кишиләр уларға мәптун, шуңа чолпанлар немә иш болғанлиқини һәқиқий сөзлисә, бу кишиләрниң чүшинишигә ярдәм бериду. Әгәр улар бу мәсилиләрни йорутса, бу ишларда бир аз өзгириш болуши мумкин, чүнки K-Pop чолпанлири күчлүк тәсиргә игә. Шуңа барлиқ чолпанлар сөзләшкә башлиса, бу ишқа ярдәм қилған болатти. Тәсир көрситиш җәһәткә кәлсәк, мениңчә тор чолпанлар бир қисим синларни ишлиши керәк, худди мән җексон ваң тоғрисидики син филимини ишлигәндәк, улар йүз бериватқан һәқиқий ишларни ашкарилиши керәк.
Мухбир: уйғур мәсилисигә болған тонушни давамлиқ ашуруш үчүн башқа пиланлириңиз барму?
Оли: әлвәттә. Мән нурғун охшимиған даваларни қоллашта көп ишларни қилдим, мәнчә уйғур мәсилисигә һәқиқәтән диққәт қилишқа әрзийду, чүнки һечким уларға ярдәм қилмайватиду. Мән америкадики бир қисим уйғур хәйр-сахавәт тәшкилатлири яки аммиви тәшкилатлар билән һәмкарлишишни халаймән. Мән һәмишә вашингтон яки лондонда болимән, уларға қандақ ярдәм қилиш керәкликини вә иҗтимаий таратқу суписини ишлитип қанчилик ярдәм қилалайдиғанлиқимни билишкә тиришимән. Мән бу мәсилини қандақ сөзләш, немә дейиш, бу кишиләргә қандақ ярдәм қилиш, қандақ қилғанда башқа кишиләрни немә иш болғанлиқини көрүшкә илһамландуруш җәһәтләрдә нурғун хәвәр зиярәтлирини қобул қилимән. Мән йеқинда җексон ваңниң хитайниң қилмишлирини инкар қилғанлиқиға аит бир қанчә син филимини ишлидим, буларниң арисида үч син филимимниң көрүлүш сани 5 милйон әтрапида болди. Бу демәк уйғур мәсилисини билидиғанларниң сани 5 милйон көпәйгәнликидин дерәк бериду, шуңа иҗтимаий алақә торида давамлиқ сөзлишим керәк дәп ойлаймән. Буниңдин сирт шәрқий түркистан хәйр-сахавәт тәшкилатлири билән һәмкарлишишни халаймән. Уйғурларға немә иш болғанлиқини йорутуп беридиған һөҗҗәтлик филим ишләп, зиянкәшликкә учриғучилар билән сөзлишип вә уларни вашингтонда, америка дөләт мәҗлисидә шинҗаң билән сода қиливатқан ширкәтләр тәрипидин һәқ бериливатқан вә лобичилиқ қиливатқан сиясийонларниң алдида авазини чиқириш үчүн шараит һазирлап беримән. Мән йәнә шуни демәкчимәнки, мән бу азабқа дучар болғанлар үчүн, шу җайда қапсилип қалған аилиләр, балилар, аяллар вә әрләрниң һәммисигә дуа қилимән. Техиму көп кишиләрниң ойғинишини тиләймән. Әгәр йетәрлик адәмләр бу әһвални көрсә, билсә, йетәрлик ширкәтләр хитайға қарши намайиш қилса биз бу кишиләргә ярдәм берәләймиз. Әмма биздә бу тоғрисида сөзләйдиғанлар йетәрлик болмиғучә, улар шу давамлиқ қапсилип қалиду. Шуңа улар бизниң уларни қутқузушимизни үмид қилиду.
Мухбир: зияритимни қобул қилғиниңизға көп рәһмәт.