Уйғур аяллирини хитайлар билән тойлишишқа риғбәтләндүрүш тәшвиқати җиддий инкас қозғимақта
2021.05.21
Йеқинқи йилларда хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан бастуруши америка, әнглийә, канада, голландийә қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридә “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп қаттиқ әйибләшкә учримақта. Мушундақ бир мәзгилдә хитай һөкүмитиниң уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлишишқа ашкара дәвәт қиливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр техиму көпләп оттуриға чиқти.
2016-Йилидин буян барғанчә көпийишкә башлиған бу хил тәшвиқат хәвәрлиридә, даириләр дәсләпки мәзгилләрдә, , хитайлар билән тойлашқан уйғур қиз-аяллириниң икки милләт оттурисидики миллий иттипақлиқниң үлгиси болуп, бәхтлик аилә қурғанлиқини, һөкүмәтниң һәр хил етибар бериш сиясәтлиридин бәһримән болғанлиқини тәшвиқ қилғаниди. Йеқиндин буянқи хитайниң иҗтимаий таратқулири вә һөкүмәт торлири хәвәрлиридә техиму илгирилигән һалда хитайлар билән тойлашқан уйғур қиз-аяллириниң тили арқилиқ бу хил тәшвиқатни техиму күчәйткән.
Бирнәччә күн илгири фәйсбок торида тарқалған бир син филимида, гүли исимлик бир уйғур аял хитай әрлириниң уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләр билән тойлишиш мәсилиси һәққидики соалларға җаваб берип, бүгүнки шараитта буниңға һечқандақ тосалғу қалмиғанлиқини вә тамамән мумкинликини тәриплигән.
У йәнә буни: “җуңхуа миллити бирликиниң, милләтләрниң иттипақлиқи вә өз ара юғурулушиниң намайәндиси” дәп мәдһийәлигән.
Бу әһвал уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.
Хитайниң милйонлиған уйғурни “диний радикаллиқ идийәсини түгитиш” намида қамиған аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” йәни “җаза лагерлири” һәққидә гуваһлиқ бәргән америкадики лагер шаһити зумрәт давут ханим зияритимизни қобул қилди.
Униң билдүрүшичә, хитай даирилириниң уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлишишқа ашкара дәвәт қилишлири 2016-йилила башланған.
Зумрәт давут ханим йәнә, өзиниң 2016-йилдин 2018-йилиғичә үрүмчидики мәзгилидә көргән әһвалларни баян қилди.
Униң билдүрүшичә, әйни чағда у көргән әһвалларда уйғур қиз-аяллириниң хитай әрлиригә ятлиқ болушида, аһалиләр комитети қатарлиқларниң тәшвиқат һәрикәтлири актип рол ойниғаникән.
Зумрәт ханимниң қаришичә, йеқинқи бирқанчә йилдин буян, хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишанлиқ бастуруши нәтиҗисидә, уйғурлар пүткүл милләт бойичә йүзлиниватқан сиясий җәһәттики һоқуқсизлиқ, уйғур әрлири лагер вә түрмиләргә қамилип, аилиләрдә тул қалған уйғур аяллириниң иқтисадий җәһәттики тирикчилик йоли үзүлүп кетиштәк көп хил сәвәбләр уйғур қиз-аяллириниң хитай әрлири билән той қилишқа мәҗбур болуштики муһим сәвәб-амиллардин һесаблинидикән.
Голландийәдики уйғур паалийәтчилиридин вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханимму өз қаришини оттуриға қойди.
Униң билдүрүшичә, әмәлийәттә 2009-йили йүз бәргән “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейинла, хитай даирилири уйғурларни милләт бойичә хитайлаштуруш сияситини тезләткән.
Униң баян қилишичә, 2010-йили бейҗиңда ечилған “шинҗаң хизмәт йиғини” да уйғур районидики йәр асти, йәр үсти байлиқлири хитайниң 19 өлкисиниң идарә қилишиға бөлүп берилип, районда хитай көчмәнлириниң көпәйтилиши билән бирликтә, уйғурларни хитайлар билән тойлишишқа риғбәтләндүрүш сияситини рәсмий йолға қоюш тәшәббус қилинғаникән.
Асийә уйғур ханим йәнә, уйғурларниң “ирқий қирғинчилиқ” қа учраватқанлиқи хәлқарада етирап қилиниватқан бүгүнкидәк бир шараитта, “хитай даирилириниң һәр хил сиясий тәшвиқат вә һәр хил вастиларни қоллинип, уйғур қиз-аяллирини хитайлар билән той қилдуруши хитай һөкүмитиниң “җуңхуа миллити бирлики” намида уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш, уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситиниң бир парчиси” дәп чүшәндүрди.