Керийәдики бир хитай кадир: юртдашлиримниң уйғур қизлири билән өйлинишигә, көп санлиқ аилиләрдә әркәк болмаслиқму бир сәвәб

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.12.07
toylishish-xitay-uyghur-qiz-rehetsiz.jpg Хитайчә кийиндүрүлгән уйғур қизниң хитай билән орунлаштурулған той мурасимидики раһәтсиз вә наразилиқ чирайи.
Social Media

Хитай даирилириниң йеқинқи йиллардин бери уйғур районида милләтләр ара той қилишни күчәп тәшвиқ қиливатқанлиқи вә тәшвиқати карға кәлмигәндә мәҗбурлаш характерлиқ тәдбирләрни қоллиниватқанлиқи көплигән пакитлири билән оттуриға чиққаниди. Мухбиримизниң бу һәптидики ениқлашлири давамида, хотән керийәдә хизмәт қиливатқан бир хитай кадир, уйғур қиз-аяллири билән өйләнгән хитай көчмәнлириниң районда %20 дин артуқ нопусниң йәни, яш әркәкләр нопусниң көп қисминиң тутқун болушидәк сиясий вә иҗтимаий вәзийәттин пайдиланғанлиқини етирап қилди.

Хотәнниң керийә наһийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, бу наһийәниң ойтоғрақ йезилиқ һөкүмитидә хизмәт қиливатқан бир хадим, өзиниң юрти хенән икәнлики, 2 йил аввал хитайниң шәрқи шимал ониверситетини пүттүргәндин кейин, 500 чә юртдиши билән бирликтә хотәнгә кәлгәнликини баян қилди. Бу хадим, “араңларда йәрлик аһалиләр билән той қилғанлар барму?” дегән соалимизға җавабән “бар, хели җиқ” дәп җаваб бәрди. Биз униңдин уйғурлар билән той қилғанларниң санини сориғинимизда, у өзи тонуйдиғанлар ичидинла, аз дегәндә 30-40 чә киши барлиқини тилға алди.

Биз икки йил илгири бу һәқтә қәшқәр пәйзиваттики бир хизмәт гурупписида ишләватқан бир хадимни зиярәт қилғанидуқ, униң баянлиридин хитай даирилириниң милләтләр ара той қилишни йеқинқи йилларда техиму күчәп тәшәббус қилғанлиқи вә даириләрниң икки милләт яшлирини учраштуридиған мәхсус көңүл ечиш сорунлирини тәйярлиғанлиқи ашкариланғаниди.

Керийәдики мәзкур хитай хадим, хитай даирилириниң милләтләр ара той қилишни тәшәббус қилғанлиқи вә әмма зорлимиғанлиқини илгири сүргән болсиму, у районда, %30-%20 нопусниң, йәни әркәкләр нопусниң асаслиқ қисминиң нөвәттә түрмидә икәнликидәк бир реаллиқини инкар қилмиди; у йәнә бу реаллиқниң, уйғур қизлири билән өйләнмәкчи болған хитай көчмәнлиригә оңушлуқ бир шараит һазирлап бәргәнликиниму етирап қилди.

Илгирики йәнә бәзи хәвәрләрдә, бәзи хитай көчмәнлириниң уйғур қизлириға қойған той қилиш тәлипи рәт қилинғанда, мәзкур қиз үстидин “идийәсидә сиясий вә диний мәсилә бар” дәп асаси қатламдики идарә-органларға әрз сунғанлиқи ашкариланғаниди. Бу йилниң бешида иҗтимаий таратқуларда “100 нәпәр яшни милләтләр ара өйләндүрүш һәққидә мәхсус бир еланму тарқалғаниди.

Мәзкур хадимниң баянлиридин мәлум болушичә, керийәдә көпинчә аилиләрдә, әр әмгәк күчи болмиғачқа, җәмийәтниң асаси қисми, балилар, қизлар вә яшанғанлар болғачқа, аилиләр иқтисадий җәһәттин еғир қийинчилиқта қалған вә бәзилири моһтаҗлиқ дәстидин хитай көчмәнлириниң өйлиниш тәлипини рәт қилалмиған. Мәзкур хадим йәнә йәрлик аһалиләр билән той қилған хитай көчмәнлиригә һәқсиз өй берилидиғанлиқиниму ашкарилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.