Канада баш министири җастин трудо канададики уйғурлар билән көрүшкән

Мухбиримиз ирадә
2022.11.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
justin-trudor-qeyum-mesumof “уйғурларниң һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” программа йетәкчиси қеюм мәсимоф канада баш министири җастин трудоға уйғурларниң тәләплирини йәткүзмәктә, 2022-йили 7-ноябир, монтриял.
URAP

 

7-Ноябир күни канада баш министири җастин трудо (Justin Trudeau) канададики бир қисим уйғурлар билән көрүшкән. Бу учришиш баш министир җастин тродо әпәндиниң партийәси болған канада либераллар партийәсиниң монтриял шәһиридә өткүзүлгән ианә йиғиш паалийитидә өткүзүлгән. 100 Дин ошуқ киши қатнашқан бу ианә йиғиш зияпитигә канададики “уйғурларниң һәқлирини һимайә қилиш қурулуши”ниң әзалири вә шундақла канададики бир қисим уйғур җамаәт вәкиллири вә паалийәтчиләрдин болуп, җәмий 10 киши тәклип билән қатнашқан.

“уйғурларниң һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” программа йетәкчиси қеюм мәсимоф әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, мәзкур учришишни уйғурларниң мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқан вә шундақла йеқинда канадаға 10 миң нәпәр уйғурни көчүрүп келиш тәклип лайиһәсиниң тонуштурғучиси болған парламент әзаси самир зубәри орунлаштурған икән. Самир зубәри әпәнди охшаш вақитта йәнә канада парламенти уйғур достлуқ гурупписиниңму қурғучи әзасидур. 

Канада либераллар партийәси орунлаштурған бу зияпәткә қатнашқан уйғурлар, зияпәткә иштирак қилған баш министир җастин трудо әпәнди билән бивастә көрүшүш вә униңға уйғурларниң бир қанчә муһим мәсилилирини өз ағзи билән йәткүзүш пурситигә еришкән. Улар баш министирдин ноқтилиқ һалда уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң канадаға киришини чәкләш, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумини канада һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ дәп тонуш, канададики пенсийә фондлириниң зулумға шерик болуватқан хитай ширкәтлиригә селинишниң алдини елиш һәмдә канада пуқраси һүсәйин җелилни қутқузуштин ибарәт бир қатар муһим мәсилиләр үстидә соал сориған.

Қеюм мәсимоф әпәнди канада баш министири җастин трудо әпәндидин, уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған мәһсулатларниң канадаға киришини чәкләш һәққидә бир қанун чиқиридиған яки чиқармайдиғанлиқини сориған. Баш министир буниңға җавабән өзиниң бу мәсилигә көңүл бөлидиғанлиқи вә мәҗбурий әмгәккә четилған мәһсулатларни чәкләш һәққидә бир қанун лайиһәсиниң тонуштурулидиғанлиқини ейтқан.

Қеюм мәсимоф әпәндиниң ейтишичә, гәрчә бу қетимлиқ учришиш уйғурлар мәсилисини музакирә қилидиған рәсмий учришиш болмисиму, әмма улар бу пурсәттә канада баш министири тродоға канада һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилип, униңға қарши тәдбир қоллиништа актип болмиғанлиқи һәққидики тәнқидий пикирлириниму бәргән.

Канада парламенти 2021- йили 2- айда, йәни америкадин кейинла хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зулумини ирқий қирғинчилиқ дәп җакарлиған болсиму, ундин кейин уйғур ирқий қирғинчилиқиға четилған хитай ширкәтлиригә җаза тәдбири елан қилиш вә шундақла мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш қатарлиқ мәсилиләрдә америкадәк конкирет қанунларни чиқиралмиған иди.

Әмма йеқинда, йәни 24-өктәбир күни канада парламенти хитайниң қирғинчилиқидин қечип чәт әлләрдә сәргәрданлиқта яшаватқан он миң уйғур мусапирға панаһлиқ бериш тәклип лайиһәсини толуқ аваз билән қобул қилиш арқилиқ, бу җәһәттә бөсүш характирлиқ бир қәдәм басқан. Канада парламент әзаси самир зубәри тәрипидин оттуриға қоюлған бу M-62 номурлуқ бу тәклип лайиһәси канада парламентида һәр қайси партийәләрдин болған парламент әзалириниң толуқ қоллиши, йәни нөлгә қарши 258 аваз билән мақуллуқтин өткән иди.

Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң башлиқи мәмәт тохти әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, канада һөкүмити вә парламентида һазир уйғур мәсилисигә мунасивәтлик бир йүрүш һәрикәтләр мәйданға келиватқан болуп, булар мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш, уйғур мусапирларни қобул қилиш вә ирқий қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учриғанларға ярдәм бериш қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алидикән.

Мәмәт тохти әпәнди, канада баш министири җустин тродониң уйғурлар билән көрүшүши, уйғурлар мәсилисидә конкирет қәдәмләрниң бесилиши вә канададики уйғурларға уларниң ялғуз әмәсликини билдүрүш җәһәттин муһим әһмийәткә игә, деди. У йәнә буниң хитай һөкүмитигә берилгән бир сигнал икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.