Пиландин күп пәрзәнтлик болған уйғурлар еғир җәриманә төләш вә тутқун қилишқа учриған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.08.13
pilanliq-tughut-ikki-perzentlik.jpg Хитай аниниң қошкезәк балилирини бағчида ойнитиватқан көрүнүши. 2015-Йили 30-өктәбир.
AFP

Хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сияситини 1983-йилиниң бешида йолға қойған болуп, аз санлиқ милләт аилилириниң хитай аилисидин көп балилиқ болушиға йол қойған, йәни аз санлиқ милләт шәһәр аилилири икки балилиқ болиду, йеза аилилири үч балилиқ болса болиду дәп бәлгиләнгән. 2011-Йилдин кейин, хитайдики һәр қайси өлкиләр пиланлиқ туғут чәклимисини тәдриҗий йеникләткән. Уйғур аптоном райониму алақидар қанун-низамларға түзитиш киргүзүп, “һәр милләт баравәр” болуш, йәни барлиқ “шәһәр аилилири икки балилиқ, йеза аилилири үч балилиқ болуш” қаидисини йолға қойғаниди.

Германийәлик тәтқиқатчи адриян зензниң тәкшүрүш доклатидин аян болушичә, гәрчә қанунда “барлиқ милләтләр баравәр” дәп бәлгиләнгән болсиму, әмма хитай аяллардин туғут чәкләш һалқиси тақаш оператсийәси яки һамилидарлиқтин сақлиниш оператсийәси қилдуруш наһайити аз тәләп қилинған. Уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр асаслиқ туғут чәкләш нишаниға айланған.

Пиланлиқ туғут сиясәт тәдбирлири вә буниң уйғурларға болған тәсири һәққидә, 2010-йилидин кейин чәтәлләргә чиққан 20 дин артуқ уйғур аялниң радийомизға бәргән гуваһлиқлиридин мәлум болған ортақ нуқтилар пиландин артуқ пәрзәнтлик болған аилиләргә еғир иқтисадий җаза қоллиниш, йәни җәриманә төлитиш һәмдә тутқун қилиш арқилиқ уйғурларниң нопусини контрол қилиштур.

Бу һәқтә 2016-йилидин кейин түркийәгә келип яшаватқан хәдичә муһәммәт ханим, йеза-кәнтләрдә 1990-йиллири, һәр бир пиландин сирт туғулған балиға уйғурларниң 7-8 миң йүән җәриманә төләшкә мәҗбур болған болса, 2010-йилидин кейин даириләрниң, артуқ пәрзәнтлик болғанларни бала саниға қарап он һәссиләп юқири җәриманә төләшкә мәҗбурлиғанлиқини, төлийәлмигәнләрниң болса түрмиләргә қамалғанлиқидәк вәзийәтниң барғанчә еғирлашқанлиқини баян қилди.

Үрүмчи йеңи шәһәр һөкүмәт пиланлиқ туғут ишханисида 2006-йилидин-2011 йилиғичә ишлигән, һазир голландийәдә яшаватқан шәһидә ханим һазирқи пиландин сирт туғулған балилар үчүн аилиләрдин елинидиған җәриманә соммисиниң қандақ бекитилидиғанлиқидин толуқ хәвири болмисиму әмма у, өзи ишләватқан чағлардики әһваллардин хәвәрдарлиқини билдүрди. У, әйни вақитта йеза-кәнт яки шәһәрдә болсун пиландин сирт туғулған һәр бир балиға елинидиған җәриманиниң 5 миң йүәндин ешип кәтмәйдиған болсиму әмма бу саһәдики хадимларниң хизмәт қулайлиқидин пайдилинип, халиғанчә һәқ елиш мәсилисиниң әйни чағдила еғир икәнликини ейтти.

2016-Йил 1-айниң 1-күнидин башлап йолға қоюлған “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң нопус вә пиланлиқ туғут қануни” шундақла, хитайниң йәнә 2017-йили 7-айниң 28-күни төтинчи қетим түзитилгән “уйғур аптоном райониниң нопус вә пиланлиқ туғут низами” да охшашла қанунға хилаплиқ қилип туғулған болса, наһийә дәриҗилик хәлқ һөкүмити яки йеза-базарлиқ хәлқ һөкүмити яки униңға қарашлиқ районлуқ иш беҗириш башқармисиниң нопус вә пиланлиқ туғутни башқуруш тармақлириниң җәриманә елиш бәлгилимиси көрситилгән.

Буниңда җәриманиләр: “(1) туғулуш испати алмай туруп башқа балини туғуш шәртигә тошидиғанлардин алдинқи йилдики омумий киримниң% 30 и бойичә йиғивелиниду.

(2) Қанунға хилаплиқ қилип, йәнә бир балини туғқанлардин алдинқи йилдики омумий киримниң 1 һәссисидин 8 һәссисигичә елиниду. Һәр бир қошумчә балиға баҗ алғанда үч қетим өстүрүлиду. Омумий иқтисадий җаза йиллиқ кириминиң 10 һәссисидин ешип кәтмәслики керәк” дәп көрситилгән.

Һалбуки, 2010-йилидин кейин туғулған 2 балисиға 20 миң йүәндин 50 миң йүәнгә қәдәр җәриманә төләшкә мәҗбур болғанлиқини баян қилған түркийәдики үрүмчилик меһригүлниң баян қилишичә, пиланлиқ туғут қануниға хилап дәп қаралған балиларға қаритилған җәриманиниң немигә асассән бекитилидиғиниму ениқ әмәс болуп, пиланлиқ туғут мәсул хадимлириниң хизмитидики қулайлиқ пурсәттин пайдилинип пайда елиши адәттики ишқа айланған. Уму өз вақтида тонушлириға арқа ишик қилиш йоллири арқилиқ җәриманини бир аз болсиму чүшүрүп төлигән вә йәнә шу йол билән нопусқа алдурулғаникән.

Әмма лагерлар башланғандин кейин, пиландин сирт пәрзәнтлик болған уйғурлар гәрчә балиси бир қанчә яшқа кирип болған болсиму, лекин иқтисадий, мәмурий вә қануний җазадин қечип қутулуши мумкин болмайдиған дәриҗидики қаттиқ тәқибләшкә учриған.

Лагер шаһити зумрәт давут, лагердин чиққандин кейин пакистанға меңиш алдида, өзиниң 5 яшқа кирип болған қизи дадиси чәтәллик болған болсиму даириләрниң униңға 18 миң йүән җәриманә төләш шәрти билән паспорт бәргәнликини испатлиқ көрсәткәниди.

2016-Йили уйғур елидин айрилған һазир германийәдә яшаватқан әкбәр әпәнди, пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилған ишчи-хизмәтчиләр болса еғир иқтисадий җазадин башқа әр-аял иккила тәрәп мәмурий җаза һәтта тутқун қилиништин қутулалмайдиғанлиқи, илгири нәччә он миң вә һәтта йүз миң йүән төләп артуқ туғулған балилирини нопусқа алдурған кишиләрниңму лагер башлиниши билән қайтидин тутқун нишаниға айланғанлиқини баян қилди:

Германийәлик уйғуршунас, америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси адриян зенз “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ йеқинда елан қилған һөҗҗәтлик доклатида, хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң әмәлийәттә уйғурларни бастуруш сияситиниң бир қисми икәнликини көрсәткән.

Көп туғуш сәвәбидин қолға елиниш вә лагерларға солиниш мәсилиси қарақаш һөҗҗәтлири шундақла радийомизда аңлитилған лагер шаһитлири вә башқиларниң гуваһлиқлиридинму ашкариланғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.