Анализчилар: “хитайниң һазирқи қош өлчәмлик туғут сиясити уйғурларни йоқитип хитайларни көпәйтиштур”

Мухбиримиз җәвлан
2021.06.30
pilanliq-tughut-ikki-perzentlik.jpg Хитай аниниң қошкезәк балилирини бағчида ойнитиватқан көрүнүши. 2015-Йили 30-өктәбир.
AFP

Америка, әнглийә, канада вә явропа иттипақидики дөләтләрниң хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқини етирап қилишиға әгишип, дуняға даңлиқ көплигән таратқуларниңму бу мәсилигә давамлиқ диққәт қиливатқанлиқи вә у һәқтә һәр хил йоллар билән техиму көп учур елишқа тиришиватқанлиқи мәлум болмақта. Йеқинқи мәзгилдин бери, хитайниң йеңи пиланлиқ туғут сияситини йолға қоюп, ичкири хитайдики пиланлиқ туғут чәклимисини зор дәриҗидә бошитиши, әмма уйғурларға бурунқидәк чәклимә қоюп, нопус көпийишини әң төвән чәккә чүшүрүши ғәрб таратқулириниң диққитидә болмақта һәмдә бу һадисә хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиниң дөләт сиясити сүпитидә давам қиливатқанлиқиниң испати дәп қаралмақта.

Хитай 1980-йилдин башлап хитайларға “бир балилиқ болуш сиясити” ни йолға қоюп, уни қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилған, 2015-йилиға кәлгәндә икки балилиқ болушқа йол қойғаниди. Бу айниң бешида “ню-йорк вақти гезити” хитайниң мушу айдин башлап 3 балилиқ болушқа йол қойидиғанлиқини хәвәр қилған болуп, хитайниң бундақ қилиши нопусниң қерилишишидин келип чиқидиған ақивәтләрниң алдини елиш вә кәлгүсидә техиму көп әмгәк күчигә моһтаҗ болидиғанлиқидин икән. Сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәндиму бу қарашни илгири сүрди. Әмма хитай һөкүмити хитайларниң үч балилиқ болушиға йол қойған тәқдирдиму, хитайларда һазир көп балилиқ болушни халимайдиған әһвалму мәвҗут икән. Илшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип: “хитайда иқтисадий мәсилә еғир, шәһәрдә яшайдиған хитайлар көп балилиқ болушни халимайду. Шуңа хитай һөкүмити буниңдин кейин көп балилиқ болушқа йол қоюпла қалмай, бәлки көп туғушқа мәҗбурлиши мумкин”.

Уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләр нәччә он йилдин бери хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң зиянкәшликигә учрап кәлгән болуп, хитай бу милләтләргә үч балилиқ болушқа йол қойғанлиқини “алаһидә ғәмхорлуқ, кәң сиясәт” сүпитидә тәшвиқ қилған. Әмәлийәттә бундақ “етибар сиясәт” йеза нопусидики хитайларғиму берилгәниди. 2017-Йилдин кейин уйғурларниң нопус көпийиши бирақла чәкләнгән вә сани азийишқа башлиған болуп, буни адриян зенз қатарлиқ тәтқиқатчилар хитайниң һөкүмәт учурлири арқилиқ дәлилләп чиққаниди.

Адриян зенз қатарлиқ мутәхәссисләрниң қарашлириға таянғанда, 2017-йилдин кейин, хитайниң ирқий қирғинчилиқи уйғурларниң нопусини тез сүрәттә азлитишни асас қилған болуп, яш уйғур әрлириниң көпләп түрмә-лагерларға солинип, завутларда ишлитилип, аилә қуруш вә пәрзәнт тәрбийәләш имканийитидин мәһрум қалдурулуши, уйғур ханим-қизлириниң мәйли түрмә-лагерларда болсун яки сиртта болсун туғмас қилинип, пәрзәнт көрүш иқтидаридин айриветилиши буниң типик мисаллиридур. Хитайниң бу зораванлиқи уйғурларни нопус көпийиш имканийитидин тамамән мәһрум қилған. Униңдин башқа йәнә лагерларда қанчилик уйғурниң өлтүрүлгәнлики техичә сир болуп турмақта.

Түркийәдики һаҗитәппә университети дотсенти, истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди хитайниң нопус қирғинчилиқи пилани һәққидә тохтилип мундақ деди: “мениңчә, хитай өзигә қарши чиқалайдиған уйғурларни йоқитип түгитип, юваш-юмшақлирини ассимилятсийә қилип өзигә қошувәтмәкчи”.

Йеқинда әнглийәдин чиқидиған “иқтисадшунаслар” журнилида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда хитай һөкүмитиниң уйғур районидики уйғурлар билән хитайларға йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сияситидә қош өлчәм қоллиниватқанлиқи илгири сүрүлгән. Мақалидә ейтилишичә, хитай һөкүмити билән ортақ тонуш һасил қилиштин ваз кәчмигән үч мухбир уйғур райониға берип, маралбеши наһийәсини зиярәт қилишқа мувәппәқ болған болуп, уларниң мәқсити уйғурларниң һәқиқәтән хитайниң сотсиялистик өзгәртиш қурулушиниң нишаниға айланғанлиқини испатлаш икән. Улар һөкүмәтниң һөҗҗәтлиридин пайдиланған һәмдә йәрликтики хитай әмәлдарлири вә хитай пуқралирини зиярәт қилған. Улар уйғурлар әң көп җайлашқан маралбеши наһийәсини екскурсийә қилғанда, хитайниң бу райондики аһалә қурулмисини өзгәртиш үчүн зор күч чиқарғанлиқини билгән. 2014-Йил маралбеши наһийәсидә нопусниң көпийиш нисбити уйғурлар көп җайлашқан башқа наһийәләргә охшашла юқири болған. 2017-Йил хитай әмәлдарлири “пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилғучилар” ға зәрбә беришни башлиған, “артуқ туғқанлар” ни мәлум қилғанларни мукапатлиған. 2017-Йил маралбешидики балиларниң туғулуш нисбити 1000 дә 19 пирсәнттин 13 пирсәнткә төвәнлигән, һалбуки 2019-йилиға кәлгәндә бу нисбәт шиддәт билән төвәнләп, 4.15 Пирсәнткә чүшүп қалған. Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, уруш дәвридиму нопусниң көпийиш нисбити бундақ төвән болмайдикән.

Уйғур районидики бир хитай җәмийәтшунасниң язған мақалисидә етирап қилишичә, 2017-йилдин 2018-йилғичә уйғур районида 120 миң нопус аз туғулған. Бирақ у мақалисидә, уйғур аяллириниң өзлүкидин туғмаслиқ оператсийәси қилдурғанлиқини, бәзилириниң буниң үчүн 3000 йүән мукапат алғанлиқини, бәзилириниң болса “көп туғушқа қутритидиған әсәбийләрниң тәсиридин қутулғанлиқи” ни билдүргәнликини язған.

Маралбешиға барған мухбирлар хитайниң маралбешидики йәрлик уйғурлар билән биңтуәндики уйғурларға қаратқан нопус сияситидә қош өлчәм қоллинидиғанлиқини байқиған. Һөкүмәт һөҗҗитидә баян қилинишичә, маралбеши наһийиәсидики 6-девизийә қурған “темингуән” (төмүрқовуқ) базири өткән йил ярдәмчи сақчиларни қобул қилған болуп, һәммисиниң хитай болушини шәрт қилған һәмдә уларниң иккинчи балиси туғулса һәр биригә 10 миң йүән давалиниш пули беридиғанлиқини вәдә қилған.

Илшат һәсән әпәнди хитайниң уйғур районида уйғурларниң нопусини чәкләп, хитайларни көп туғушқа риғбәтләндүрүшиниң дәл һазир йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқниң нәқ испати икәнликини билдүрди.

1954-Йил биңтуән қурулғандин бери хитай нопусини көчүрүш вә көпәйтиш базисиға айланған болуп, бүгүнки күндиму хитай һөкүмити биңтуәндики хитай пуқралириға көп пәрзәнтлик болушқа илһам берип, уларни һәр түрлүк параванлиқлардин бәһримән қилишқа башлиған; әмма уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң нопусиниң азлитиш вә йоқ қилиш сияситидин қәтий ваз кәчмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.