Вашингитондики түрк фестивалида “уйғур көргәзмиси” диққәт тартти
2019.09.30

Һәр һәптә ахири охшимайдиған фестиваллар өткүзүлүп туридиған америка пайтәхти вашингтонда 29-сентәбир, йәни йәкшәнбә өткүзүлгән “вашингтон түрк фестивали” бу гүзәл шәһәрниң иҗтимаий һаятиға байрам түси қошти.
Америкадики түркләр 17 йилдин буян “түрк фестивали” өткүзүш арқилиқ йүзлигән көргәзмә үстәл вә чедирларни қуруп, түрк мәдәнийәт-сәнити, йемәк-ичмәк вә өрүп-адәтлирини охшимиған шәкил вә усулларда намаян қилип кәлмәктә.
Бу йил 29-сентәбир күни вашингтондики ақсарайға яндаш пенсилванийә айланмисида 12-кочидин 14-кочиғичә болған даирини қоршап түрк фестивалиға орун һазирланған. Бу бир күнлүк түрк фестивалға 25 миң зиярәтчиниң қатнашқанлиқи тәхмин қилинмақта. Шу күни вашингтон түрк фестивали саяһәтчиләрниң қизиқ нуқтисиға айланған.
Вашингтонда һәр йили өткүзүлидиған түрк фестивалини америкадики түрк җамаити билән биллә башқа барлиқ түркий тиллиқ милләтләрму худди өзлириниң бир байрам күнидәк тәбрикләп кәлмәктә.
Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә вашингтондики паалийәтчан уйғур яшлириниң қизғин һәмкарлиқи билән уйғурларму бу нөвәтлик түрк фестивалидин тунҗи қетим орун алди. Улар фестивал мәйданидин 3 үстәл орун елип, уйғурларниң миллий мәдәнийитигә аит гүзәл сәнәт буюмлири, чалғу әсваблири, әнәниви кийим-кечәклири шундақла уйғур кишилик һоқуқ программиси тәйярлиған уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә аит тәшвиқат варақчилирини көргәзмә қилған. Вашингтондики уйғур ресторанлиридин долан ресторани йүз кишилик поло тәйярлап зиярәтчиләргә дастихан ачқан.
Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори өмәр қанат әпәнди вашингтон түрк фестивалиға бу нөвәт уйғурларниңму қатнашқанлиқи, буниң интайин әһмийәтлик бир паалийәт болғанлиқи һәққидә иҗтимаий тартқуларда мәлумат бәргән.
Америкадики паалийәтчан яшлардин фирқәт җәвдәт вашингтон вә униң әтрапида яшайдиған уйғур җамаитиниң пидакарлиқ билән өз өйлиридики уйғур мәдәнийитигә аит буюмлирини айимай елип келиши билән тез арида түрк фестивалида мәхсус бир уйғур көргәзмә чедири ясалғанлиқини билдүрди. У бу паалийәт үчүн бир күнлүк вақтини аҗритип кәлгән пидаийларниң зиярәтчиләргә уйғур мәдәнийити билән тәң уйғурларниң бүгүнки вәзийитини тонуштурғанлиқини, уйғур көргәзмисиниң интайин әһмийәтлик болғанлиқини баян қилди.
Кичик вақтида вәтәндин айрилип ата-аниси билән түркийәдә бир мәзгил яшиған, буниңдин 20 йил аввал түркийәдин йәнә америкиға көчүп келип яшаватқан уйғур паалийәтчи әлфидар ханим өзиниң йиллардин буян түрк фестивалиға қатнишип келиватқанлиқини, бу қетимқи уйғур көргәзмә паалийитидә у түрк вә инглиз тиллирида тамашабинларға уйғурлар вәзийитини аңлатқанлиқини билдүрди.
Әлфидар ханим бу нөвәт гәрчә уйғурларниң тунҗи қетим мәзкур фестивалда көргәзмә ечиши һесаблансиму, әмма мәйли тамашабинлар мәйли түркләр вә ахбарат орунлири болсун, һәммисиниң диққитини тартқанлиқи вә мөлчәрдин яхши инкасқа еришкәнликини баян қилди.
Вашингтон алаһидә районидики уйғур яш паалийәтчиләрдин таһир имин бу қетимқи түрк фестивалида уйғур мәдәнийәт көргәзмисиниң мувәппәқийәтлик ечилғанлиқини, уйғур яшлириниң бу пурсәттин пайдилинип көргәзмини зиярәт қилған 2000 дин артуқ кишигә уйғурларниң нөвәттики қийин вәзийити һәмдә хитайниң 3 милйонға қәдәр бигунаһ уйғурни лагерларға қамиғанлиқидәк қилмишлирини аңлатқанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, уйғурлар билән һәмкарлиқ орнитиш һәққидә сөһбәтләшкән 200 дәк киши адрес тизимликигә имза қойған. Нурғун йәрлик вә хәлқаралиқ таратқулар нәқ мәйданда уйғурларни зиярәт қилған. Омумән уйғурлар ачқан көргәзмә 17-нөвәтлик вашингтон түрк фестивалидики әң диққәт тартқан бир нуқтиға айланған.