“қизил қиямәт: хитайниң түрк-ислам дунясини сүмүрүши вә уйғур қирғинчилиқи” намдики китаб истанбулда нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.07.02
“қизил қиямәт: хитайниң түрк-ислам дунясини сүмүрүши вә уйғур қирғинчилиқи” намдики китаб истанбулда нәшр қилинди “қизил қиямәт: хитайниң түрк-ислам дунясини сүмүрүши уйғур қирғинчилиқи” намидики китабниң муқависи.
RFA/Arslan

Дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши абдулһеким идрес тәрипидин йезилған “қизил қиямәт: хитайниң түрк-ислам дунясини сүмүрүши уйғур қирғинчилиқи” намидики китаб йеқинда истанбулда нәшр қилинди.

Һәм түркчә һәм инглизчә икки тилда нәшр қилинған бу китабта, қизил қиямәткә охшитилған хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи вә шәрқий түркистанни мустәмликә қилинишиниң тарихи җәриянлири дәлил-испатлар билән оттуриға қоюлған.

Бу китаб 313 бәт вә 11 бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, китабта хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим вә зулумлириниң башлиниш тарихи җәриянлири вә йеңи мустәмликичи бейҗиң һакимийитиниң бүгүнки күндә, пакистан, мисир вә иранға охшаш ислам дөләтлиридә елип бериватқан мустәмликә паалийәтлири тоғрисида баян қилинған.

Китабниң мундәриҗиси төвәндикидәк темилардин түзүлгән: хәтәр йәнә шәрқтин келиду. Мустәмликичиликниң ениқлимиси вә тарихи. Хитайниң йәр шариға һөкүмранлиқ қилиш арзуси. Хитайниң ислам билән болған уруши. Шәрқий түркистан ишғалийити вә хитайлаштуруш сиясити. Уйғур қирғинчилиқи. Биңтүән-хитайниң мустәмликичи системисиниң хитайчә түри. Бир бәлвағ бир йол мустәмликичилики. Хитайниң асия-тинч окянни қоршивелиши. Хитайниң оттура шәрқни истила қилиши. Африқиниң хитай тәрипидин мустәмликә қилиниши. Хитайниң түркийәгә көрситидиған тәсири. Оттура асияда кеңәймичилик қәдәмлири вә башқилар.

Аптор бу китабта уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн техи ортақ бир хәлқаралиқ қарашниң һасил болмиғанлиқиниң сәвәби тоғрисида тохтилип, ислам дуняси вә хәлқара җамаәтниң хитай компартийәсиниң шәрқий түркистанда елип барған уйғур қирғинчилиқиға сүкүт қилишидики асаслиқ сәвәбниң иқтисадий вә сиясий мәнпәәт икәнликини көрсәткән.

Китабта йәнә, хитайниң тәшвиқат саһәсидә сәрп қилған хамчоти һәр йили нәччә милярд долларға йетидиғанлиқи, йәнә бир тәрәптин тәшвиқат вә елан-сәнәт арқилиқму өзигә қарши учур тарқилишиниң алдини еливатқанлиқи тәкитләнгән.

Аптор бу китабта йәнә уйғурлар диярида йүз бериватқан зулум вә ирқий қирғинчилиқни оттуриға қоюш арқилиқ дуняни шәрқтин келиватқан хитай мустәмликисиниң палакәтлиридин агаһландурған.

Биз бу китаб тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн китаб аптори абдулһеким идрис әпәнди вә бу китабни оқуп чиққан дуня уйғур қурултийи вәхпиниң рәиси абдурешит абдулһәмид билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдулһеким идрис бу китабни йезиштики мәқситиниң ишғал астидики шәрқий түркситанниң мустәқиллиқи вә уйғур қирғинчилиқиниң тохтитилиши үчүн азрақ болсиму һәссә қошуштин ибарәт икәнликини билдүрди.

Абликим идрис әпәнди китабниң исми тоғрисида тохтилип, уйғурларниң бешиға келиватқан паҗиәләрниң худди қиямәт қайим болғандәк бир һадисә болғанлиқи вә бу зулум вә ирқий қирғинчилиқниң хитай коммунсит һакимийити тәрипидин елип бериливатқанлиқи үчүн бу китабқа “қизил қиямәт” дәп исим қойғанлиқини билдүрди.

Абликим идрис әпәнди бу китабида “шәрқий түркистанда хитайниң йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи, ишғалийити, уйғурларни хитайлаштуруш, уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләрни өз топрақлиридин айриветиш, уларни һәм җисманий һәм роһий җәһәттин йоқитиш қатарлиқ җинайәтлири” ни хәлқара җамаәтчиликкә, болупму түркләргә, мусулманларға аңлитишқа тиришқанлиқини билдүрди.

Бу китабни оқуп чиққан абдурешит абдулһәмид әпәнди бу әсәрни шәрқий түркистан мәсилиси вә уйғурлар мәсилисини дуня җамаәтчиликигә тонутуш җәһәттики бир бошлуқни толдурди дәп қарайдиғанлиқини ипадилиди.

Абдурешит әпәнди бу китабниң әһмийити тоғрисида тохтилип, бу китабниң хитайниң йеңи йипәк йоли, йәни “бир бәлвағ бир йол” намидики истратегийәлик пиланиниң дуняға елип келидиған тәһдитлиридин дуня җамаитини агаһландуридиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.