Түркийәниң алания шәһиридә өткүзүлгән түрк мода вә сәнәт фестивалида уйғур рәссамларму көргәзмә ачти
2023.11.30
Түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йилини тәбрикләш мунасивити билән 28 -ноябир күни алания мәдәнийәт мәркизидә түрк мода вә сәнәт фестивали өткүзүлди; бу фестивалда, уйғур, қазақ, қирғиз, әзәрбәйҗан вә түрк қатарлиқ түркий хәлқләрниң сәнәткарлириниң мәдәнийәт вә қол-һүнәр сәнәт әсәрлири көргәзмигә қоюлди.
Уйғурларға вакалитән тәклип билән қатнашқан рәссам ғуламдин абдунияз әпәнди қапақ үстигә сизған май бояқ рәсимлирини көргәзмигә қойди.
Көргәзмә фестивалда йәнә қазақистанлиқ уйғур рәссам әхмәтҗан әхәт әпәнди уйғур мәдәнийәтлири намаян қилинған май бояқ рәсимлирини көргәзмигә қойди.
Бу фестивал пирограмма даирисидә түрк сәнәткарларниң һәр хил мәдәнийәт әсәрлири көргәзмигә қоюлуп, сәнәт һәвәскарлириға тәқдим қилинди.
Түркий хәлқләрниң мәдәнийәт вә сәнәт әсәрлирини бир йәргә җәм қилған бу фестивал, түркий милләтләрниң мәдәнийәт намайәндилирини заманиви дәвр билән бирләштүрүшни мәқсәт қилидикән.
Фестивалниң ечилиш мурасимида сөз қилған алания шәһәрлик һөкүмити рәиси адәм мурат йүҗәл әпәнди бу фестивалда қазақистан, әзәрбәйҗан, қирғизистан, яқутистан, уйғуристан, русийә вә украинадин қатнашқан сәнәткарларниң үч күн көргәзмә ачидиғанлиқини җакарлиди.
Фестивалниң ечилиш мурасимида сөз қилған қазақистанниң аланяда турушлуқ баш консули қуат қанафейоф түрк дунясиниң мәдәнийәт вә сәнәт саһәсидә һәмкарлиқ орнитишниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди:” мәдәнийәт вә сәнәт саһәләрдики һәмкарлиқ түрк дөләтләр оттурисидики мунасивәтләр үчүн интайин муһим, бу фестивалниң түрк дунясиниң тәрәққиятиниң бир балдақ юқири өрлишигә һәссә қошидиғанлиқиға ишинимән, охшимиған дөләтләрниң хәлқлиригә саһибханилиқ қиливатқан алания шәһири барғансери гүллинип, хәлқаралиқ мәдәнийәт паалийәтлиригә сәһнә болуватиду, бу хил фестиваллар дөләтлиримиз оттурисидики мәдәнийәт вә сәнәт тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болуш пурсити яритип бәрмәктә “.
Биз, бу фестивал тоғрисида техиму көп мәлумат елиш үчүн фестивалда рәсим көргәзмиси ачқан уйғур рәссам әхмәтҗан әхәт вә ғуламидин абдунияз әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Әхмәтҗан әхәт әпәнди бу фестивалда май бояқ рәсимләрни көргәзмигә қоюп, уйғурларниң мәдәнийити, тарихи вә асарә-әтиқилирини тонуштуруватқанлиқини, бу хил фестивалниң мушу җәһәттә әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Биз йәнә қапақ май буяқ рәссами ғуламидин абдунияз әпәндиниң көз-қарашлирини алдуқ.
Ғуламидин әпәнди, уйғурларниң мәдәнийитини тонуштуруш вә қапақ сәнити қол һүнириниң йоқап кәтмәй сақлинип қелиши вә башқиларға тонуштуруш мәқсити билән фестивалға қатнишип көргәзмә ачқанлиқини тәкитлиди.
Игилишимизчә, 28-ноябир күни ечилған бу хәлқара түрк мода вә сәнәт фестивали 30 -ноябирғичә давам қилған.