11 Нәпәр түрк мухбири хитайниң ташқи тәшвиқатиға васитә болуп бәрди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.08.16
Erjan-kuchuk-1024 “айдинлиқ” гезитиниң сабиқ мухбири әрҗан күчүк (Erjan Küchük) һейтгаһ җамәсиниң алдида. 2024-Йили авғуст, қәшқәр
Erjan Küchük

Йеқиндин буян хитайниң тәклипи бойичә уйғур елигә зиярәткә барған бир қисим чәт әллик саяһәтчиләр, болупму түркийәдин барған бәзи мухбирлар уйғурларниң “тинч, бәхтияр вә бихәтәр” яшаватқанлиқи, “районниң зор тәрәққиятқа еришкәнлики” һәққидә “иҗабий хәвәр” тарқатмақта. Хитай һөкүмити өзиниң тәшвиқат машинилирини ишқа селип, чәт әллик мухбирлар, болупму түркийәдин тәклип қилип апарған мухбирларниң аталмиш “гүзәл шинҗаң” һәққидики буйрутма сөзлирини хитай ичи вә сиртиға тарқитип, өзиниң хәлқарадики образини яхшилашқа урунмақта.

13-Авғуст күни хитайниң һөкүмәт таратқулирида елан қилинған “түрк таратқу хадимлири қәшқәрни махтиди”, “түрк мухбирлар: шинҗаңниң йеза-игилики илғар технологийә арқилиқ учқандәк тәрәққий қилипту” қатарлиқ бир йүрүш тәшвиқат хәвәрлири буниң дәлилидур.

Мәзкур хәвәрләрдә ейтилишичә, түркийәлик 11  нәпәр мухбир үрүмчи, куча, қәшқәр вә или қатарлиқ җайларда зиярәттә болған вә тәсиратини хитайниң “хәлқ тори” мухбириға аңлатқан. Әрдал әмрә исимлик бир түрк мухбир қорғаста илғар техника билән шохла (пәмидур) йетиштүрүватқан бир йеза-игилик ширкитини зиярәт қилғанда, өзиниң һәйран қалғанлиқини, һәтта бундақ илғар йеза-игилик техникисиниң мәвҗутлуқини ойлапму бақмиғанлиқини баян қилған. Буниңдин сирт “җумһурийәт” гезитиниң тор башқурғучиси нурәттин ақчай, хитай һөкүмәт мәтбуатиға бәргән баянатида, “бүгүн үрүмчидә һәммә адәм бизгә қарап күлүмсирәватиду. Бу уларниң бәхтлик яшаватқанлиқини көрситип бериду. Бу йәрдики реаллиқ ғәрб таратқулиридин аңлиғанлиримизға охшимайдикән” дегән.

Уйғур елини зиярәт қилған түрк мухбирларниң йәнә бәзилири ғәрб әллиридә дейиливатқандәк, һөкүмәтниң уйғурларға қаритилған бесим вә тәқиблириниң мәвҗут әмәсликини илгири сүргән.

Бу қетим хитай һөкүмитиниң орган гезити болған “нур гезити” идариси түркийәдики 8 ахбарат оргинидин җәмий 11 нәпәр мухбирни хитайға тәклип қилған. Уларниң ичидә “айдинлиқ” гезитиниң сабиқ мухбири, “медалниң икки йүзи: түркийәдики уйғурлар” намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишлигән әрҗан күчүкму бар икән. У, бу қетимқи зиярити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “биз ‛нур гезити‚ ниң тәклипигә бинаән, хитайға берип екскурсийә қилип кәлдуқ. Җәмий 11 нәпәр мухбир биллә бардуқ. Бизни үрүмчи, қәшқәр, куча вә ғулҗа қатарлиқ җайларни айландурди. Қәшқәр билән илини бәк яхши көрдуқ.”

У бизниң “хитай һөкүмити силәрни лагерларға апирип айландурдиму? уйғур җамаити силәрни хитайниң ялған тәшвиқатиға васитә болуп бәрди дәп тәнқид қиливатиду, буниңға немә дәйсиз?” дегән соалимизға җаваб бериштин өзини қачуруп, гәп темисини башқа яққа бурап мундақ деди: “мән бу һәқтә мақалә язимән. 9 Күн айландуқ, бу 9 күн җәрянида көргәнлиримни вә тәсиратимни язимән. Шу вақтида сизгә хәвәр қилимән.”

Түркийәниң “ийи” партийәсидин болған сабиқ парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди бу тоғрилиқ инкас қайтуруп, мундақ деди: “шәрқий түркистан бесивелинған земиндур. Шәрқий түркистан хитайниң бир парчиси әмәс. Буни яхши билишимиз керәк. Шуңа шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ күришини түркийә һөкүмити қоллиши керәк. Әгәр хитай растинла ‛ирқий қирғинчилиқ йоқ‚ дәйдикән, бундақ мухбирларни әмәс, бәлки һәр қайси сиясий партийәләрниң парламент әзалиридин, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллиридин тәркиб тапқан бир һәйәтниң шәрқий түркистанға берип зиярәт қилишиға рухсәт қилиши керәк. Биз 2018-йилидин тартип буни тәләп қилип  келиватимиз, бу тәләплиримизгә хитай техичә җаваб бәргини йоқ. Хитай ‛ирқий қирғинчилиқ йоқ‚ дегән сөзини испатлаймән десә, бизниң шәрқий түркистанға берип халиған җайларни екскурсийә қилип, халиған кишиләр билән көрүшүшимизгә дәрһал рухсәт қилиши керәк.”

Истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди, хитайниң йеқиндин буян түркийәдики солчил идийәдики бир қисим түрк сиясәтчиләр, оқутқучилар, мухбирлар вә тәтқиқатчи-мутәхәссисләрни уйғур елигә тәклип қилип, уларниң  ағзи арқилиқ өзиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини йепишқа урунуватқанлиқини, буниң һәм аз-тола болсиму пайдисини көрүватқанлиқини илгири сүрди.

Хитай компартийәси уйғур елини бесивалған 70 йилдин артуқ вақиттин буян уйғурлар өзлири билән қериндаш болған түрк хәлқигә хитайниң зулумлирини аңлитип кәлмәктә. Болупму, 2017-йилидин кейин уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқму түркийәдә көп билингән иди. Мушундақ бир әһвалда хитайниң бир қисим түрк мухбирлиридин пайдилинип, “уйғурлар бәхтлик яшаватиду”, “шинҗаң бәкла тәрәққий қилипту” дегәндәк тәшвиқатларни базарға селиши, түркийәдики  уйғурларни әндишигә салмақта. Әнқәрәдики түркийә дөләтлик радийо-телевизийә идарисиниң мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди, хитайниң тәклипи арқилиқ уйғур елигә берип кәлгән түрк мухбирларни телевизийәләрдә очуқ муназирә қилишқа тәклип қилди. У, хитайниң тәклипи вә орунлаштуруши бойичә уйғур елигә берип хитайниң тәшвиқатиға васитә болуп бәргән бундақ мухбирларни паш қилиш керәкликини, болмиса түркийәдила әмәс, бәлки пүтүн дунядиму сәлбий тәсир пәйда қилидиғанлиқини әскәртип өтти.

Игилишимизчә, хитайниң тәклипигә бинаән уйғур дияриға берип, хитайниң сияситини махтиған 11 нәпәр мухбирниң көпи түркийәдики солчил еқимға мәнсуп яки коммунизм идийәсини яқлайдиған кишиләр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.