Түрк оқуғучилар “хәлқара ана тил күни” хитайға наразилиқ билдүргән
2024.02.22

Түрк оттура мәктәп оқуғучилири “хәлқара ана тил күни” паалийитидә сәһнигә көк байрақ есиш, маска тақап номур орунлаш қатарлиқ символлуқ һәрикәтләр арқилиқ хитайниң уйғур ана тилини чәкләш сияситигә наразилиқ билдүргән.
Бу көрүнүшләр, 19-феврал коня вилайити сейидишеһир наһийәсидики шеһит муһсин киремитчи толуқ оттура мәктипи уюштурған “хәлқара ана тил күни” ни хатириләш паалийитидә сәһнигә елип чиқилған. Сәһнигә шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи есилған болуп, йүзлиригә бу байраққа тәқлид қилип ясалған ниқаб тақап чиққан 7 нәпәр түрк оқуғучи “шәрқий түркистан истиқлал марши” ни орунлап, уйғурларға һесдашлиқ билдүргән вә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлири, җүмлидин уйғур тилиға қаратқан чәкләш сиясәтлирини әйлигән.
Мәктәп мәсуллириниң билдүрүшичә, мәзкур номур яхши тәйярлиқ билән сәһнигә елип чиқилған һәмдә паалийәткә қатнашқан 400 гә йеқин оқуғучи алдида орундалған.
Мәзкур толуқ оттура мәктәпниң муавин мүдүри абдурәһим қабан әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “йеқиндин буян түркийәдики мәктәпләрдә давамлиқ һалда пәләстин мәсилиси тоғрисида паалийәтләр өткүзүлмәктә. Мән оқуғучиларға ‛шәрқий түркистан түркләрниң қаниған яриси. Силәр яхши билмәйдиған зулумға учраватқан қериндашлириңлар бар‚ дегән идим. Улар наһайити яхши тәйярлиқ қилип ‛хәлқара ана тил күни‚ гә тоғрилап бу паалийәтни өткүзди. 395 Оқуғучимиз қатнашти. ”
У йәнә, өзиниңму хитайниң уйғур тилини чәкләш сияситигә қаттиқ наразилиқ билдүридиғанлиқини баян қилди. У мундақ деди: “оқуғучилиримиз шәрқий түркистан тоғрисида йезилған шеирларни декламатсийә қилди, еғизлириға маска тақап хитайниң уйғурларниң тилини чәкләш сияситигә наразилиқ билдүрүшти. Уйғурлар дуня мәдәнийитигә болупму түрк мәдәнийитигә зор төһпә қошқан бир хәлқ. Шуңа биз хитайниң уйғур тилини чәклишигә қаттиқ наразилиқ билдүримиз.”
Коня сәлҗуқ университети оқутқучиси доктор адилҗан әруйғур әпәнди бу паалийәткә тәклип билән қатнишип, паалийәт әһлигә уйғурларниң тарихи, тили вә нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән.
У зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғинда толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниң һәр хил васитиләр арқилиқ хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сияситигә, болупму ана тилини чәкләш сияситигә наразилиқ билдүрүшкә тиришқанлиқини билдүрди.
Униңдин башқа “хәлқара ана тил күни” ни түркийә пайтәхти әнқәрәдики уйғурларму 18-феврал өз алдиға паалийәт тәшкилләп, уйғур ана тили вә уйғур миллий кимликини қоғдашниң муһимлиқини тәкитләшкән. Өсмүрләр өзлири тәйярлиған сәрхил номурлири арқилиқ ана тил сөйгүсини изһар қилғандин башқа, һөрлүккә болған арзу-үмидлириниму баян қилишқан.
“шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписи” ниң рәиси дохтур абдукерим буғра әпәнди ана тил паалийитигә әнқәрәдики уйғур ата-аниларниң актип иштирак қилғанлиқини, паалийәтниң түркийәдики уйғурларниң өз кимликини сақлап қелишиға пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
У, мундақ деди: “вәхпимиз қурулғандин буян түркийәдә туғулуп чоң болған балиларға ана тилини өгитишкә алаһидә әһмийәт берип келиватимиз. Буни муһим бир хизмәт сүпитидә тутуп, һәр һәптә ахири балиларниң йеши, уйғур тили сәвийәсигә қарап 3 синипқа айрип уйғурчә өгитиватимиз. Чүнки уйғур тили уйғур пәрзәнтлириниң писхика, әқлий тәрәққият вә миллий роһ тәрбийәсидә муһим рол ойнайду, тил өгиниш динни чүшиниш вә миллий кимликни қоғдаш җәһәттин интайин муһим. ”
Түркийәдә уйғурлар саниниң көпийишигә әгишип уйғурлар яшаватқан көплигән шәһәр вә районда ана тил синипи ечилған. Бу мәктәпләр 21-феврал “хәлқара ана тил күни” ни һәр йили һәр хил шәкилдә хатириләп кәлмәктә.