“қәдимки түрк тарихи” намлиқ китаб истанбулда нәшрдин чиқти
2023.09.25

“қәдимки түрк тарихи” намлиқ китаб кроник (Kronik) нәшрияти тәрипидин йеқинда истанбулда нәшр қилинди. Истанбулдики мимар синан гүзәл сәнәт университетиниң профессори, тарихшунас әхмәт ташағил язған бу китабта түркләрниң келип чиқиш тарихи, дөләт идарә қилиш системилири вә хитай билән болған мунасивәтлири, шуниңдәк уйғурларниң тарихи вә йипәк йоли тоғрисида тохталған. Биз бу китабниң нәшр қилиниш мунасивити билән китабниң аптори профессор әхмәт ташағил билән сөһбәтләштуқ.
Мухбир: һөрмәтлик профессор әхмәт ташағил әпәндим, сизниң “қәдимки түрк тарихи” намлиқ китабиңизниң нәшр қилинғанлиқини тәбрикләймән. Алди билән китабтики мәзмунлар тоғрисида бизгә сөзләп бәргән болсиңиз?
Профессор әхмәт ташағил: “алди билән тәшәккүр ейтимән, ‛қәдимки түрк тарихи‚ намлиқ китабимда охшимиған заманларда язған мақалилиримни йиғинчақлап бир китаб һалиға кәлтүрдүм, булар болса омуми мулаһизиләр, қазақистан вә қирғизистан таш рәсимлири, тарихқа охшимиған нуқтидин қараш, дегәндәк мақалилиримдин тәркиб тапиду. Униңдин кийин әргинә қунниң орни һәққидә өзүм биваситә еришкән әслий һөҗҗәтни елан қилған идим, уни қоштуқ. Униңдин кийин көк түркләрниң иҗтимаий қурулмиси вә идарә қилиш усули һәққидә тохталған болдуқ. Буниңдин башқа хитай вә көк түрк мунасивәтлири, йәнә ‛көл текин мәңгү теши‚ниң хитайчә текисти һәққидә язған бир мақаләм бар, түркләр хитай императорини қоршавға алған 615-йилидики ‛йәнмен қоршави‚, йәнә түрк тарихиға алақидар хитай мәнбәлириниң тарқилиши тоғрисидики көз қарашлар баян қилинди. Китабта йәнә йипәк йоли вә түркистан тарихи һәққидә охшимиған шәкилдә көп тәрәплимә тохтилишқа тириштуқ. Шундақла түркистан шәһәрлириниң вәзийити йәни турпан, қарашәһәр, кучар, қәшқәр, хотән, сәмәрқәнт, ташкәнт, бухара, қумул дегәндәк шәһәрләр вә бу шәһәрләрниң тарихи һәққидә тохталдуқ. Шәрқий түркистандики бир түрк шәһири болуш сүпити билән хотән, шуниңдәк манас, иссиқ көлгә охшаш исламийәттин бурунқи түрк тарихиниң сәһипилирини җуғрапийә вә тарих нуқтилиридин йорутуп беришкә тириштуқ. Буниңдики мәқситим болса охшимиған заманларда рояпқа чиқарған материяллиримни йиғинчақлап оқурмәнләрниң диққитигә сунуш иди. Дәрвәқә бу нишанимға йәттим, дәп қараймән. Чүнки бу китаб оқурмәнләрниң обданла диққитини тартти”.
Мухбир: бу китабтики уйғурлар тоғрисида йезилған мәзмунлар һәққидә техиму тәпсилийрәк сөзләп бәргән болсиңиз?
Профессор әхмәт ташағил: “уйғурлар тоғрисида көп санда мақаләм вә китабимму бар. Бир китабимда уйғурларниң келип чиқиши вә 840-йилиғичә болған тарихини әтраплиқ йорутуп беришкә тиришқан вә мувәппәқийәт қазанған идим. Бу китабта болса шәрқий түркистанниң шәһәрлири алаһидә диққәт тартиду, йәни турпан, қарашәһәр, хотән, қәшқәр, кучар, қумул дегәндәк шәһәрләр интайин муһимдур. Йәнә хотән һәққидә айрим тохталдим. Бу йәрдин явропаға йөткәлгән сандуқ-сандуқ әсәрләр, асарә-әтиқиләр, йәни қисқичә қилип ейтқанда, шәрқий түркистанниң тарихини, хусусән шәһәр тарихини йорутуп беришкә тириштим. Болупму хотән бу нуқтида диққәткә сазавәр. Чүнки хотән шәһири қаштеши җәһәттин дуня бойичә әң мәшһур, қаштешиға әң бай бир йәрдур. Бу әһвал мениңму интайин диққитимни тартқан иди. Униңдин башқа хотәндин башқа йипәк йоли һәққидики тәтқиқатлиримму интайин әһмийәткә игә дәп қараймән. Хуласә қилип ейтидиған болсақ, шәрқий түркистан билән алақидар болған қәшқәр, кучар, ақсу, ғулҗа, үрүмчи, хотән дегәндәк шәһәрләрни тәтқиқ қилдим. Бу нуқтидин елип ейтқанда китабимда шәһәр тарихи вә йәрлик тарих темилирида тохталған болдум”.
Мухбир: һөрмәтлик әхмәт ташағил әпәндим, сиз түркләр вә уйғурларниң тарихи тоғрисида бир қанчә китаб вә мақалиләр яздиңиз. Бу китаб вә мақалиләрдики бәзи һәқиқәтләр, болупму шәрқий түркистанниң әсли игилири әзәлдин уйғурлар икәнлики тоғрисидики мақалилириңиз хитайларға яқмайду, мушундақ әһвалда хитай тәрәптин сизниң язған әсәрлириңизгә қарши биваситә яки васитилик наразилиқ яки етиразлар болдиму?
Профессор әхмәт ташағил: “алди билән ‛түрк тарихи‚ вә ‛уйғур тарихи‚ дейиш тоғра әмәс. Бундақ айриш түптин хата. Биз буни бир пүтүн түрк тарихи дәп атаймиз. Мән уйғур қағанлиқини үчинчи түрк ханлиқи дәп қараймән. Чүнки бу ханлиқ тамамән көктүркләрниң давами дәп қарилиду. У чағларда түркләр қәбилә шәклидә яшайтти, лекин барлиқ түрк қовми бир пүтүн һаләттә иди. Көк түрк қағанлиқи йимирилгәндин кийин қағанлиқ уйғур қәбилисиниң қолиға өтти, уйғурларму ханиданлиқни 100 йилға йеқин қолида тутуп туралиди. Хитайларниң бу китабқа қарита қандақ позитсийә билдүрүшиниң мән үчүн һеч қандақ әһмийити йоқ, чүнки мән бу китабни хитай мәнбәлиридә йезилған һөҗҗәт вә материялларға асаслинип яздим. Омумән мәндин илгири шәрқтә вә ғәрбтә бу темиларда әсәрләр йезилған, тәтқиқатлар елип берилған. Бизму охшаш шәкилдә хитай мәнбәлиригә асаслинип туруп яздуқ, йәни биз тарихни һәқиқий чинлиқи билән йезишқа тиришип келиватимиз. Мән бу нуқтида кимниң немә дейишини пәрвайимға алмаймән. Тарихи һәқиқәт қандақ болса шуни өз пити йезишқа тиришимән, шуңлашқа хитайларниң наразилиқи мән үчүн бәрибир. Лекин хитайларниң мениң язғанлиримдин биарам болидиғанлиқини тәхмин қилимән, бундақ болуши тәбиий әһвал. Бу нуқтидин қарайдиған болсақ тарихниң әң қәдимки мәзгилидин буян шәрқий түркистанда, шимали хитайда, һәтта моңғулийәдиму түркләр яшайтти. Бу алаһидә бир әһвал әмәс”.
Мухбир: һөрмәтлик профессор әхмәт ташағил әпәндим, сизчә уйғурларниң түрк тарихида қандақ әһмийити бар? уларниң һазирқи әһвалиға қандақ қарайсиз?
Профессор әхмәт ташағил: “уйғурларниң түрк тарихидики орни һәқиқәтән муһим әһмийәткә игә. Буниңға көп тәрәплимә қараш керәк. Бозқир (яйлақ) дәвридики уйғурлар худди башқа түрк бозқир қәбилилиригә охшаш өзлирини бәрпа қилған вә өзлириниң мәвҗутлуқи үчүн тиришчанлиқ көрситип яшиған бир түрк қәбилисидур. Уйғурлар шәһәрлишип яшаш системисиға өткәндин кийин турпандин башлап қәшқәргичә болған район, йәни бүгүнки күндә уйғурлар яшаватқан шәрқий түркистан райони түркләрниң мәдәнийәт тарихида интайин қиммәтлик орун игиләйду. Уйғурлар шәһәрлишиш, бинакарлиқ, дин, язма һөҗҗәтләр, рәсим сәнити, музика дегәндәк саһәләрдә алаһидә рол ойнап кәлмәктә. Мәнчә уйғурлар түрк мәдәнийәт тарихиниң интайин қиммәтлик бир түврүки һесаблиниду, биз омумән һәм уйғурлар яшаватқан йәрләрдә һәм бүгүнки явропа музейлирида, җүмлидин париж, лондон, берлиндики музейларда буниң испатлирини көрүвалалаймиз. Мана мушуларниң һәммиси бир пүтүн шәкилдә уйғур тарихиниң шәһәр мәдәнийити саһәсидә нәқәдәр қиммәткә игә икәнликиниң намайәндисидур. Мана булар түрк шәһәр мәдәнийити, түрк деһқанчилиқи, түрк қанун һөҗҗәтлири тоғрисида бизгә наһайити қиммәтлик мәлуматлар сунмақта. Шу сәвәбтин биз уйғурларни алаһидә орунға қоюп келиватимиз, болупму мән шундақ хуласә чиқиримән. Олтурақлишиш системисиға киргән вә кирмигән пүтүн уйғурлар биз үчүн охшашла қиммәтлик. Лекин тунҗи олтурақлишиш буюмлирини мәйданға кәлтүргән уйғурларниң дуняниң әң гүзәл шәһәрлири болған қәшқәр, хотән, йәкән, турпан дегәндәк йәрләрдә яшиғанлиқи вә шәһәрлишиш саһәсидә муһим мәһсулатларни тунҗи болуп рояпқа чиқарғанлиқи бизниң мәдәнийәт тарихимизниң наһайити қиммәтлик бир нуқтиси һесаблиниду”.