Җаза лагерлири тема қилинған “шәрқий түркистанниң сулғун чечики-гүлмирә” намлиқ түркчә роман йоруқ көрди
2023.05.04

Хитай уйғур тилидики маарипни чәкләп, миллий әдәбият-сәнәтниң тәрәққиятини тосуватқан бүгүнки күндә, уйғур әдәбияти, җүмлидин уйғур тарихи вә мәдәнийәт-сәнитигә даир китаблар түркийәдә арқа-арқидин нәшр қилинмақта. Болупму түрк язғучиларниң уйғурлар тоғрисида түрк тилида язған романлириму йоруқ көрмәктә. Бу романларниң тәсири билән уйғур ирқий қирғинчилиқи түркийәдә техиму кәң тонулушқа башлиди. Әнә шундақ романларниң бири, түрк язғучи вә сиясәтчи һәқвәрди алтуғ язған “шәрқий түркистанниң сулғун чечики-гүлмирә” (Doğu Türkistan’in yorğun çiçegi Gülmira) намлиқ романдур.
337 Бәтлик мәзкур романни түркийәниң әнқәрә шәһиридики “гәҗә” нәшрияти нәшр қилған болуп, китабниң қара рәңлик муқависиға ай-юлтузлуқ көк байрақниң сүрити берилгән.
Мәзкур романниң аптори һәқвәрди алтуғ әпәнди, китабниң ахирида романниң мәзмуни тоғрисида қисқичә мәлумат берип мундақ дәп язған: “гүлмирә пәқәтла бир қизниң исми әмәс. У, шәрқий түркистанда зулумға учраватқан милйонлиған уйғурларниң бир, йәни уйғур аяллириниң бири. Бу китабта 1949-йили хитай тәрипидин бесивелинған шәрқий түркистанниң, шундақла уйғур түрклириниң бешидин өткүзгән һәқиқий бир һикайә баян қилинған. Китабда уйғур түрклириниң өз земинида хитай һөкүмити тәрипидин системилиқ һалда елип бериливатқан ассимилатсийә, ирқий қирғинчилиқ вә зулум, җаза лагерлирида уйғур ханим-қизлири дучар болуватқан кәмситиш, иппәт-номусиға чеқилиштәк вәһшиликләр баян қилинған. Мәзкур китаб милйонлиған гүлмирәләрниң ичидики бир гүлмирәниң бешидин өткүзгән азап-оқубәтлири, һәсрәт вә пиғанлири тәсвирләнгән романдур. Әгәр бираз виҗданиңиз болса, бу романни оқумаң, чүнки виҗданиңиз һәргиз чидимайду. Әң ахирида мустәқил шәрқий түркистан дөлитини көрәлишимизни үмид қилимән!”
Китаб һәққидә зияритимизни қобул қилған язғучи һәқвәрди алтуғ әпәнди, “шәрқий түркистанниң һарғин чечики гүлмирә” намлиқ тарихий романни йезиш пикриниң өзидә қандақ пәйда болғанлиқи тоғрисида мундақ деди: “мән бурундин тартип түрк дунясиға, болупму шәрқий түркистанға бәкла қизиқаттим. Кейинчә шәрқий түркистанлиқлар билән тонуштум. Түркийәдики вә дуняниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң паалийәтлирини изчил һал көзәттим, шәрқий түркистан һәққидә йезилған көп сандики китаб вә мақалиларни оқудум. Болупму 2017-йили җаза лагерлири мәсилиси оттуриға чиққандин кейин, нурғун уйғурлар билән көрүшүп, бу романни йезишқа қарар бәрдим. 4 Йил кечә-күндүз тиришип, бу романни йезип нәшр қилдурдум.”
Түркийә дөләтлик радийо-телевизийә идарисиниң мухбири, уйғур зиялийси миркамил қәшқирий әпәнди мәзкур романни оқуғанлиқини, буниң мәзмун вә услуб җәһәттин яхши роман болғанлиқини, җаза лагеридин қутулуп чиққан гүлмирә намлиқ бир аялниң кәчүрмишлирини баян қилиш арқилиқ, хитайниң уйғур ханим-қизлириниң иппитигә чеқиливатқандәк инсан қелипидин чиққан рәзилликлирини паш қилғанлиқини, бу романниң уйғур қирғинчиқини түрк җамаәтчиликигә аңлитиш җәһәттә муһим бир әсәр болғанлиқини баян қилди.
Измир егә университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, әдәбият-сәнәтниң, болупму романларниң уйғурларниң әһвалини дуняға аңлитишта ролиниң зор икәнликини, шуңа бу романниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан инсанийәткә қарши җинайитини түрк дунясиға тонутушта зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Түркийәдә уйғурчә романлардин “султан сатуқ буғрахан”, “мәхмут қәшқири”, “идиқут” қатарлиқлар түрк тилиға тәрҗимә қилинғандин сирт, түрк язғучилар тәрипидин “җимҗит көчүш”, “осман батур”, “йолда қалғанлар”, “сәләнгә” вә “көк көз йеши” қатарлиқ тарихий романларму йезилди.