Түркийәдики 88 нәпәр шаир уйғурларни қоллап ортақ баянат елан қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.07.09
Түркийәдики 88 нәпәр шаир уйғурларни қоллап ортақ баянат елан қилди Түркийәдики 88 нәпәр шаир уйғурларни қоллап ортақ баянат елан қилди
Social Media/ RFA

Түркийәдики 88 шаир вә шаирә ортақ ахбарат баянати елан қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини тохтититишқа чақириқ қилди.  Мәзкур ахбарат баянатида мунулар йезилған: “унутулмисунки, адәм бар йәрдә  шеирму мәвҗут болиду.  Шеир кишиләрниң дини, тили, миллити, синипи вә җинсийити немә болушидин қәтийнәзәр, барлиқ инсанларниң ортақ қиммитини қоғдайду. Биз шеирлиримиз билән зулумға қарши туралайдиғанлиқимизға ишинимиз. Шеир һәр даим һәммә адәмдин сәзгүрдур. Шеир кишиләр қийин әһвалда қалғанда, зулумға  учриғанда вә қирғинчилиқ хәвпигә дуч кәлгәндә, һәммидин балдур йетип келиду. Шеир адәмләрни кишилик һәқ вә һоқуқиға һөрмәт қилишқа, адаләтлик болушқа, езиливатқан хәлқләрни қоллашқа вә уларға ярдәм қолини узитишқа чақириду. Шәрқий түркистанлиқларға еғир зулум селиватқан хитай хәлқ җумһурийитигә шуни демәкчимизки, бовақларға, балиларға, яш-өсмүрләргә, аялларға, қисқиси барлиқ шәрқий түркистанлиқларға қиливатқан ‛хитай ишкәнҗисини‚ тохтат. Мәдәнийәт вә ирқий қирғинчилиқни тохтат!” 

Бу 88 шаир вә шаирә ичидә түркийә вә дуняда тонулған, шеирлири башқа тилларға тәрҗимә қилинған көп санда шаир вә шаирәләрму бар икән. “қарар” гезитидә 7-июл күни  елан қилинған хәвәргә қариғанда,булардин бири нургүл улу ханимдур. У уйғурлар һәққидә мунуларни язған: “хитай дөлити, силәр кишиләрниң ғурур вә абройиға һөрмәт қилмиғанлиқиңлар үчүн кишилик һәқ вә һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан шәрқий түркистанлиқлардин әпу сораңлар. Шуни унутмаслиқиңлар керәкки, қояш һәммә адәмгә охшаш узақлиқта, һәммимиз охшаш қояшқа қараймиз. Сән садир қиливатқан җинайәт пүткүл асманни қаплиди. Сән шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулум сиясәтлириңни йезиш үчүн пүтүн дунядики қәләм билән қәғәзниңму  йәтмәйдиғанлиқини  яхши билишиң керәк!” 

Тонулған шаир мәвлана идрис зәнгин әпәнди бу һәқтә мунуларни язған: “шәрқий түркистандики бу вәһшиликкә қарита сүкүттә туруватқан дөләтләрни вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза тәшкилатлар билән хитай дөлитиниң контироли астидики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин шуни соримақчимизки, кишиләр анисидин туғулғанда вә яшаш җәрянида игә болған кишилик һоқуқлири бунчиливала дәпсәндичиликкә учраватса, сүкүттә турғили боламду? шәрқий түркистанлиқларниң қәлбни дағлайдиған пәрядини аңлимиған инсанлиқ, йиқилған йеридин өрә тураламду?” 

“88 нәпәр шаир қол қойған бу ахбарат баянатини елан қилиштики мәқсәт немә иди?” дегән соалимизға тонулған язғучи бәстами язған әпәнди мундақ җаваб бәрди: “бир йәрдә зулум болса яки матәм болса, буларни тунҗи болуп шаирларниң қәлби һес қилиду. Шуңа биз шаирлар хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумиға наразилиқ билдүрүш үчүн бу ахбарат баянатини елан қилдуқ.” 

88 Нәпәр шаир вә шаирәниң хитайға қарши ахбарат елан қилип, уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа чақириши немидин бишарәт бериду? һаҗи байрам университети әдәбият пәнлири бойичә магестирлиқ аспирантлиқида оқуватқан мәхмутҗан ясин әпәнди буниң түркийәдики йеңи бир йүзлиниш икәнликини оттуриға қойди. 

Истанбулдики уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим ортақ ахбарат баянати елан қилған 88 шаир ичидин бәзилирини тонуйдиғанлиқини, буниң уйғур дәвасидики зор илгирләш икәнликини тәкитлиди. 

Йеқиндин буян түркийәдики һәр қайси саһа вә кәсптики кишиләрниң арқа-арқидин баянат елан қилип, хитайни әйибләп, уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрмәктә. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәттуллаһ оғузхан әпәнди буниң түркийәдә шәрқий түркистан дәвасиниң зор қәдәмләр билән илгирләватқанлиқини көрситип беридиғанлиқини, буниңдин қаттиқ хурсән болғанлиқини баян қилди.

Мәхмутҗан ясин әпәнди уйғурларниң дәвасини язғучи, шаир вә әдәбиятчиларға аңлитишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди. 

Бу йил май ейида түркийәдики 73 адвокатлар идариси билән 7 шәһәрлик парламенттики бәзи сиясий партийәләргә мәнсуп парламент әзалири уйғурларни қоллап, хитайни әйибләп баянат елан қилған иди.       

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.