Түркийә баш әлчисини өз ичигә алған 49 дөләтниң 70 тин артуқ дипломати уйғурлар мәсилисидә хитайға янтаяқ болған
2024.04.15

Түркийәни өз ичигә алған 49 дөләттин кәлгән 70 чәт әллик дипломат бейҗиңда хитай әмәлдарлири саһибханилиқ қилған чоң зияпәткә қатнашқан. Улар өзлириниң уйғур елиға қилған зиярити вә бу җәряндики тәсиратлирини баян қилип, хитайниң “шинҗаң сиясити” ни махтиған. Улар йәнә “бир бәлбағ вә йол” қурулуши бойичә хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишни үмид қилидиғанлиқини билдүрүшкән. Мутәхәссисләр, хитайниң бу түрдики паалийәтләр арқилиқ, уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ тәнқид вә әйибләшни рәт қилип, хәлқарадики тәсирини кеңәйтишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрмәктә.
“тәңритағ тори” ниң хәвиригә асасланғанда, 2024-йили 4-айниң 10-күни, йәни рози һейт күни түркийә баш әлчисини өз ичигә алған 49 дөләттин кәлгән 70 дин артуқ әлчи вә дипломат, хитай һөкүмити бейҗиңда орунлаштурған зияпәткә қатнашқан. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй, аптоном районниң рәиси әркин туняз қатарлиқларму бу зияпәткә иштирак қилған.
Хәвәрдә мундақ дейилгән: “49 дөләтниң хитайдики 70 дин артуқ әлчи вә дипломатлири шинҗаң зиярити җәрянида өзлириниң һәқиқий чүшәнчиси вә шәхсий кәчүрмишлири асасида шинҗаңниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққияти һәмдә кишилик һоқуқни қоғдаш мувәппәқийәтлирини баян қилип, достлуқни қайта тәкитлиди. Улар, шинҗаңниң иқтисадий, мәдәнийәт вә башқа саһәләрдә қолға кәлтүргән нурғун мувәппәқийәтлирини өз көзи билән көргәнликини ейтти, шундақла хитай билән болған һәмкарлиқни йәниму күчәйтидиғанлиқини билдүрүшти” .
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенри шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу һәқтә пикир баян қилип, мундақ деди:
“биз хитайниң бу хилдики кәң көләмлик тәшвиқат паалийәтлирини бурунқи сөһбәтлиримиздә тилға алған идуқ. Хитай һөкүмити бир тәрәптин, уйғур районидин бир қисим йәрлик кишиләрни таллап чәт әлгә чиқарса, йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмитини қоллайдиған чәт әллик дипломатлар вә мухбирларни уйғур райониға әвәтип, өзиниң сиясий тәшвиқати үчүн пайдилиниватиду. Буниңдики түп мәқсәт районда һәммә ишларниң нормал һаләткә қайтқанлиқини ташқи дуняға аңлитиштин ибарәт. Шуниң билән бир вақитта, хитай йәнә бу хил тәшвиқат арқилиқ райондики аталмиш ‛ашқунлуқ‚ ни бесиқтурушта мувәппәқийәт қазанғанлиқини намайиш қилмақчи болуватиду”.
Хәвәрдә түркийә, сүрийә вә африқа дөләтлириниң бир қисим баш әлчилириниң хитайниң уйғур районидики сияситини махтиғанлиқи, уларниң “америка вә ғәрбтики бир қисим күчләр шинҗаң һәққидә ялған учур тарқитиватиду” дегәнлики тилға елинған. Хәвәрдә түркийәниң хитайдики баш әлчиси исмаил һәққи мусаниң сөзлиригә алаһидә урун берилгән.
Доктор һенри шаҗивски түркийә, сүрийә вә җәнуби африқа қатарлиқ дөләтләрниң хитайда турушлуқ баш әлчилириниң хитайни махтап қилған сөзлиригә сөзлиригә рәддийә бәрди.
Хәвәрдә дейилишичә, түркийә баш әлчиси исмаил һәққи муса “йәр шари вақит гезити” ниң мухбириға мундақ дегән: “бүгүнки шинҗаң ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушиниң ядролуқ нуқтиси, шундақла учур-алақә вә сода-тиҗарәтниң мәркизи. Бу йил биз юқири дәриҗилик вәкилләр өмикини тәшкилләп, шинҗаңни зиярәт қилип, икки тәрәпниң күчлүк һәмкарлиқини йәниму күчәйтишни үмид қилимиз. Биз шинҗаңниң кәлгүси тәрәққиятиға ишинимиз. Мән шинҗаңниң мәззилик йемәкликлирини, гүзәл мәнзирилирини, қизғин вә меһмандост һәр милләт хәлқини дуняға тонуштуримән” .
Доктор һенри шаҗивски, түркийә баш әлчиси исмаил һәққи мусаниң хитайниң депиға уссул ойнаватқанлиқини, униң дегәнлириниң пәқәтла бир дипломатик ейтим яки һекайә икәнликини, әмәлийәт йәни пакитниң ундақ әмәсликини илгири сүрди:
“бу бир мурәккәп соал. Түркийә һөкүмити бурун хитайниң уйғур сияситини тәнқид қилатти. Лекин һазир түркийәниң у тәнқиди пикри йоқап кәтти. Әгәр мени түркийәниң баш әлчиси исмаил һәққи мусаниң қилған сөзлиригә қандақ баһа берисиз десиңиз, у хитай һөкүмитиниң депиға уссул ойнаватиду. Йәни хитай даирилириниң арзу қилғинини қиливатиду вә сөзләватиду. Исмаил һәққи муса хитай һөкүмитиниң дегәнлирини тәкрарлаватиду. Бу хитай һөкүмитиниң уни шинҗаңға елип берип пул хәҗлигәнликиниң нәтиҗиси. Хитайниң буниңға охшаш шәхсләрни уйғур райониға елип келишидики мәқсити, өзлириниң уйғур районида қилған-әткәнлириниң вә йүргүзгән сияситиниң орунлуқ икәнликини испатлаш үчүндур. Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмити бу хил усуллар арқилиқ өзиниң сияситини тәшәббусини техиму күчәйтиштин ибарәт. Мән биз аз бурун дегәндәк, хитай һөкүмити өзлири орунлаштурған саяһәт вә қилған тиришчанлиқиниң нәтиҗисини еливатиду” .
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти доктор әркин әкрәм, түркийә баш әлчиси исмаил һәққи мусаниң қилған сөзи вә түркийәниң уйғур сиясити һәққидә пикир баян қилип мундақ деди: “түркийәниң уйғурларға қарита давамлаштуруватқан изчил бир сиясити йоқ. Һәр қетим һакимийәт бешиға кәлгән партийәниң уйғур сиясити пәрқлиқ. Һазирқи адаләт вә тәрәққият партийәсиму шундақ қиливатиду. Йәни түркийә хәлқара вәзийәткә қарап вә өзниң мәнпәәтини алдинқи орунға қуюп һәрикәт қиливатиду” .
Түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил һәққи муса бу йил 30-январ үрүмчидә ма шиңрүй билән көрүшкәндә, хитай билән бирликтә террорлуққа қарши туруш, диний вә башқа саһәләрдә өз ара һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқни билдүргән иди.
Америка като институтиниң тәтқиқатчиси мустафа ақйол (Mustafa Akyol) түрк хәлқиниң уйғурларни қоллап һесдашлиқ қилсиму, түркийә һөкүмитиниң уйғур сияситиниң интайин мүҗмәл вә мурәккәп икәнликини илгири сүрди. У мундақ деди:
“әпсуслинарлиқи шуки, йеқинқи он йилдин буян түркийәниң уйғур сиясити интайин мүҗмәл вә интайин мурәккәп болуп кәлди. Бир тәрәптин, түркийәдики түрк аммиси арисида уйғурларға қарита һәқиқий бир һесдашлиқ мәвҗут. Йәни уларда хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан зулумлириға нисбәтән бир сәзгүрлүк бар. Биз пат-пат түркийдә һакимийәт йүргүзүватқан сиясийонларниң хитайниң уйғур сиясити һәққидә бәзидә хитайни тәнқид қилған, бәзидә уйғурларни қоллиған иҗабий баянлирини аңлаймиз. Йәнә бир тәрәптин, түркийә гео-сиясий җәһәттин өзигә мувапиқ орун издимәктә. Буниң билән түркийә барғансери ғәрбтин йирақлап, хитайни бир потенсиял күч сүпитидә көрүп, униң билән йеқинлишиватиду. Әпсуслинарлиқи түркийә демократийәдин йирақлишиватиду. Түркийдә һакимийәт йүргүзүватқан сиясийонлар арисида ғәрбкә қарши, хитай яки русийәгә һесдашлиқ қилидиған кишиләр бар. Бу кишиләрниң һазирқи һөкүмәткә қарита бәлгилик тәсири бар” .
Бейҗиңдики зияпәттә җәнубий африқа, пакистан, қазақистан, иран, сүрийә қатарлиқ дөләтләрниң баш әлчилириму хитай билән, болупму уйғур райони билән болған иқтисадий вә сода һәмкарлиқини күчәйтишни үмид қилидиғанлиқини ейтқан. Бу йеқинқи йиллардин буян уйғур аптоном районлуқ даириләр уюштурған ташқи тәшвиқат саһәсидики паалийәтләрниң әң чоңи һесаблинидикән.