Назим батурхан: “завутимизда ишләп чиқарған малларни америка вә явропа дөләтлиригә експорт қиливатимиз”
2023.04.03
70-60 Йил бурун өз вәтинини ташлап чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған уйғурлар вә уларниң пәрзәнтлири дуняниң һәрқайси җайлирида һәр саһәдә игилик тикләшкә башлиғаниди. Булардин бири һазир түркийәниң қәйсәри шәһиридики санаәт районида “түркистан машина вә санаәт” намида завути бар назим батурхандур.
Һазир назим батурханниң завутида 60 адәм ишләватқан болуп, улар мих ишләпчиқирип америка вә явропа дөләтлиригә експорт қилғандин сирт түркийәдики даңлиқ кариват, сафа, орундуқ вә үстәл ишләпчиқиридиған завутларға сатмақта.
Карханичи назим батурхан зияритимизни өз завутида қобул қилип, 2010-йилидин кейин завутта ишләпчиқириливатқан малларниң хилини азайтип малниң миқдарини көпәйткәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “биз 2011-йилидин буян ишчимизниң санини көпәйтмидуқ. Истанок машинилиримизни аптоматиклаштүрүп, аз ишчи билән көп мал ишләпчиқиришқа башлидуқ. Бурун 250 хил мих ишләп чиқарған болсақ, һазир уни 200 хилға чүшүрүп, көп миқдарда ишләп чиқириватимиз”.
Назим батурхан әпәнди завутта ишләп чиқириватқан михларни америка вә явропа дөләтлиригә експорт қиливатқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “оғлум баһадир батурхан әнқәрәдики билкәнт университетини пүттүрүп, инглизчини яхши өгинип кәлгәндин кейин, завуттики ишларни өгәнди вә бизму өгәттуқ. Андин кейин маллиримизни явропа дөләтлиригә експорт қилишқа башлидуқ. Буни йилдин йилға көпәйтиватимиз. Һазир биз америка германийә, русийә қатарлиқ дөләтләргә мал сетиватимиз. Украинағиму сетивататтуқ, лекин һазир уруш болуватқан болғачқа тохтап қалди. Фирансийәдики ширкәтләр билән алақилишиватимиз. Експорт ишлири наһайити қейин, лекин бу җәһәттин биздә зор илгириләш бар”.
Карханичи назим батурханниң баян қилишичә, завутни дадиси йүсүп батурхан қурған. Йүсүп батурхан 1978-йилиғичә түркийәдә саәт ремонт ишлири билән шуғулланған. 1980-Йилларда бир кичик истанок елип өйиниң һойлисида бурма мих ишләпчиқиришқа башлиған болуп, 1991-йили 5000 квадрат метирлиқ завут салған.
Мәзкур завутниң қурғучиси йүсүп батурхан 2004-йили 81 яшта вапат болған болуп, һазир завутни чоң оғли назим батурхан билән ғалип батурхан вә нәвриси баһадир батурхан башқурмақта.
Назим батурхан әпәнди, дадиси йүсүп әпәндиниң вәтинидин айрилип түркийәгә келиши һәм “түркистан машина вә санаәт” намида завутни қуруш җәряни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “дадам вәтәндә қәшқәрниң йопурға наһийәсидә туғулған. Бовам өз вақтида ат җабдуқи ясап сатидикәнтуқ. Коммүнистлар вәтинимизни бесивалғандин кейин бовамни помешчик дәп бәкла қийниветипту. Дадам вәтәндин қечип афғанистанға кәлгәндин кейин саәт ремонт қилишни өгиниптикән. Мән 5 яш вақтимда дадамлар 80 аилә 1965-йили түркийәгә келип қәйсәригә олтурақлашқан. Дадамлар түркийәгә кәлгәндә түркийә һөкүмити уйғурларни завутларға орунлаштурғанда, дадам‚мән маашқа ишлийәлмәймән. Мениң орнумға җийәним абдулла түркоғлуни хизмәткә елиңлар‛дәпту. Дадам 2 йил бикар йүргәндин кейин 1967-йилида ‛түркистан саәтчи‚ дәп бир дукан ечипту. Қәрз елип ачқан дуканға 6 айғичә һеч қандақ херидар кәлмәпту. 6 Айдин кейин херидар көпәйди. Биз икки оғул, 4 қиз җәмий 6 бала. Дадам бизгиму саәт ремонт қилишни өгәтти. Херидар бәк көпийип кетип, саәтни дукандин өйгиму елип келип бизгә үләштүрүп бәрди. Бизму ремонт қилдуқ. Шундақ қилип кейин 1980-йилларда бир кичик истанок машиниси елип өйиниң һойлисида бурма мих ишләп чиқишқа башлидуқ”.
Назим батурхан әпәнди муһаҗирәттики уйғурларниң тиришип оқуп һәр саһәдә мувәппәқийәтлик болушини, игилик тиклишини тиләйдиғанлиқини тәкитлиди.
Биз 2010-йили мәзкур завутни екскурсийә қилған вақтимизда ишхана бинаси йоқ иди. Бу қетим 4 қәвәтлик егиз идарә бинаси вә сехта көп санда хизмәтчиләрниң ишләватқанлиқини көрдуқ. Һәқиқәтән 60 йил бурун түркийәгә қолида һечнемиси йоқ, кәмбәғәл һалда кәлгән йүсүп батурханлар аилиси бүгүнки күндә түркийәдики оттура дәриҗидики завут-карханиға игә аилигә айлинип, көплигән кишиләргә иш пурсити яритип мәһсулатлирини хәлқара базарға чиқиридиған сәвийәгә йәткән. Бу һәм уйғурларниң түркийәгә көчүп өз игиликини тикләш тарихидики бир нәмунилик сәһипә иди.