Түркийә парламент әзалири: “ғулҗа қәтлиами бүгүнки уйғур қирғинчилиқиниң башлинишидур”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.02.07
turkiye-ghulja-namayish-Mustafa-Qaya-02 “саадәт” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси мустафа қая сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Әнқәрәдә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди. Әнқәрәниң мәркизидики “гранд дора” меһманханисиниң залида өткүзүлгән бу хатириләш паалийитидә сөз қилған “саадәт” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси мустафа қая әпәнди, “ийи” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси аййүҗә түркәш ханим, “ийи” партийәсиниң түркийә парламентидики парламент әзалириниң гуруппа башлиқи сатуқ буғра қавунҗу әпәндиләр қилған сөзидә, хитайниң узун йиллардин буян уйғурларға зулум қиливатқанлиқини, буниңдин 28 йил бурун йүз бәргән ғулҗа қәтлиаминиң бүгүнки уйғур қирғинчилиқиниң башлиниши икәнликини тәкитләшти.

Бу паалийәтни дуня уйғур қурултийи вәхпәси, уйғур академийәси вәхпәси, шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси вәхпәси, йүсүф хас һаҗип вәхпәси, уйғур илим-мәрипәт вәхпәси, или мәшрәп уйғур вәхпәси қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә орунлаштурған болуп, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди юқириқи тәшкилатларға вакалитән мәтбуат баянатини оқуп өтти: “мән алди билән шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ күришидә, 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити, 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийити, барин инқилаби вә 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқида һаятидин айрилип қалған барлиқ шеһитлиримизни рәһмәт вә миннәт билән әсләймән. Хитай, бүгүнки күндә шәрқий түркистанлиқларға системилиқ һалда ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Уйғурларни асас қилған шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясити давам қилмақта. Хитай даирилири буниңдин 28 йил бурун, йәни 1997-йили 2-айниң 5-күни ғулҗада тинч намайиш өткүзгән йүзлигән уйғурни қәтл қилған иди. 5-Феврал, уйғур һазирқи заман тарихида чоңқур из қалдурған унтулмас бир күндур. Хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситини тохтитиш үчүн инсанийәтниң, болупму түрк дөләтлириниң һәрикәткә өтүши керәк. Бундақ болмиғанда уйғурлар тарих сәһнисидин өчүрүлүп кетиду. Түркийә парламентиниңму уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишини, түркийә һөкүмитиниң бу сүкүтини бузушини тәләп қилимиз.”

Арқидин “саадәт” партийәси рәиси, парламент әзаси мустафа қая әпәнди сөзгә чиқип мундақ деди: “шәрқий түркистан, һәр қетим ирқий қирғинчилиқ хәвири кәлгәндә йүрәклиримизгә от кетидиған бир йәрдур. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқида һаятидин айрилип қалғанларға аллаһтин рәһим тиләймән. Хитай һөкүмити шәрқий түркистанда рәһимсизлик билән ассимилятсийә сиясити елип бериватиду. Шәрқий түркистан хәлқара тәңпуңлуққа қурбан қилиниватиду. Әгәр биз шәрқий түркистан мәсилисини сиясәтниң үстидә тутсақ шәрқий түркистан дәвасиға ярдәм қилған болимиз. Бундин 28 йил бурун йүз бәргән 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқини нөвәттә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқниң башлиниши дейишкә болиду.”

“ийи” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси аййүҗә түркәш сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
“ийи” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси аййүҗә түркәш сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Мәзкур паалийәткә қатнашқан “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси аййүҗә түркәш ханим сөз қилип мундақ деди: “мән шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәниң башчилиқида һәл болидиғанлиқиға ишинимән. Биз ‛ийи‚ (яхши) партийәси болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүп келиватимиз. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи түрк дунясиниң әң ечинишлиқ бир күнидур. Ғулҗа қирғинчилиқи бундин 28 йил бурун мәйданға кәлгән болуп, йүзлигән киши өлтүрүлгән икән. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири узун йиллардин буян шәрқий түркистанлиқларниң пәрядини аңлитишқа тиришмақта. Мән парламентта уйғур қирғинчилиқини аңлитиватимән. Бу һәқтә қарар лайиһәлири сунған болсақму рәт қилинди. Биз түрк миллити болуш сүпитимиз билән буни унтумаймиз вә һәр вақит хитайдин буниң һесабини сораймиз.”

“ийи” партийәсиниң түркийә парламентидики парламент әзалириниң гуруппа башлиқи сатуқ буғра қавунҗу сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
“ийи” партийәсиниң түркийә парламентидики парламент әзалириниң гуруппа башлиқи сатуқ буғра қавунҗу сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Мәзкур хатириләш паалийитидә йәнә, парламент әзаси сатуқ буғра қавунҗу, яхши партийәси әнқәрә шөбисиниң башлиқи доктор йәнәр йилмаз әпәнди, түрк оҗақлири тәшкилатиниң муавин рәиси пирофессор доктор филиз авшар ханим, әйса йүсүп алптекин вәхпәсиниң рәиси җавит дак әпәндиләр сөз қилип, уйғурларниң һәқлиқ дәвасини қоллайдиғанлиқини баян қилишти.

Түрк оҗақлири тәшкилатиниң муавин рәиси пирофессор доктор филиз авшар сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
Түрк оҗақлири тәшкилатиниң муавин рәиси пирофессор доктор филиз авшар сөзләватиду. 2025-Йили 5-феврал, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

 Кейинки йилларда дуня уйғур қурултийи бу хил паалийәтләрни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә өткүзүп кәлмәктә. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси абдурәшит абдулһәмид әпәнди йиғин ахирлашқандин кейин зияритимизни қобул қилип, түркийәниң сиясәт мәркизи болған әнқәрәдә өткүзүштики мәқситиниң түркийә сияситигә тәсир көрситиш икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.