Истанбулда ечилған уйғур оқуғучиларниң түркчә нутуқ маһаритини йетилдүрүш курси мувәппәқийәтлик ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.02.10
Истанбулда ечилған уйғур оқуғучиларниң түркчә нутуқ маһаритини йетилдүрүш курси мувәппәқийәтлик ахирлашти Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиниң пүттүрүш гуваһнамиси тарқитиш мурасимиға қатнашқан түрк шаирлар. 2022-Йили 6-феврал, түркийә.
RFA/Arslan

Истанбулдики һәрқайси университетларда оқуватқан уйғур оқуғучилардин 35 әтрапида оқуғучи, истанбулда ечилған түркчини тоғра тәләппуз қилиш, гүзәл сөзләш вә нутуқ маһаритини йетилдүрүш курсиға қатнашти вә 3 ай давам қилған курс ахирида оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлүп гуваһнамә тарқитип берилди.

Уйғур яш шаири имран садаий бу курсниң оюштурулушидики мәқсити тоғрисида тохтилип, истанбулда яшаватқан уйғурларниң түркчини тоғра тәләппуз қилиш, гүзәл сөзләш, уйғурларниң дәва саһәсидә болсун, мәйли хизмәткә чиққанда болсун вә яки оқуш һаятида болсун түркчә сөзләрни тоғра тәләппуз қилиш вә гүзәл ипадиләшни өзләштүрүшни көздә тутуп бу курсни уюштурғанлиқини билдүрди.

Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиниң пүттүрүш гуваһнамиси тарқитиш мурасимида түркийә язғучилар җәмийити истанбул шөбиси рәиси мәхмут бейикли әпәнди сөз қилмақта. 2022-Йили 6-феврал, түркийә.
Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиниң пүттүрүш гуваһнамиси тарқитиш мурасимида түркийә язғучилар җәмийити истанбул шөбиси рәиси мәхмут бейикли әпәнди сөз қилмақта. 2022-Йили 6-феврал, түркийә.

Түркийә язғучилар җәмийити истанбул шөбисиниң қоллиши билән ечилған бу курс, уйғур яш язғучи имран садаийниң тәшкиллиши билән өткүзүлгән болуп, курста бу саһәдики тәҗрибилик оқутқучи, шаир вә аваз сәнәтчиси өзгүр чобан әпәнди лексийә бәргән.

Курсантларға оқуш пүттүрүш гуваһнамиси тарқитиш мурасими түркийә язғучилар җәмийитиниң истанбул шөбисидә 6-феврал йәкшәнбә күни өткүзүлгән болуп, мурасимға түркийә язғучилар җәмийити истанбул шөбиси рәиси мәхмут бейикли, шаир мәхмут топбашли, өзгүр чобан қатарлиқ түрк шаирларму қатнишип шеир декламатсийә қилди вә уйғурлар тоғрисида сөз қилди.

Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиниң пүттүрүш гуваһнамиси тарқитиш мурасимида шаир вә аваз сәнәтчиси өзгүр чобан әпәнди лексийә бәрмәктә. 2022-Йили 6-феврал, түркийә.
Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиниң пүттүрүш гуваһнамиси тарқитиш мурасимида шаир вә аваз сәнәтчиси өзгүр чобан әпәнди лексийә бәрмәктә. 2022-Йили 6-феврал, түркийә.

Оқуш пүттүрүш мурасимида сөз қилған түркийә язғучилар җәмийити истанбул шөбиси рәиси мәхмут бейикли уйғур оқуғучиларға хитаб қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандики бесим вә зулумни тохтитишқа тиришайли, у йәрдики налә-пәрядларни һәммәйлән бирликтә пүтүн дуняға нида қилиш үчүн бу курсқа қатнишип тәлим алдиңлар. Бу курсни пүттүргән қериндашлиримиз, қәйәрдә бир сәһнә тапса, қәйәрдә бир тәшвиқат орни тапса қәйәрдә бир микрофон тапса пәрядлирини яңритиду, бу хизмәт уларниң вәзиписидур”.

У сөзиниң ахирида йәнә, шәрқий түркистан дәвасиниң рәһбәрлиридин бири болған мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң “шәрқий түркистанниң азадлиқ күришидә тунҗи вәзипә түркийә түрклиригә мәнсуптур” дегән сөзини тилға елип өтти вә “биз һәр қандақ шәрт-шараит астида, вәзийәт қандақ болуштин қәтийнәзәр һәр даим шәрқий түркистанниң йенида болимиз вә бу мәсилини һәр йәрдә мекрофонлар арқилиқ нида қилимиз”, дәп тәкитлиди.

Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиға қатнашқан уйғур оқуғучилар хатирә сүрәткә чүшти.  2022-Йили 6-феврал, түркийә.
Истанбулда ечилған түрк тили маһаритини йүксәлдүрүш курсиға қатнашқан уйғур оқуғучилар хатирә сүрәткә чүшти. 2022-Йили 6-феврал, түркийә.

Биз бу һәқтә пикир қарашлирини елиш үчүн мәзкур курста лексийә бәргән түрк шаири өзгүр чобан әпәнди билән сөһбәт өткүзүшни тәләп қилған болсақму өзиниң алдирашлиқ сәвәбидин зияритимизни кейинки вақитларда қобул қилидиғанлиқини билдүрди. Бирақ өзгүр чобан әпәндиниң бу курс һәққидә өзиниң фейсбок сәһиписидә курсқа қатнашқан уйғур оқуғучиларға тәшәккүр ейтип мундақ язған: “тиришчанлиқи, сәмимийлики, есиллиқи, әдәп-әхлақи билән үлгилик уйғур қериндашлиримға көптин көп рәһмәт ейтимән. Көңүл дияримиз шәрқий түркистанда әркинлик шамилиниң йәлпунишини үмид қилимиз”.

Биз бу курс тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн курсни уюштурған имран садаий билән сөһбәт елип бардуқ.

Имран садаий бу курста дәсләптә 47 оқуғучи дәрс башлиғанлиқи, булардин 35 оқуғучиниң ахириғичә давам қилғанлиқини вә уларға оқуш пүттүрүш гуваһнамиси тарқитип берилгәнликини билдүрди.

Биз йәнә бу курстқа қатнашқан уйғур оқуғучи айишә әхмәт ханимниң пикир-қарашлирини алдуқ. У, бу курсқа қатнишишиниң япдилиқ болғанлиқини, сөзләштә өзини әркин һес қилидиғанлиқини ипадилиди.

Айишә әхмәт ханим, тилниң муһим амил икәнликини, уйғурлар өзлири яшаватқан дөләтләрниң тилини билишниң әһмийәтлик иш икәнликини, шуниң үчүн өзиниң вәтән дәвасни тәрәққий қилдуруш, күчләндүрүш вә тонутуш үчүн бу курсқа қатнашқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.