Рәмзи чайир: “партийәмизниң сияситидә шәрқий түркистан дәваси муһим орунни игиләйду! ”
2023.11.24
Өсмүрлүк чағлиридин тартип түрк дунясиға, болупму уйғур дәвасиға алаһидә көңүл бөлүп келиватқан түркийәдики “миллий йол” партийәсиниң рәиси рәмзи чайир (Remzi Çayır) әпәнди өз партийәсиниң қурулуш хатирә йили мунасивити билән мәхсус зияритимизни қобул қилди. У, хитайниң уйғур, қазақ қатарлиқ түркий тиллиқ хәлқләргә ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқи қиливатқанлиқини, әмма буниңға қарита түркийә җумһурийити башчилиқидики түркий тиллиқ дөләтләр вә башқа мусулман мәмликәтлириниң сүкүттә турувелишиниң ечинишлиқ әһвал икәнликини алаһидә әскәртти. У бу һәқтики зияритимиз җәрянида “ ‛миллий йол‚ партийәсиниң ташқи сияситидә шәрқий түркистан мәсилиси муһим орунни игиләйду” дәп көрсәтти.
Рәмзи чайир әпәнди 23-ноябир күни “миллий йол” партийәсиниң мәркизидә зияритимизни қобул қилди. У алди билән мәзкур партийәниң 2021-йили 12-айда қурулғанлиқини тәкитләп, буниң “бүйүк бирлик партийәси” , “милләтчи һәрикәт партийәси” вә “саадәт партийәси” дин айрилип чиққан бир гуруппа достлар бирликтә қуруп чиққан партийә икәнликини, бу партийәниң баш нишани пәқәт түркийәдики түркләрниң бәхтлик яшишинила қолға кәлтүрүш болуп қалмастин йәнә дуняниң һәрқайси җайлиридики түркий хәлқләрниңму өз вәтинидә мустәқил вә параван һаят кәчүрүшини әмәлгә ашуруш икәнликини билдүрди.
Рәмзи чайир әпәнди өзиниң балилиқ чағлиридин тартип хитай зулмини билидиғанлиқини, шуниңдәк өзиниң бу мәсилигә көңүл бөлүп келиватқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “биз шәрқий түркистан дәвасини өз дәвайимиз дәп билимиз. Биз балилиқ чағлиримиздила ‛шәрқий түркистанда қан-яш еқиватиду‚ дегән сөзләрни аңлайттуқ. Һазирму шәрқий түркистан хәлқи қан йиғлаватиду. Мән 1940-вә 1950-йилларда шәрқий түркистандин түркийәгә көчүп кәлгән кишиләрниң кәчүрмишлирини аңлиған идим. Истанбулдики зәйтинбурну райони, қәйсәри шәһири вә измирниң салиһли дегән җайлиридики көчмән шәрқий түркистанлиқлардин хитай зулминиң қанчилик еғир икәнликини аңлиған идим. Мән уларниң ағзидин хитайниң уларға қилған зулумлирини аңлиған вә бу хәлқләр тоғрисида йезилғанларни оқуған идим. Хитай бурунқи дәврләрдиму шәрқий түркистан хәлқигә адәм қелипидин чиққан муамилини қилған икән. Хитай задила өзгәрмиди, һазирму шу сиясәтлирини давамлаштуруватиду. Бүгүнки күндә бу сияситини ирқий қирғинчилиққа айландурди. Бир милләт вә бир мәдәнийәт йоқ қилиниватиду” .
У бу зулумлар һәққидә ташқи дуняға шунчә көп учурлар йетип келиватқандиму хитай һөкүмитиниң номус қилмай дуняға ялған сөзләватқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “хитай һазир дуня җамаәтчиликигә өзлирини хитайға қарши топилаңни бастуруватқан һәмдә буниң алдини елиш үчүн тәдбир еливатқан қияпәттә тәшвиқ қиливатиду. Буниң әксичә һазирғичә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, мустәқил сот вә бәзи мутәхәссисләр шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ дәлил-испатлири билән оттуриға қоюлған доклатларни тәйярлиди. Қисқиси хитай уйғурларниң өрп-адәтлири, тили вә динини, шундақла қәдимдә яратқан парлақ мәдәнийитини йоқ қилишқа урунуватиду” .
“түркийәдики бәзи сиясий партийәләр вә шәхсләр уйғур мәсилисини ‛америка ойдуруп чиқарған сүний бир мәсилә‚ дәп келиватиду, сиз буниңға қандақ қарайсиз? ” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди: “америка һөкүмити ‛хитай һөкүмити уйғурларға зулум қиливатиду‚ дегәчкә бәзиләр буни америка ойдуруп чиқарди, дәватиду. Буниң америка билән немә мунасивити бар? хитайда биваситә зулумға учриған көп санда аяллар, әрләр вә вә яш-өсмүрләр бу һәқтә гуваһлиқ бәрди. Улар җаза лагерлирида вә түрмиләрдә дучар болған қәбиһликләрни аңлатти. Буларни көрүп туруп буни йәнила америкиниң оюни дейиш яман нийәтликтур” .
Рәмзи чайир әпәнди билән сөһбитимиз җәрянида түркийәдики сиясий партийәләрниң һакимийәтни қолиға елиштин бурун уйғурлар мәсилисидә “улуғвар сөзләр” ни қилидиғанлиқи, әмма һакимийәт бешиға чиққандин кейинла бу һәқтә сүкүт қиливалидиғанлиқи тоғрисидиму сөз болди. У бизниң “ ‛миллий йол‚ партийәси кәлгүсидә шәрқий түркистан дәваси һәққидә немиләрни қилмақчи? ” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “әгәр сиз өктичи партийә болған вақтиңизда зулум бар болса, һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин бу зулум йоқ болуп кәтмәйду. Әпсуски түркийәдики бәзи һөкүмәтләр немә үчүндурки шәрқий түркистан мәсилисидә сүкүттә туруватиду. Һазир бизни идарә қиливатқан һөкүмәтму мушундақ қиливатиду. Партийәмиз сайламда утуп чиқип һакимийәт бешиға чиқса, биринчи қилидиған ишимиз хитайниң алдиға бу мәсилини қоюп, шәрқий түркистанға берип тәкшүрүш елип беришни тәләп қилиш. Һазир қилидиғинимиз, бүгүн үч милйон әтрапида қериндишимиз хитайниң җаза лагерлирида азаб чекиватиду. Буни түрк җамаәтчиликигә вә дуня җамаәтчиликигә аңлитишимиз керәк. Шуниңдәк җамаәт пикри топлап түркийә һөкүмитигә уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруштин ибарәт” .
“миллий йол” партийәси түркийәдә милләтпәрвәрлик идийәсини илгири сүридиған “бүйүк бирлик партийәси” , “милләтчи һәрикәт партийәси” вә “саадәт партийәси” дин айрилип чиққан рәмзи чайир башчилиқидики бир гуруппа сиясәтчиләр 2021-йили 12-айда қуруп чиққан партийәдур. Мәзкур партийә қурулған күндин башлап түркий милләтләрниң мәсилилиригә, болупму уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Җаза лагерлири мәсилиси оттуриға чиққандин кейинму охшимиған сорунда уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қоюп кәлмәктә.