Хитайниң ташқи ишлар министириниң түркийә зияритигә қарши истанбулдики уйғурлар наразилиқ намайиш елип барди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2023.07.26
istanbulda-namayish-1.jpg

Истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2023-Йили 26-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbulda-namayish-2.jpg

Истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2023-Йили 26-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbulda-namayish-3.jpg

Истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2023-Йили 26-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbulda-namayish-4.jpg

Истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2023-Йили 26-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbulda-namayish-5.jpg

Истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2023-Йили 26-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbulda-namayish-6.jpg

Истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2023-Йили 26-июл, түркийә. RFA/Arslan

26-Июл чаршәнбә күни һәм хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң түркийә зияритигә қарши һәм йәкән наһийәсиниң елишқу вә хаңди йезилирида 2014-йили 7-айниң 28-күни хитай қораллиқ әскәрлири тәрипидин көп санда киши қәтли қилинған зор көләмлик қирғинчилиқниң 9-йили мунасивити билән истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида наразилиқ намайиш елип барди.

Мәркизи истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң қоллиши билән шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин уюштурулған намайишта уйғурлар қоллирида ай-юлтузлуқ байрақларни көтүргән һалда, “залим хитай һесаб бәрсун”, “ишғалчи хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!” дегәндәк шоарлар товлиди.

Түрк сақчилири истанбулдики хитай консолханисиниң алдиға баридиған коча еғизини тосуп кәң түрдә бихәтәрлик тәдбирлири алған болуп, хитай консулханиси тәрәпкә һеч кимни өткүзмиди.

Намайишта хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан зулум вә йоқ қилиш сиясәтлиригә қарши шундақла давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа чақириқ қилинған лозункилар көәтирилди.

Намайиш җәрянида ахбарат елан қилиш йиғини ечилди, ахбарат елан қилиш йиғинида хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирликигә вакалитән, шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң баш катипи абдуләһәд удун баянатни оқуп өтти.

У мундақ деди: “бүгүн бу йәрдә, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң, илишқу қәтлиами йүз бәргән тарихи күни шәрқий түркистан хәлқиниң бешидин өткән бу пачиәләргә пәрва қилмастин елип бериватқан түркийә зияритигә қарши намайиш елип бериш үчүн җәм болдуқ. 2013-Йилидиин буян хитай ташқи ишлар министири болуп вәзипә өтәватқан ваң йи, қанлиқ илишқу қәтлиами йүз бәргән 2014-йили 7-айниң 28-күнидики қирғинчилиқни көрмәскә селивалған дөләт әмәлдари вә баш җавабкарлардин биридур”.

Абдуләһәд удун йәкән елиқшқу қәтлиами тоғрисида тохтилип мундақ деди: “2014-йили 7-айниң 28-күни йәни қурбан һейтниң биринчи күни, қәшқәр шәһириниң йәркән наһийәсигә қарашлиқ елишқу йезиисида нәччә миң уйғур хитай қораллиқ күчлири тәрипидин елип берилған қирғинчилиқта рәһимсизләрчә өлтүрүшкә учриған, елишқу базири еғир қораллар билән бомбардиман қилинған, хитай қораллиқ күчлириниң туюқсиз һуҗуми шәрқий түркистан хәлқини вәһимигә салди, еғир типтики қораллар вә яш аққузуш бомбиси ишлитип, хитай қораллиқ әскәрлири пуқраларниң өйлиригә бесип кирди”.

Абдуләһәд удун мәзкур елишқу қәтлиамини тунҗи болуп паш қилған вә хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған әбу бәкри рәһим тоғрисида тохтилип мундақ деди: “елишқу қәтлиамини хәлқ аммисидин йошуруш үчүн елишқу районини қуршивалған хитай қораллиқ күчилири һеч қандақ кишиниң у йәргә өтүшигә йол қоймиди, бирақ әбу бәкри рәһим исимлик уйғур яш елишқуда йүз бәргән вәқә тоғрисида очуқ хәт йезип хитайниң қирғинчилиқини дуня җамаитигә паш қилғандин кейин тутқун қилинип қолға елинған. Хитайниң йолвас урундуқ дәп аталған қийнаш урундуқиға олтурғузулған әбу бәкри рәһимниң рәсимлири оттуриға чиққан болсиму, лекин 9 йилдин буян униң тәқдири һәққидә һазирғичә һеч қандақ мәлумат берилмиди”.

Намайишта сөз қилған шәрқий түркистан өлималар бирлики рәис вәкили мәхмутҗан дамоллам хитай һакимийитиниң уйғурларни тили вә динидин узақлаштурушқа орунуватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: “хитай дөлити, тилимизни, динимизни, тарихимизни, кимликимизни онтулдурушқа орунғанға охшашла бизгә қилған бесим вә зулумлириниму онтулдурушқа урунуватқанлиқини билимиз. Бу ечинишлиқ трагедийәләрни унтуп қалмаслиқ үчүн, шәрқий түркистан хәлқи тартиватқан зулумни дуня җамаитигә аңлитиш вә адаләт бәрпа қилиш һәммимизниң вә һәр бир виҗдан игисиниң мәҗбурийитидур. Елишқу қәтлиамида һаятидин айрилған пүтүн шеһитлиримизни әсләймиз, аллаһтин рәһмәт тиләймиз, һаят қалған аилилиригә сәбрә тиләймиз, шеһитлиримизниң азаби вә шәрәплик әслимилири қәлбимиздә мәңгү яшайду, адаләт бәрпа қилиш күришимизни күчәйтиду”.

Абдуләһәд удун хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлиридин җаваб бериши керәкликини ипадиләп мундақ деди: “шәрқий түркистан районида хитай һөкүмити тәрипидин йүргүзүлүватқан систимилиқ бесим, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқиға даир дәлил испатлар алдида хитай ташқи ишлар министири ваң йи һесаб бериши керәк, шәрқий түркистан хәлқиниң һазирқи әһвали тоғрисида чүшәнчә бериши керәк. Хитай һөкүмити хәлқара җәмийәтниң негизлик әркинликни қоғдаш вә кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш вәдисини әстә сақлиши керәк”.

Биз, истанбулниң хитай консулханиси алдида намайишқа қатнишиватқан бир қисим уйғурларни зиярәт қилдуқ, әсли йәкән шәһиридин болуп һазир истанбулда яшаватқан пишқәдәмләрдин абдушүкүр һаҗим зияритимизни қобул қилип йәкән елишқу қәтлиами тоғрисида тохталди.

Абдушүкүр һаҗим, йәкән елишқуда өзиниңму йеқин қошнилириниң йоқап кәткәнликини, зүләйхан исимлик бир тул аял вә абдуқадирхан исимлик кишиниң баллири билән қошуп йоқап кәткәнликини, бирақ уларниң һазир һаят яшаватамду яки өлүп кәттиму һеч қандақ мәлумат алалмиғанлиқини тәкитлиди.

Абдушүкүр һаҗим сөзидә йәнә елишқа қәтлиамини кәлтүрүп чиқарған, һеч қандақ гунаһи йоқ аммиви хәлқни қирғин қилған хитай коммунист һакимийитиниң уйғур дияридин чиқип кетишини тәләп қилидиғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.