Икки өктичи партийә хақан фидандин хитай рәһбәрлири билән уйғурлар тоғрисида немиләрни дейишкәнликини сориди

2024.06.14
Selchuq-ozdagh Түркийәниң саадәт вә келәчәк партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди түркийә парламенти омумий йиғинида сөзлимәктә. 2024-Йили 12-июн, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң саадәт вә келәчәк партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди 6-айниң 12-күни түркийә парламенти омумий йиғинида сөз қилип, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин хитай зиярити җәрянида хитай рәһбәрлири билән учрашқанда уйғур қирғинчилиқини оттуриға қойған қоймиғанлиқини сориди.

У, 600 әтрапида парламент әзаси иштирак қилған омумий йиғинда икки өктичи партийә намидин сөз қилди. У, сөзини мундақ башлиди: “һөрмәтлик парламент рәиси, қиммәтлик парламент әзалири 6-айниң 3-күнидин 6-күнигичә ташқи ишлар министири хақан фидан әпәнди хитайда зиярәттә болди. Бу зиярити җәрянида хитайдики тәтқиқат мәркизидә доклат бәрди, хитай рәһбәрлири вә хитай компартийәсиниң алий рәһбәрлири билән көрүшти. Булардин сирт шәрқий түркистанғиму зиярәт елип барди. Мәлум болғинидәк у йәрдики уйғур қериндашлиримиз ассимилятсийәгә, һәтта ирқий қирғинчилиққа учримақта. Хақан фидан әпәнди бу қетимқи зиярити җәрянида буларниң күнтәртипкә кәлгән кәлмигәнлики тоғрисида һеч қандақ мәлумат бәрмиди. Биз узун йиллардин буян оттуриға қоюп келиватқан, уйғур тилида маарипниң әмәлдин қалдурулғанлиқи, диний етиқадниң чәкләнгәнлики, хитай көчмәнлириниң районниң нопус қурулмисини өзгәртишини тохтитиш, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә, ирқий қирғинчилиққа хатимә берилиши, шәрқий түркистанға кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш һәйити йоллаш қатарлиқ тәләплиримизгә һөкүмәт һечқачан иҗабий җаваб бәрмиди.”

Сәлчуқ өздағ әпәнди, түрк хәлқи намидин хақан фидандин төвәндики соалларни сорайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “түрк хәлқи намидин биз хақан фидандин шуни соримақчимиз, бу қетимқи зиярәт җәрянида уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики оттуриға қоюлдиму? уйғур зиялий, тәтқиқатчи, оқутқучи, дохтур, язғучи, диний зат, сәнәтчи, тәнтәрбийәчи, карханичи вә содигәрләр һәтта алий мәктәп оқуғучилирини җаза лагерлириға, түрмиләргә қамиған, бәзилиригә өмүрлүк қамақ җазаси бәргән хитайдин буларни соридиму? һазирғичә америка қошма иштатлири һөкүми башта ондин көп дөләтниң парламенти хитайниң уйғур қатарлиқ түркий хәлқләргә елип бериватқан инсан қелипидин чиққан сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп етирап қилди. Лондонда қурулған уйғур сот коллегийәси тәрипидинму ‛ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп һөкүм чиқирилди. Түркийә җумһурийити дөлити һөкүмити болуш сүпити билән бу һәқтә немиләрни қилдиңлар?”

 Сәлчуқ өздағ әпәнди парламентта қилған сөзидә түркийә ташқи ишлар министиридин дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаниму сориди. У, мундақ деди: “долқун әйса дунядики пүтүн дөләтләргә баралайду, пәқәтла түркийә билән хитайға кирәлмәйду. Һөкүмәттин шуни соримақчимән, буниң сәвәби немә? түркийә соти долқун әйсани түркийәгә кирсә болиду дәп һөкүм чиқарған болсиму, түркийә немә үчүн долқун әйсани киргили қоймайду? ички ишлар министирлиқи ‛дөләт бихәтәрликигә тәһдит‚ дегән ички қарарни чиқирип, униң түркийәгә киришини иккинчи қетим чәклиди. Германийә пуқраси долқун әйса пүтүн дуня дөләтлиригә бималал кирип чиқиватқан туруқлуқ түркийәгә кирәлмәйду. Һөкүмәттин шуни соримақчимән, силәрниң дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсани киргүзмәсликиңлардики сәвәб немә? рошән аббасниң һәдиси техичә түрмидә, хақан фидан буни хитайдин соридиму? түркийәдики нурғун уйғурлар шәрқий түркистандики ата-ана, уруқ-туғқанлири билән көрүшәлмәйватиду, бу һәқтә хитай рәһбәрлири билән сөзләштиңларму?”

Сәлчуқ өздағ әпәнди, бу нутуқни сөзлигәндин кейин зияритимизни қобул қилип, бу нутқини парламенттики һакимийәт бешидики ақ партийәдин болған 265 нәпәр парламент әзаси, һөкүмәтни қоллаватқан милләтчи һәрикәт партийәсидин болған 50 нәпәр парламент әзаси һеч қандақ наразилиқ билдүрмәстин аңлиғанлиқини, нормалда башқа мәсилиләрни оттуриға қойғанда бу парламент әзалириниң қаттиқ наразилиқ билдүридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “адаләт вә тәрәққият партийәси билән милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзалири болсун улар һеч қандақ инкас қайтурмиди. Мениң дегәнлиримни тоғра әмәсму демиди, җавабму бәрмиди. Нормалда бу нутуқумға қарши сөз қилсиму болатти. Бундақ болушидики сәвәб, һөкүмәт, түркийә парламентидин һәйәт йоллап кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида тәкшүрүш елип баридиғанлиқини дәп хитай әлчиханисиға хәт йезипту. Әмма хитай һөкүмити рухсәт қилмапту. Лекин ташқи ишлар министири хақан фиданға рухсәт қилди. Шуңа һакимийәттики партийәгә мәнсуп парламент әзалири уятлиқ һес қилғачқа маңа инкас қайтуралмиди дәп ойлаймән. ”

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң бу қетимқи хитай зиярити җәрянида уйғур мәсилисини оттуриға қойған қоймиғанлиқини сорап ташқи ишлар министирлиқиға елхәт йоллиған болсақму техичә җаваб кәлмиди. Ундақта немә үчүн хақан фидан бу һәқтә бир баянат бәрмиди? истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди, хақан фиданниң йеқинда бу һәқтә баянат бериш еһтималлиқи барлиқини илгири сүрди.

“ийи” партийәсиниң парламент әзаси айхан әрәл әпәнди2020-йили 6-айниң 2-күни түркийә парламентиға соал хети сунуп түркийәниң сабиқ ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлудин “дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаниң түркийәгә келишигә қачан рухсәт қилисиләр?” дәп сориғаниди. Әмма бүгүнгичә җаваб берилмигән. Түркийәниң асасий қануниниң 98-маддиси билән түркийә парламенти низамнамисиниң 96-маддисиға бинаән, түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң бу соал хетигә язма һалда җаваб бериш мәҗбурийити бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.