Түркийәдә алий мәктәпни пүттүргән 147 нәпәр уйғур оқуғучини тәбрикләш мурасими өткүзүлди
2021.08.24

21-Авғуст шәнбә күни сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң уюштуруши вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң қоллап-қуввәтлиши билән түркийәдә али мәктәпни пүттүргән 147 нәпәр уйғур оқуғучини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
Мурасим “қуран кәрим” тилавәт қилиш вә истиқлал марши оқуш билән башланди. Мурасимда алди билән түркийәниң сабиқ парламент әзаси, профессур җалал әрбай, хәлқара шәрқий түркситан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктур атавуллаһ шаһяр, шундақла абдуқадир япчан қатарлиқ кишиләр сөз қилип, али мәктәпни пүттүргән пүткүл уйғур оқуғучиларни тәбриклиди вә уларға мукапат тарқитип бәрди.
Йиғинда алди билән сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң идарә һәйәт әзаси шундақла түркийәниң сабиқ парламент әзаси, профессур җалал әрбай ечилиш сөзи, қилип алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни тәбриклиди.
У мундақ деди: “бу йил 147 нәпәр уйғур оқуғучи алий мәктәпни пүттүрди. Булардин икки нәпири өзлири оқуған универистетләрдә универистит бойичә биринчилик билән оқуш пүттүрди. Булардин бирси истанбул сабаһәттин заим универистетиниң оқуғучиси абдуллаһ муһиддин оғли, йәнә бирси тәҗдид унвериститиниң оқуғучиси муһәммәд өмәр йүксәлдур. Булар бизни ғурурландуриду, кәлгүсидин үмид бар, истиқбал бизниңдур, истиқбал көк байрақниңдур. Әвладлиримизниң мувәппәқийити бизниң ғуруримиздур. Аллаһ халиса улар техиму өрләп аспирантлиқ вә доктурлуқ унвани алғичә оқушни давам қилиду. Биз уларниң буниңдин кейинки мувәппиқийәтлири билән техиму ғурурлинимиз, пәхирлинимиз, уларға техиму көңүл бөлимиз вә һәммимиз хушал болимиз, түркийә хәлқиму хушал болиду, һәммимиз бирликтә шәрқий түркистанниң азатлиқи үчүн, көк байрақниң җәвлан қилип йәлпүнгән күнлирини көрүш үчүн йолимизни давам қилимиз.”
Йиғинда хәлқара шәрқий түркситан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилип, алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни тәбриклиди вә улар билән пәхирлинидиғанлиқини билдүрди.
Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә йәнә шәрқий түркистан давасиниң билимлик инсанларға еһтияҗлиқ икәнликини тәкитлиди. У мундақ деди: “бу дәва оқуған, билимлик, қәлбий көкси дәва оти билән йениватқан, йүрикидә дәва һес-туйғуси болған, миллитиниң өзидин күткән мәсулийитини тонуп йәткән яшларға еһтияҗи бар.”
Йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктур атавуллаһ шаһяр, оқуш пүттүргәин уйғур оқуғучиларниң буниңдин кейин вәтән-хәлқи үчүн қилишқа тегишлик вәзипилири вә мәсуллийәтлирини хатирлитип өтти.
Доктур атавулла шаһяр йәнә оқуш пүттүргән яшларниң шәрқий түркистан ичидә езиливатқан хәлқиниң авазини чәт әлләрдә аңлитиши керәкликини тәкитлди.
Йиғинда сөз қилған инсан вә мәдәнийәтләр һәрикити тәшкилатиниң рәиси кәмал өздән әпәнди, оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларни тәбриклиди. У бу яшларниң буниңдин кейинки һаятида техиму зор мувәппәқийәтләр қазинишқа тиләкдашлиқ билдүрди.
У уйғур мәсилиси тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “биз инсан вә мәдәнийәт һәрикити тәшкилати болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқишниң қанчилик әһмийәтлик икәнликини чүшинип йәттуқ. Мән сәмимийлик билән шуни дәймәнки, әгәр мениң қолумда имканийәт болса, дуняниң мәсилилирини һәл қилалғудәк күч-қудритим болған болса иди, түнҗи болуп шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилған болаттим, чүнки дуня миқясида бүгүнки күнимиздә техи бундақ бир вәһшийлик, бундақ бир зулум башқа һеч йәрдә көрүлүп бақмиди.”