Түркийә парламентидики йиғинида уйғурларниң еғир вәзийити оттуриға қоюлди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.10.15
yighindin-korunush Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети тармиқидики “ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” ниң йиғинида нөвәттә уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики оттуриға қоюлди. 2024-Йили 10-өктәбир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

10-Өктәбир күни түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети тармиқидики “ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” ниң йиғинида нөвәттә уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, болупму диний әркинликиниң чәклимигә учриши оттуриға қоюлди. Мәзкур йиғинда “ийи” партийәсиниң парламент әзаси болған йүксәл сәлчуқ түркоғлу әпәнди сөз қилип мундақ дегән: “мән шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқчилиқ, ислам дүшмәнлики вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән мунасивәтлик мәсилиләрни оттуриға қоймақчимән. Хитайниң диний ашқунлуққа қарши туруш һәққидә тарқатқан бәлгилимисә әқәллий диний паалийәтләрму чәкләнгән. Буниңға хилаплиқ қилғанлар еғир җазалинидиғанлиқи йезилған.”

Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети тармиқидики “ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” ниң йиғинида “ийи” партийәсиниң парламент әзаси болған йүксәл сәлчуқ түркоғлу әпәнди сөз қилмақта. 2024-Йили 10-өктәбир, әнқәрә.
Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети тармиқидики “ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” ниң йиғинида “ийи” партийәсиниң парламент әзаси болған йүксәл сәлчуқ түркоғлу әпәнди сөз қилмақта. 2024-Йили 10-өктәбир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Йүксәл сәлчуқ түркоғлу әпәнди сөзини мундақ давамлаштурған: “шәрқий түркистанда ромал селиш, чүмбәл вә сақал қоюш чәкләнгән. Ислам вә түрклүкни әкс әттүргән исимларни қоюш чәкләнгән. Қуран қатарлиқ диний китабларни оқуш вә өйдә қоюш чәкләнгән. Намаз вә дуа қилиш чәкләнгән. Болупму дөләт кадирлири вә 18 яштин кичикләрниң диний ибадәт қилиши пүтүнләй чәкләнгән. Диний тәлим-тәрбийә бериш чәкләнгән. Һәҗ ибадитини ада қилиш чәкләнгән. Мейитларни ислам адити бойичә йәрликкә қоюш, йәни җиназа намизи чүшүрүш чәкләнгән. Рози тутуш вә башқиларға иптар бериш чәкләнгән. Әгәр булардин бирини садир қилса түрмә җазаси берилидикән.”

Бу йил 3-июл күни “ийи” партийәсиниң парламент әзаси болған сәлчуқ түркоғлу сунған уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш комитети қуруш тоғрисидики тәклип лайиһәси музакирә қилинғандин кейин, мундақ бир комитет қурулмай, әксичә “ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” намлиқ комитет тәсис қилинғаниди. Парламент әзаси сәлчуқ түркоғлу телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көзитиш вә тәкшүрүш хизмитини мәзкур комитетниң хизмәт даириси ичигә киргүзгәнидуқ. Мән 10-өктәбир күни өткүзүлгән мәзкур комитетниң йиғинида шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қайта оттуриға қойдум. Мән бурун түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиға уйғур лагер шаһитлири вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учриған шаһитларниң йеқинлирини тәклип қилип, гуваһлиқ бериш йиғини чақириш үчүн илтимас сунғанидим, техи җаваб кәлмиди. Мән уйғурларниң еғир вәзийитини оттуриға қоюшни давамлаштуримән.”

Дуня уйғур қурултийиниң мувәққәт рәиси доктор әркин әкрәм “ийи” партийәсиниң кишилик һоқуқ комитети әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу билән көрүшти. 2024-Йили 8-өктәбир, әнқәрә
Дуня уйғур қурултийиниң мувәққәт рәиси доктор әркин әкрәм “ийи” партийәсиниң кишилик һоқуқ комитети әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу билән көрүшти. 2024-Йили 8-өктәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

8-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийиниң мувәққәт рәиси доктор әркин әкрәм, дуня уйғур қурултийи баянатчиси зумрәтай әркин қатарлиқ 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәт түркийә парламенти “ийи” партийәсиниң гуруппа башлиқи буғра қавунҗу вә кишилик һоқуқ комитети әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу билән көрүшүп, уйғурларниң еғир вәзийити вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәйярлиған доклатларни сунғаниди. У, мәзкур доклатқа асасән 10-өктәбир күни түркийә кишилик һоқуқ комитетида буларни оттуриға қойған. Бу хәвәр тарқитилғандин кейин 11-өктәбир күни хитайниң түркийәдики зувани болған “CGTN türk” гезити “сәлчуқ түркоғлудин ривайәтләр” мавзулуқ хәвәргә йәр бәрди. Хәвәрдә парламент әзаси оттуриға қойғанларниң һәммисиниң ялған икәнлики йезилған.

Д у қ хитай ишлири комитети мудири адил абдукерим әпәнди парламент әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу оттуриға қойғанларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин җәзмләштүрүлгәнликини, хитай һөкүмитиниң буни изчил һалда инкар қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди бу һәқтики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мәнчә түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети тармиқидики ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитетиниң уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ мәсилисини, оттуриға қоюши наһайити яхши иш. Булар бу һәқтә тәкшүрүш елип берип, материял топлап, доклат тәйярлап түркийә һөкүмитигә вә парламентқа сунса, түркийә һөкүмити буларға асасән хитай һөкүмитигә позитсийә билдүрүши яки бу һәқтә ислам һәмкарлиқ тәшкилати, түрк дөләтлири тәшкилати қатарлиқ хәлқара сорунларда оттуриға қоюши мумкин. Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети бу һәқтә бәкла кәч қалди дәп ойлаймән.”

Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети адаләт вә тәрәққият партийәсидин 12 нәпәр, җумһурийәт хәлқ партийәсидин 6 нәпәр, йешил сол партийәсидин 3 нәпәр, милләтчи һәрикәт партийәсидин 2 нәпәр, ийи партийәсидин 2 нәпәр, мустәқил парламент әзасидин 2 нәпәр болуп, җәмий 27 нәпәр парламент әзасидин тәркиб тапқан. Мәзкур комитет түркийә ичи вә сиртидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида тәкшүрүш елип берип, бу һәқтә доклат тәйярлап һөкүмәткә сунидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.