Түркийә пуқралиқиға өтүватқан хитайларниң көпийиши түрк хәлқини биарам қилмақта
2024.08.30
Мунасивәтлик материялларда көрситилишичә, хитайлар түркийәдә муқим мүлүк сетивелип түркийә пуқралиқиға өткән 20 дөләт пуқралири ичидә сәккизинчи орунда туридикән. Түркийә “һөкүмәт гезити” ниң 2017-йили 1-айниң 12-күнидики санида елан қилинған хәвәрдә көрситилишичә, шу йили түркийәниң пуқралиққа қобул қилиш қануниға бәзи түзитишләр киргүзүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу йеңи қанунға бинаән түркийә тәвәсидә 250 миң долларлиқ муқим мүлүк сетивалған, игилик тикләп хизмәтчи ишләткән, түркийәдики банкиларға пул қойған вә дөләтниң қәрз пай чекини сетивалған чәт әлликләр түркийә пуқралиқиға қобул қилинидикән. У йилларда түркийәдики хитай нопуси интайин аз болуп, мәзкур қанун қобул қилинғандин кейин хитайларниң нопуси тезла көпәйгән. Түркийә истатистика идариси 2022-йили елан қилған мәлуматларға асасланғанда, түркийәдики хитай нопуси 16 миң 880 икән. Һазир бу санниң 20 миңдин ешип кәткәнлики пәрәз қилинмақта.
Мәлум болушичә, әң аз болғанда 250 миң доллар қиммитидә муқим мүлүк сетивалғанларға пуқралиқ бериш сиясити хәлқниң наразилиқни қозғиғанлиқи үчүн 2022-йили 5-айда буниңға өзгәртиш киргүзүлгән иди. Түркийә “һөкүмәт гезити” ниң 2022-йили 5-айниң 13-күнидики санида елан қилинған хәвәрдә көрситилишичә, шу йили түркийәниң пуқралиққа қобул қилиш қануниға түзитиш киргүзүлгән һәмдә әң аз болғанда 400 миң долларлиқ өй-мүлүк алғанларни пуқралиққа қобул қилидиғанлиқи көрситилгән.
Узун йиллардин бери уйғурларниң түркийә вәтәндашлиқиға өтүш ишлириға ярдәм қилип келиватқан “шәрқий түркистан вәхпи” синиң сабиқ рәиси һамит көктүрк әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, түркийә 2017-йили 1-айда өй-мүлүк сетивалғанларға пуқралиқни бериш қанунини елан қилғандин кейин, бу йол билән пуқралиққа өтүватқан хитайниң саниниң тезла көпийиватқанлиқини, 20 дөләт ичидә хитайниң 8-қатарға көтүрүлгәнликини тилға алди. У бу һәқтә мундақ деди: “мән бу һәқтә түркийәниң хитайларға пуқралиқ бәрмәслики керәкликини шәрһләп мақалиму елан қилған. Түркийә асия, африқа вә явропаниң түгүнигә җайлашқан муһим бир дөләт болуп, үч қитәниң өтиңидур. Шуңа хитайлар түркийәниң бу әвзәлликидин пайдилиниш үчүн түркийәдә олтурақлишишни халайду. Болупму шәрқий түркистанда бай болған хитайлар түркийәдин өй-мүлүк елип пуқралиққа өтүватиду. Хитай һөкүмити бәлким бу хитайлар арқилиқ түркийәдики шәрқий түркистан дәвасиға зәрбә беришни көзлигән болушиму мумкин. Хәвәрләргә асасланғанда хитай һазир түркийәдә әң көп өй-мүлүк алған 20 дөләт пуқралири ичидә 8-қатарда туридикән.
Истанбул шәһиридә өй-мүлүк тиҗарити билән шуғуллиниватқан тәбәрнүш кирәчҗи әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “2017-йилидин тартип 250 миң долларлиқ өй-мүлүк сетивалған чәт әлликләргә түркийә пуқралиқи берилишкә башлиған иди. Буни пурсәт дәп билгән хитайлар истанбулдин көпләп өй-мүлүк сетивелишқа башлиди. Хитайлар әхлақсиз тәклипләр билән истанбулдики өй-мүлүк ширкәтлириниң ишикини қеқишқа башлиған иди. Мәсилән, хитайлар йүз миң долларлиқ өйгә 250 миң долларлиқ талон беришимизни тәләп қилди. Аз пул билән түрк пуқралиқиға өтүш үчүн һийлә-нәйрәңләрни ишлитиватиду. ”
Униң қаришичә, хитайлар көпрәк “бир бәлбағ бир йол” қурулуши өтидиған шәһәрләрдин өй-мүлүк сетивелип бу шәһәрләрдә тиҗарәт қилишқа башлиған. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “хитайниң узун муддәтлик пилани истанбулға бир милйон, түркийә бойичә 10 милйон хитай җайлаштуруш. Улар һазир йеңи йипәк йоли өтидиған искәндурун, анталя, измир вә трабзонға охшаш деңиз бойидики шәһәрләрдин өй еливатиду. Йәнә бирси хитай дөлити вә бәзи хитайлар түркийәдики ширкәтләрни сетивеливатиду. Мәнчә бундақ қилишидики сәвәб, явропа дөләтлири көплигән хитай маллириниң киришини чәкләйду яки еғир таможна беҗи алиду. Түркийәдә ишләп чиқирилған малларға явропа дөләтлиридә унчивала көп чәклимә йоқ. Шуңа түркийә арқилиқ явропаға мал сетишму буниңдики йәнә бир мәқсәт. Йәнә бир җәһәттин алғанда улар йеңи йипәк йоли өтидиған дөләтләргә болған тәсир күчини ашурушни пиланлаватиду, дәп ойлаймән. Түркийәдә хитайниң тәсир күчи күчәйсә шәрқий түркистан дәваси үчүнму зиянлиқ болиду.”
Түркийәниң “саадәт” вә “келәчәк” партийәлиридин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди телефон учури арқилиқ бу һәқтики соалимизға җаваб берип мундақ язған: “бу мәсилә түркийә парламентидики әң қизиқ нуқтилардин бири һесаблиниду. Биз өктичи партийәдин болған парламент әзалири өй-мүлүк алған чәт әлликләргә пуқралиқ бериш сияситини дәрһал өзгәртиши керәкликини тәләп қиливатимиз. Алдимиздики айларда бу мәсилә түркийә парламентида қайта музакиригә қоюлуши мумкин, дәп ойлаймән. Түркийә һөкүмитиниң бу сияситидин түрк хәлқиму нарази, шуңа һөкүмәт бу қанунни өзгәртишкә мәҗбур болиду дәп ойлаймән. Хитайларниң көпийиши техиму вәһимилик бир әһвал.”
Түркийә “һөкүмәт” гезитидә елан қилинған хәвәрдә көрситилишичә, әң аз болғанда 400 миң долларлиқ муқим мүлүк сетивалғанларға пуқралиқ бериш һәққидики бәлгилимигә бирнәччә қошумчә шәртләр қошулған: биринчи, өй сетивалғучиниң аз дегәндиму икки милйон америка доллири қиммитидә турақлиқ иқтисадиниң барлиқи министирлиқ тәрипидин испатланған болуши керәк; иккинчи, кәм дегәндә бир милйон америка доллири қиммитидики муқим мүлүкниң игидарчилиқ хетигә үч йилғичә сетишқа болмайду, дегән мәзмундики изаһат йезилиши һәмдә мунасивәтлик идарә-җәмийәт тәрипидин испатланған болуши керәк; үчинчи, кәм дегәндә 100 адәмни иш пурсити билән тәминлигән болуши керәк; төтинчи, кәм дегәндә үч милйон долларни түркийәдики банкиларға аманәт қойғанлиқини испатлиши керәк; бәшинчи, кәм дегәндә үч милйон америка доллири қиммитидики дөләт қәрзи чекини үч йил тутуп турғанлиқи мунасивәтлик идарә-җәмийәтләр тәрипидин испатланған болуши керәк. Әнә шу шәртләр толуқ орунланса, андин түркийә пуқралиқиға қобул қилинидикән.
Игилишимизчә түркийәниң бу шәртлиригә чүшидиған уйғурларниң сани көп әмәс икән. Бу шәртләргә тошидиғанларниң көпи руслар, әрәбләр, әзәрбәйҗанлиқлар, иранлиқлар вә хитайлар икән.