Түркийә президент сайлимида рәҗәп таййп әрдоған утти

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.05.29
Turkıiye-13-nowetlik-prezidenti-Rejep-Tayyip-Erdoghan-1.jpg Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған дәсләпки сайлам нәтиҗилири елан қилинғандин кейин, өз қоллиғучилириға нутуқ сөзлимәктә. 2023-Йили 28-май, түркийә, истанбул.
Reuters

Түркийә асасий қануниға түзитиш киргүзүп, парламент түзүмидин президентлиқ, йәни дөләт башлиқи һөкүмәт қуридиған түзүмгә өткәндин кейинки иккинчи қетимлиқ сайламда һечқандақ намзат омумий авазниң %50 тин көпигә еришәлмигәнлики үчүн икки һәптидин кейин қайта сайлам өткүзүлди. 28-Майдики сайламда рәҗәп таййип әрдоған авазниң %52 ни елип түркийәниң 13-нөвәтлик президенти болуп сайланди.

Түркийә алий сайлам комитети башлиқи әхмәт йәнәр әпәнди 28-майда өткүзүлгән президент сайлими тоғрисида мухбирларға мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “президент намзати рәҗәп таййп әрдоған пүтүн авазниң %52.14Гә ,кәмал қиличдароғлу %47.86 Гә еришкән болуп, рәҗәп таййп әрдоған 27 милйон 725 миң 131, кәмал қиличдароғлу 25 милйон 432 миң 951 аваз алған. Һазирқи статистикиға асасланғанда рәҗәп таййп әрдоған президент болуп сайланған. Бу сайлимимизниң түрк хәлқи вә дөлитигә хәйрлик болушини тиләймән”.

Turkiye-Aliy-Saylam-Koniteti-Bashliqi-Exmet-Yener-Ahmet-Yener.jpg
Түркийә алий сайлам комитети башлиқи әхмәт йәнәр сайлам нәтиҗиси тоғрисида мухбирларға мәлумат бәрмәктә, 28-май, әнқәрә.

2023-Йили 5-айниң 14-күни түркийә хәлқи президент билән парламент әзалирини сайлап чиққан иди. Һазирқи президент рәҗәп таййп әрдоған, җумһурийәт хәлқ партийәсиниң рәиси кәмал қиличдароғлу, мәмликәт партийәсиниң рәиси муһәррәм инҗә вә доктор синан оған қатарлиқлар президент намзатлири болуп елан қилинғаниди. Кәмал қиличдароғлу, президент рәҗәп таййп әрдоғанға қарши болған “милләт иттипақи” дәп аталған 6 партийә ортақ көрсәткән намзат иди. Муһаррәм инҗә болса беләт ташлашқа икки күн қалғанда намзатлиқтин истепа қилди. 14-Майдики президентлиқ сайлимида һечқандақ намзат омумий авазниң %50 тин көпигә еришәлмигәнлики үчүн икки һәптидин кейин қайта сайлам өткүзүшни қарар қилған иди. Бу җәрянда президент намзити доктор синан оған президент намзатлиқидин чекилип, рәҗәп таййп әрдоғанни қоллайдиғанлиқини елан қилған.

Сипрус 15-ноябир университети оқутқучиси доктор шәвкәт насир әпәнди рәҗәп таййп әрдоғанниң сайланғанлиқиниң уйғурларға хәйрлик болушини тиләйдиғанлиқини тәкитлиди.

Түркийә җумһурийити 1923-йили парламент түзүмидә қурулған болуп, 1946-йили көп партийәлик түзүмгә өткән. Парламент әзалири хәлқ тәрипидин сайланғандин кейин, парламент әзалири дөләт рәисини сайлайтти. 2018-Йили мәзкур қанунға түзитиш киргүзүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.