Имдат авшар: “мән уйғурларниң авази болай дәп давамлиқ шеир декламатсийә қилимән”
2022.10.27

Түркийәниң әлазиғ шәһиридә өткүзүлгән хәлқара шаирлар учришишида уйғурлар һәққидә шеир декламатсийә қилған имдат авшар әпәнди: “мән шуниңға ишинимәнки, сиясий күрәш билән бирликтә әдәбият-сәнәтниң күчидинму пайдилиниш керәк. Һазирқи уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатқан кино ишләш, роман йезиш керәк. Талантлиқ уйғур зиялийлири буларни қилиши керәк. Бурун йезилған әсәрләрни һәр хил тилларға тәрҗимә қилип тарқитиш керәк” дәп тәкитлиди.
23-Өктәбирдә ахирлашқан, түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи һәм түркий җумһурийәтләр һәмкарлиқ идариси қатарлиқ органларниң һамийлиқида өткүзүлгән мәзкур хәлқара шаирлар учришишида түркийәдә тонулған шаир, “түрк әдәбияти” журнилиниң баш муһәррири имдат авшар әпәнди билән уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған шеирлирини декламатсийә қилип кишиләрниң қаттиқ алқишиға еришкәниди.
Шаир имдат авшар әпәнди мурасимда 2003-йили пакистанға панаһланғанда, пакистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруветилгәндин кейин үрүмчидә өлүм җазасиға буйрулуп өлтүрүлгән исмаил сәмәткә атап язған “түркистанда матәм” намлиқ шеирини декламатсийә қилғаниди. Униң бу шеирида пакистандәк мусулман дөлитиниң қәшқәр йеңисарлиқ исмаил сәмәт қари, йәни бир уйғур мусулманниң сиясий панаһлиқ тилигәнликигә қаримай, хәлқара әһдинамиләргә хилаплиқ қилип, уни тутуп хитай һөкүмитигә қайтуруп бәргәнликигә болған ечиниш һессиятлири ипадиләнгән болуп, мәзкур шеири йиғин әһлиниң қаттиқ алқишиға еришкән.
Имдат авшар әпәнди зияритимизни қобул қилип, мәзкур шеир тоғрисида мунуларни деди: “мән пакистанниң исмаил сәмәт қарини хитайға қайтуруп бәргәнлики, хитайниң уни қетил қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрни оқуғандин кейин бу шеирни қәләмгә алғанидим. Мән түрк дунясиниң қәһриманлири, езиливатқан түркий хәлқләрниң қәһриманлири тоғрисида шеирлар язғанидим. Пакистандәк бир мусулман дөлитиниң исмаил сәмәтни хитайға қайтуруп бәрсә өлтүридиғанлиқини билип туруп, қайтуруп беришигә қаттиқ нәпрәтләнгәнидим. Шу күни йерим кечидә бу шеирни йезип ‛қериндаш қәләмләр‚ намлиқ әдәбий журналда елан қилғанидим. Һазирғичә хәлқара шаирлар учришишида һәр даим бу шеирни декламатсийә қилимән, чүнки бу хил учришишларға шәрқий түркистандин уйғур шаирлар келәлмәйду. Мән уйғурларниң авази болай дәп давамлиқ декламатсийә қилимән”.
Шаир вә язғучи имдат авшарниң көп санда шеир вә һекайилири түркийә, әзәрбәйҗан вә оттура асия түркий дөләтлиридики гезит-журналларда елан қилинғаниди.
Нөвәттә “түрк әдәбияти” намлиқ мәзкур түрк дунясидики алдинқи қатардики муһим вә мәхсус әдәбий журналниң баш муһәрририлик вәзиписини атқуруватқан имдат авшар әпәнди әдәбият-сәнәтниң уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини аңлитишта муһим рол ойнайдиғанлиқиниму тәкитлиди, у, мундақ деди: “әдәбият-сәнәтниң вә технологийәниң күчидин пайдилинип, уйғурларниң еғир вәзийитини дуня күнтәртипидә тутуп турушимиз керәк. Бизму бу һәқтә қолимиздин кәлгәнни қилимиз”.
Бу қетимлиқ хәлқара шаирлар учришишида истанбулда яшайдиған уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини аңлатқан шеирлиридин “биз ким?” намлиқ шеирини қолида шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини тутуп туруп декламатсийә қилған.
Шаирә нурәла гөктүрк ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң шеир декламатсийә қилған чағдики һессияти вә кишиләрниң буни аңлап қаттиқ тәсирләнгәнлики һәм алқишлиғанлиқини баян қилди.
Уйғур елидә туғулуп көп йиллардин буян түркийәдә яшаватқан нурәла ханимниң һазирғичә 3 шеир китаби нәшр қилинған болуп, у йәнә сөйүнгүл чанишеф ханимниң “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ китабини түркчигә тәрҗимә қилғаниди.
Бу йил 25-нөвәтлики өткүзүлгән хәлқара шаирлар учришиши 1991-йили совет иттипақи йимирилгәндин кейинла өткүзүлүшкә башлиған болуп, һазирғичә түркий милләтләрдин болған нурғун даңлиқ шаирлар қатнишип кәлмәктә. Бу қетимқи мурасимғиму түркий җумһурийәтлирини өз ичигә алған 12 дөләттин кәлгән шаирлар қатнашқан, әмма хитай һөкүмити уйғур шаирлирини һечқачан мәзкур шеирийәт мурасимиға қатнаштурмиғаниди.