Түркийә сот мәһкимисиниң икки уйғурни хитайға қайтуруш қарари һәққидә инкаслар билдүрүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2025.03.17
istanbul-namayish-sot-hokumi-02 Истанбул районлуқ мәмурий сот мәһкимисиниң алдида елип берилған наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 14-март, истанбул
RFA/Arslan

Йеқинда түркийәниң қарари гезити вә иҗтимаий таратқуларда, истанбул 16-вә 18-районлуқ мәмурий сот мәһкимиси мәхмут инайәт вә әркин абдувели қатарлиқ икки уйғур үстидин сот ечип уларни хитайға қайтуруш қарари алғанлиқ хәвири кәң тарқалғандин кейин иҗтимаий таратқуларда бу һәқтә кәң түрдә бәс-муназирә қозғалди.

15-Март күни түркийә ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ көчмән ишлири идариси бу һәқтә баянат елан қилип, мәзкур хәвәрниң асаси йоқлуқини билдүрди.

Баянатта мундақ дейилгән: “бәзи ахбарат органлирида вә иҗтимаий таратқуларда тарқалған икки уйғурни хитайға қайтуридиғанлиқ тоғрисида асасий йоқ хәвәр тоғрисида чүшәнчә беришкә еһтияҗ туғулди. 6458-Номурлуқ чәт әлликләр вә хәлқаралиқ қоғдаш қануниниң юртиға қайтурушни чәкләш тармақ қануниниң 4-маддиси бойичә чәт әлликләр тоғрисидики мәсилиләр сәзгүрлүк билән иҗра қилиниватиду. Бу җәһәттә һеч ким қийин-қистаққа учрайдиған, миллити, дини, мәлум бир гуруппиға тәвәлики вә яки сиясий пикир-қарашлири сәвәбидин һаяти һәм әркинлики тәһдиткә учрайдиған бир йәргә қайтурулмайду”.

Истанбул районлуқ мәмурий сот мәһкимисиниң алдида елип берилған наразилиқ намайишиниң көрүнүши.  2025-Йили 14-март, истанбул
Истанбул районлуқ мәмурий сот мәһкимисиниң алдида елип берилған наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 14-март, истанбул
RFA/Arslan

Көчмәнләр ишлири идарисиниң баянатида мәхмут инайәт вә әркин абдувели исимлик икки уйғур тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: “мәзкур шәхсләрниң хитайға қайтурулуши тоғрисидики дәваларму пүтүнләй асасий йоқ ялған болуп, бүгүнгичә һеч бир уйғур хитайға қайтурулмиди. Мәхмут инайәт исимлик киши өзиниң тәлипигә бинаәт аилиси яшаватқан ғәрбтики бир дөләткә өз ихтиярлиқи билән кәтти. Әркин абдувели исимлик киши тоғрисида тутуп туруш қарари 2023-йили бикар қилинғаниди”.

14-Март күни түркийә парламент әзаси мустафа йәнәроғлу әпәнди бу һәқтә баянат елан қилип һөкүмәтни вә ички ишлар министирлиқини тәнқид қилған.

Әзаси мустафа йәнәроғлу әпәнди өзиниң тор сәһиписидә елан қилған баянатта мундақ дейилгән: “ички ишлар министирлиқи хитайда йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрүп туруп йәнә уйғурларға чеградин чиқиш қарари бериватиду вә уйғурларниң түркийәдин чиқип кетиши үчүн бесим қиливатиду, узун йиллардин буян түркийәдә яшаватқан уйғурлар пуқралиққа өтүш һәққи үчүн сунулған илтимасларға җаваб берилмәйватиду, кечиктүрүлүватиду вә яки рәт қилиниватиду, инсаний иқамәт олтурақлишиш рухсити рәт қилиниватиду”.

Мустафа йәнәроғлу баянатта йәнә, демократик қанун дөләтлириниң һеч биридә уйғурларни чеградин қоғлап чиқириш мумкин әмәсликини, әң күчлүк бағлинишлиқ мунасивити болған вә иккинчи вәтини болған түркийәдә уйғурлар дуч келиватқан вәзийәттин түркийә үчүн еғир номуссизлиқ болидиғанлиқини тәкитлиди вә “ички ишлар министирлиқиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан чеградин чиқириш сиясити еғир бир номуссизлиқтур”, деди.

Парламент әзаси мустафа йәнәроғлу әпәнди, баянатта, түркийә һеч болмиғанда түркийәдики уйғур қериндашларға игә чиқиши керәк, дегән.

Сот мәһкимисиниң қарарнамигә қариғанда, бу йил 2-айниң 28-күни истанбул 16-вә 18-мәмурий сот мәһкимилириниң, мәхмут инайәт вә әркин абдувели исимдики икки уйғур муһаҗир һәққидә һөкүм чиқарған болуп, буниңда һәр иккисиниң, рәсмий һөҗҗәтләрдә сахтилиқ җинайити садир қилғанлиқи вә чеградин қанунсиз киргәнлики сәвәбидин сот мәһкимиси хитайға қайтуруш қарари алғанлиқи билдүрүлгән.

Қарарнамидә йәнә сот мәһкимиси, әркин абдувәли хитайда зулум барлиқини толуқ пакитлар билән испатлап берәлмигәнлики үчүн хитайға қайтурулса болидиғанлиқини қарар қилғанлиқи йезилған.

Өткән җүмә күни йәни 14-март күни истанбулдики бир қисим иҗтимаий тәшкилатлар вә адвокатлар истанбул мәмурий сот мәһкимисиниң алдиға йиғилип бу қарарға наразилиқ билдүргән.

14-Март күни түркийә парламенти әзаси сәлчуқ өздағ әпәнди баянат елан қилип сот мәһкимисиниң қарарға қарши чиққан. Баянатта мундақ дейилгән: “түркийәни иккинчи вәтинимиз дәп қарайдиған вә шундақ билидиған қан қериндашлиримизға бу қилмишни рава көргәнләр үстидин түрк миллитигә шикайәт қилимән. Түркийәдә бу қарарни иҗра қилидиған һеч ким йоқ дәп қараймән, бирақ бундақ бир қарарниң мақуллиниши номуссизлиқтур. Һөкүмәттин күч алмай һеч ким бундақ бир қарарни тәстиқлиялмайду. Һеч ким бу милләтни әхмәқ чағлимисун”.

Истанбул районлуқ мәмурий сот мәһкимисиниң алдида елип берилған наразилиқ намайишиниң көрүнүши.  2025-Йили 14-март, истанбул
Истанбул районлуқ мәмурий сот мәһкимисиниң алдида елип берилған наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 14-март, истанбул
RFA/Arslan

14-Март җүмә күни мәркизи истанбулдики хәлқара мусапирлар һоқуқлири җәмийити, мәзлум дәр җәмийити, шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийити вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики қатарлиқ иҗтимаий тәшкилатлар бирликтә мәзкур қарарни чиқарған истанбул районлуқ мәмурий сот мәһкимиси алдида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, мәзкур қарарға наразилиқ билдүрди вә у қарарниң бикар қилинишини тәләп қилди.

Ахбарат елан қилиш йиғиниға көп санда түрк вә уйғурлар қатнашқан болуп, улар бирдәк “уйғурлар ялғуз әмәс”, “түркийә ухлима уйғурларға игә чиқ!”, дегәндәк шоарлар товлиди.

Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған хәлқара мусапирлар һоқуқи җәмийитини муавин рәиси адвокат ибраһим әргин әпәнди сөз қилип мундақ деди: “истанбул 16-вә 18-районлуқ мәмурий мәһкимилири, хитайниң зулумидин қутулуш үчүн түркийәгә келип панаһланған мәхмут инайәт вә әркин абдувели қатарлиқ икки уйғурни биваситә хитайға қайтуруп беридиғанлиқиға һөкүм қилди. Бу һөкүм түркийәдә яшаватқан пүтүн уйғур панаһланғучилар вә башқа көчмән мусапирлар үчүн җиддий бир қанун вә инсанпәрвәрлик тәһдит пәйда қилиду”.

Истанбул мәмурий сот мәһкимисиниң қарарида, түркийәдин хитайға қайтурулмақчи болған уйғурниң хитайға қайтурулған тәқдирдә һаятиниң хәвпкә учримайдиғанлиқи тилға елинған болуп, ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуләһәд удун әпәнди мундақ деди: “хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә дөләтләрниң нурғун доклатлири, говаһлиқлири вә һөҗҗәтлири арқилиқ хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда зулум, ассимилятсийә қилиш, халиғанчә қолға елиш, қийнаш вә мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқ системилиқ сиясәтләрни йүргүзүватқанлиқи испатланди. Бүгүнки күндә дунядики әң чоң парламентлардин болған америка, әнглийә, канада, фирансийә, голландийә, литванийә, белгийә, чех, иреландийә вә германийә қатарлиқ он дөләтниң қанун чиқириш органлири хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулумини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп ениқ бәлгилиди. Әһвал шундақ икән шәрқий түркистанлиқларни хитайға қайтуруш уларни зулум, қийнаш вә өлүмгә йоллиғанлиқ болиду”.

Абдуләһәд удун әпәнди сөзидә түркийә җумһурийитиниң бу қарарни дәрһал бикар қилишини тәләп қилди.

Игилинишичә, мәхмут инайәт буниңдин илгири тутулуп бир мәзгилдин кейин қоюп берилгән болуп, униң һазир австирийәгә көчүп кәткәнлики илгири сүрүлди. Әркин абдувели гәрчә түркийәдә болсиму тутулуп кетиштин әндишә қилип йошурунуп турмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.