Түркийә қарабүк университетида 97 дөләттин кәлгән оқуғучиларға уйғур қирғинчилиқи аңлитилди
2023.01.06

Хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан бастуруш сиясәтлири бәзи дөләтләрниң һөкүмәт вә парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилгәндин кейин, дуня уйғур қурултийи изчил түрдә буларни һәр қайси дөләтләрдә аңлитишқа чақириқ қилған иди. Бу чақириққа бинаән түркийәдики һәр қайси университетларда уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғинлири өткүзүлмәктә. 5-январ күни түркийәниң ғәрбий-шималиға җайлашқан, 97 дөләттин келип оқуватқан оқуғучилар бар қарабүк университетида “шәрқий түркистанда немиләр болуватиду?” намлиқ доклат бериш йиғини өткүзүлгән.
Мәзкур доклат бериш йиғиниға университетниң һәр дәриҗилик мәсуллири, һәрқайси факултетларниң мудирлири, оқутқучилар вә чәт әллик оқуғучилардин болуп, 200 дин көп киши қатнашқан.
Қарабүк университетида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди билән муавин рәиси дилшат баришчи әпәндиләр доклат бәргән. Уларниң доклати йиғин әһлиниң күчлүк қизиқишини қозғиған. Абдурешит абдулхәмит әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Абдурешит абдулхәмит әпәнди бу доклат бериш йиғинини өткүзүштики мәқсәтниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқи тоғрисида җамаәт пикри топлаш икәнликини тәкитлиди.
Қарабүк университетида 97 дөләттин келип оқуватқан оқуғучилар бар болуп, “шәрқий түркистанда немиләр боливатиду?” намлиқ доклатни чәт әллик вә түрк оқуғучилар қизиқип аңлиған вә соаллар сориған. Дилшат баришчи әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мәлумат бәрди.
Қарабүк университетидики паалийәт ахирлашқандин кейин, 5 кишидин тәркиб тапқан д у қ һәйиәти қарабүк вилайәтлик көчмәнләр идарисиниң мудири билән көрүшүп, қарабүктә туруватқан уйғурларниң вәтәндашлиқ вә иқамәт җәһәттики қейинчилиқлирини йәткүзгән. Қарабүк университетиниң тарих пәнлири докторанти мамутҗан әркин әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Қарабүк университетидики доклат бериш йиғинини уюштурушқа зор күч чиқарған оттура мәктәп оқутқучиси шәнәл сойтүрк әпәнди паалийәтләрниң интайин яхши өткәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси вә башқуруш һәйәт әзалири бәргән доклатида шәрқий түркистанниң тарихини аңлатқандин сирт, һазирқи еғир вәзийити һәққидиму мәлумат бәрди. Залдики оқуғучиларниң җимҗитлиққа чөмүши вә уларниң чирайидики җиддийликләр, уларниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан вәһшийликлиригә болған нәпритини ипадиләп бериду. Йиғинға қатнашқанларниң сориған соаллиридин кишиләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә қанчилиқ көңүл бөлидиғанлиқини чүшинивалғили болиду. Бу доклат бериш йиғинида нурғун йеңи мәлуматларни биливалдуқ. Мәнчә, бәкла пайдилиқ болди.”
Бундин 20 йил бурун түркийәдә уйғур мәсилисигә университетларниң тил, тарих вә әдәбият кәсиплиридә оқуйдиған оқуғучилар көпрәк қизиқатти, һазир болса хәлқара мунасивәт, иқтисад, сиясәтшунаслиқ, идарә башқурушқа охшаш кәсипләрдики оқуғучи вә оқутқучиларму қизиқмақта. Шуңа д у қ вә түркийәдики уйғур тәшкилатлири бу һәқтә мәхсус доклат бериш йиғинлири уюштурмақта.